UHRP Ниң йеңи доклати: “уйғур елида түрмигә қамалғанларниң нисбити дуня бойичә әң юқири! ”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.04.30
Мәҗбурий әмгәк мәйданида отта көйүп өлгән нәбиҗан розиниң җәсити җәмийәттин хупиянә һалда йәрликкә қоюлған Хитай һөкүмитиниң лагердики уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш қилмишиға тоғрилиқ ишләнгән картон.
Yettesu

Америкадики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” (UHRP) йеқинда уйғурларниң тутқун қилиниш вә қамақ җазасиға һөкүм қилиниш әһвалиға аит бир истатистика доклати елан қилди. Уйғурларниң кәң көләмлик тутқун қилиниши вә еғир қамақ җазалириға учраш нисбитигә даир кишини чөчүтидиған рәқәмләр йәр алған бу доклат күчлүк диққәт қозғимақта.

 “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң хитай һөкүмити елан қилған рәсмий санлиқ мәлуматларни тәһлил қилиш асасида елан қилған бу йеңи доклатида көрситилишичә, уйғур районидики уйғурлар вә башқа түркий милләтләр хитай омумий нопусиниң аран бир пирсәнтини тәшкил қилсиму, әмма түрмидики мәһбуслар омуми саниниң үчтин бир қисмини йәни 34 пирсәнттин көпрәкини игиләйдикән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң “хитай йилнамиси” вә “шинҗаң юқири сот мәһкимиси” асасидики тәхминлири

Уйғур райониниң нопуси бойичә селиштурғанда, уйғур елидики түрмә нопусиниң нисбити дуня бойичә әң юқири орунда туридикән. Доклатта көрситилишичә, уйғур районидики уйғурлар вә башқа түркий милләтләр, җүмлидин хитай болмиған милләтләр ичидә һәр 100 миң адәм ичидә 3814 адәм түрмидә икән. Хитайларда болса, хитай миқяси бойичә түрмигә соланғанлар һәр 100 миң адәм ичидә 80 нәпәр болуп, бу дегәнлик уйғурлар вә башқа түркий милләтләрниң түрмигә қамилиш нисбити хитайларға қариғанда 47 һәссә көп дегәнлик болидикән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң “хитай йилнамиси” вә “шинҗаң юқири сот мәһкимиси” асасидики тәхминлири

Мәзкур доклатниң аптори, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси бән кардус (Ben Carrdus) ниң радийомизға дейишичә, юқиридики бу рәқәмләр пәқәт сот һөкүми билән кесилгән һәмдә хитай әдлийә министирлиқиниң тор бетидә рәсмий қәйт қилинған истатистикиларға асасән түзүп чиқилған болуп, әмәлий әһвал буниңдинму еғир болуши мумкинкән. У мундақ дәйду:

 “бу тәтқиқатимиз уйғур елида йолға қоюлған лагер системисиға қамалғанларни өз ичигә алмайду. Бу пәқәтла түрмиләрдики һөкүм елан қилинған кишиләрниң саниға асасән түзүп чиқилған. Районда 2017-йилидин кейинки кәң көләмлик тутқунда қолға елинған, әмма кесилмәй халиғанчә тутуп турулуватқан кишиләр бар. Уларму бу санниң ичидә әмәс. Йәнә техи уйғур елида биңтүәнниңму лагерлири бар. Әгәр лагерларда йетиватқанларни нәзәргә алидиған болсақ, уйғурларниң түрмигә қамилиш нисбити техиму юқири болуши мумкин. ”

“тоқунушни бир яқлиқ қилиш вә тинчлиқ илими” 40-җилд, 4-сан(2022)

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хитай әдлийә министирлиқи 2017-йилидин 2022-йилғичә болған алтә йилда елан қилған рәсмий истатистикиға асасән тәһлил қилишичә, уйғур районидики уйғурлар вә башқа түркий милләтләрдин һәр 26 нәпириниң бири түрмидә болуп, бу һәр 17 нәпәр уйғур ичидин бир нәпириниң түрмидә икәнликидин дерәк беридикән.

Бән кардусниң дейишичә, бу рәқәм “түрмигә қамалған адәм сани әң көп” дәп даңқ чиқарған әл-салвадордики түрмә нопусидинму үч йерим һәссә юқири икән. (Әл-салвадорда һәр 100 миң адәм ичидә 1086 адәм түрмидә. ) У мундақ дәйду:

“тоқунушни бир яқлиқ қилиш вә тинчлиқ илими” 40-җилд, 4-сан(2022)

 “қарайдиған болсақ, уйғур районидики уйғурлар вә башқа хитай болмиған милләтләрниң түрмигә қамилиш нисбити түрмә нопуси әң көплүки билән вә һөкүмәтниң халиғанчә тутқун қилиш қилмиши әң еғирлиқи билән тонулидиған әл-салвадординму үч йерим һәссә юқири. Хитай өзини қанун бойичә идарә қилинидиған дөләт, дәйду. Әмма бу рәқәм хитайда қанунниң халиғанчә иҗра қилинидиғанлиқини көрситип бәрмәктә. ”

Бән кардус сөзидә йәнә уйғур елидики тутқунларға аит рәқәмләрниң райондики вәзийәттә қилчиликму яхшилиниш болмиғанлиқини көрситип беридиғанлиқини тәкитләп, хәлқарани уйғурларни унтуп қалмаслиққа чақирди. У мундақ деди:

 “бу йәрдики мәсилә, уйғурлар мәсилисигә болған диққәт даим хәлқарада йүз бериватқан башқа мәсилиләр сәвәбидин йөткилип туруватиду. Уйғурлар учраватқан зулум украина уруши вә ғәззә мәсилиси сәвәбидин унтулуп қеливатиду. У, җимҗит давам қиливатиду. Әлвәттә бу дегәнлик украина вә ғәззәгә диққәт қилмайли дегәнлик әмәс. Әлвәттә уларму ярдәмгә моһтаҗ, уларғиму диққәт қилишимиз керәк. Әмма бу уйғурлар ярдәмгә вә диққәткә моһтаҗ әмәс дегәнлик әмәс. Райондики вәзийәттә яхшилиниш болғандәк көрүнүши мумкин. Әмма бу пүтүнләй хата, у йәрдики вәзийәттә қилчиликму яхшилиниш болғини йоқ. Мән йүз пирсәнт ишәнч билән шундақ дейәләймәнки, уйғурларниң вәзийитидә азрақму яхшилиниш болмиди. ”

Мәзкур доклатта көрситилишичә, уйғурларниң түрмиләрдә өлүш нисбити хитайдики башқа хәлқләргә қариғанда көп юқири болсиму, әмма өлүм җазалириға аит истатистикилар хитайда дөләт мәхпийити, дәп қарилидиған болғачқа, өлүм җазалириға аит истатистикиға еришкили болмайдикән. Әмма уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң қаришичә, уйғурларниң “қуран өгиниш” яки “балиларға қуран өгитиш” тәк адәттики ишлар үчүнму аз дегәндә 10 йилдин юқири қамақ җазалириға һөкүм қилиниватқанлиқини нәзәрдә тутқанда, өлүм җазаси билән җазаланғанларниму юқири дәп қарашқа болидикән.

Америкадики кишилик һоқуқ органлиридин “диялог” фондиниң рәиси җон кәм (John Kamm) бу һәқтә радийомизға қайтурған язма инкасида “тутқундики уйғурлар мәсилисиниң хәлқарада тохтимай тәкитлиниши лазимлиқини, раһилә давутни өз ичигә алған тутқундики барлиқ уйғурларниң исимлирини көтүрүп чиқишниң мәтбуатлар вә һөкүмәтләрниң диққитини тартишта муһим рол ойнайдиғанлиқини” билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.