Лагер шаһитлиридин тәвсийә: мишел бачелет ханим хитайниң көрсәткәнлиригила ишинип кәлмәң

Мухбиримиз гүлчеһрә
2022.03.23
Лагер шаһитлиридин тәвсийә: мишел бачелет ханим  хитайниң көрсәткәнлиригила ишинип  кәлмәң Лагер шаһити өмәр бекали лондонда ечилған “уйғур соти”да гуваһлиқ бәрмәктә, 2021-йил 4-июн
AP

Хитай һөкүмити йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ алий кеңишиниң комиссари мишел бачелетниң хитайда җүмлидин уйғур районида зиярәттә болуш тәлипигә қошулғанлиқини елан қилғаниди.

Мубада бу зиярәт 5-айда әмәлийләшсә, мишел бачелет 17 йилдин буян бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссариниң хитайниң кишилик һоқуқ мәсилилирини тәкшүрүш үчүн хитайни зиярәт қилған тунҗи юқири дәриҗилик әмәлдар болуп қалидикән. Мишел бачелет б д т ниң кишилик һоқуқ алий комиссарлиқ вәзиписигә қоюлуп узун өтмәй йәни 2018-йили сентәбирдә, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиғинида, уйғур районидики “қайта-тәрбийәләш” лагерлири мәсилисиниң тәкшүрүлүшни тәләп қилғаниди.

Әмма хитай дәрһал буниңға инкас қайтуруп мишел ханимни “бир тәрәплимилик” билән әйиблигән вә 5 йилдин буян униң зияритини рәт қилип кәлгәниди.

 Б д т да уйғур диярида йиғивелиш лагерлириниң мәвҗутлуқини шуниңдәк мәҗбурий әмгәкниң мәвҗутлуқини тамамән инкар қилип кәлгән хитай, йеқиндин буян әмди районда ирқий қирғинчилиқ мәвҗут әмәс, булар америка вә ғәрбтики хитайға қарши күчләр ойдуруп чиқарған сәпсәтә дегән тәтүр тәшвиқатини техиму күчәйтмәктә.

Хитай бу хил тәшвиқатлирида һәтта, лондондики уйғур мустәқил сотиниң, униң инсанийәткә қарши җинайәтлири үстидики һөкүмлириниң һәммисини инкар қилған. Уйғур соти бу һөкүмләрни ондин артуқ лагер шаһитлириниң уйғур аяллирини мәҗбурий туғмас қилиш, балиларни аилисидин мәҗбурий айриш, мәҗбурий әмгәккә селиш қатарлиқлар тоғрисидики гуваһлиқлири асасида чиқарғаниди. Хитай йәнә әксичә уни ирқий қирғинчилиқ билән әйибләватқан америка вә ғәрб дөләтлиригә, уларни “хитайниң тәрәққиятиға көз қизартип, аталмиш шинҗаңдики кишилик һоқуқ мәсилиси көтүрүп чиқип җуңгониң ички ишиға арилашти, җуңгониң тәрәққиятиға кашила қилмақчи” дәп рәддийә берип кәлмәктә.

Хитайниң америкада турушлуқ баш әлчиси чин гаңниң 20-март, йәни америка CBSтелевизийә қанилиниң “милләткә йүзлиниш” программисиниң зияритини қобул қилғанда, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қиливатқанлиқини пүтүнләй рәт қилғаниди. Чин гаң йәнә мухбирниң мишел бачелетниң тосалғусиз зиярәт қилишиға йол қоюш яки қоймаслиқи һәққидики соалиға “ биз кишилик һоқуқ алаһидә комиссари билән сөзлишиватимиз. Мән келишим һасил қилинди, дәп ойлаймән,” дегән.

 Дуня мәтбуатлардики мунасивәтлик хәвәр инкаслардин көрә, чен гаң бу сөзлири арқилиқ мишел бачелетниң 5-айда уйғур районини зиярәт қилишиниң, хитайниң мутләқ чәклимилири астида елип берилидиғанлиқини техиму енқ ипадиләп беридикән, бу хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәмдә ғәрб көзәткүчилири, болупму уйғурларни б д т ниң уйғур дияридики бу тәкшүрүш нәтиҗисиниң әмәлийәттә, хитайниң ирқий қирғинчилиқни ақартиш ролини ойнап қелишиға болған әндишисини күчәйтмәктикән.

Лагер шаһити өмәр бекали көп қетим бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдики кишилик һоқуқ коммисарлиқида вә лондондики мустәқил уйғур сотида лагерлар вә хитайниң ирқий қирғинчилиқ сиясити һәққидә гуваһлиқ бәргән, хитайниң ирқий қирғинчилиқ сияситини ечип көрситиштә һалқилиқ рол ойниған лагер шәһитлириниң бири. Голландийәдин зияритимизни қобул қилған өмәр бекәли, б д т кишилик һоқуқ коммиссарлиқиниң уйғур диярида елип бармақчи болған һәр қандақ зияритини мустәқил вә тосалғусиз болушиниң мумкин әмәс дәп қарайдиғанлиқини билдүрүш билән бир вақитта, уларниң өзи вә башқа хитайниң зулумлири һәққидә гуваһлиқ бәргән шаһитларниң аилисини зиярәт қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

У йәнә: “әгәр мишел бачелет ханим анам билән көрүшкән тәқдирдә, хитайниң қирғинчилиқ сиясити җенидин өткән, һәмраһи балилиридин айрилған анам, һәқиқәтни сөзләштин янмиған болатти” деди.

Меһригүл турсунниң лагердики кәчмишлири тоғрилиқ гуваһлиқи хәлқарада зор тәсир қозғиғаниди. Болупму униң лагерларда көргән җисманий вә роһий қийин-қистақлар, өзи ятқан бир камерда 2 ай ичидила 9 аялниң өлүмигә шаһит болғанлиқидәк ечинишлиқ кәчмишлири, хәлқаралиқ мәтбуатлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатларниң хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи һәққидики доклатларда, хитайниң уйғур қиз- аяллар үстидин елип бериватқан инсанийәткә қарши җинайәтлириниң испати сүпитидә оттуриға қоюлуп кәлмәктә.

Меһригүл турсун, мишел бачелет башлиқ кишилик һоқуқ комиссарлиқи хадимлириниң-5- айдики зияритидә өзигә охшаш лагер шаһитлирини елип бериш мумкин болған болса, техиму тоғра вә әһмийәтлик болатти дәп үмид қилип кәлгәнликини, өзи вә башқа лагер шаһитлириниңму буниңға тәвәккүл қилишқа тәйяр дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Өзи вә башқа уйғур, қазақ қиз- аялларниң лагерда системилиқ басқунчилиққа учрайдиғанлиқини қәйсәрлик билән паш қилип, хитайниң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини дуняға ашкарилашта һалқилиқ рол ойниған лагер шаһити турсунай зиявудун болса, әгәр б д т хадимлири вә мишел бачелет пәқәтла хитай һөкүмитиниң көрсәткәнлиригила ишинип қалса, уларниң бундақ барғинидин бармиғини яхши дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.

 Турсунай йәнә:“әгәр уларниң зиярити хитайға җинайәтлирини ақлайдиған пурсәт болғинида, буниң өзигә охшаш хитайниң еғир зулумлирини баштин кәчүргән, шундақла һелиһәм ирқий қирғинчилиққа учраватқан барлиқ кишиләрниң адаләттин, һәтта һаяттин үмидини үзүшигә сәвәб болидиған чоң хаталиқ болиду”, дәп агаһландурди.

Уйғур дияридики җаза лагерлири, хитайниң уйғур вә башқа милләтләргә елип бериватқан зулумлири вә қуллуқ әмгики қатарлиқ еғир мәсилиләр дуняға ашкарилинип, хәлқарада хитайни уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш билән әйибләшниң күчийишигә әгишип, хитай даирилири  көп қетим өзигә майил бир қисим әлләрниң дипломат, мухбирлирини һәтта бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлири вәкиллирини уйғур елини зиярәт қилишқа тәклип қилип кәлмәктә. Һәр қетим хитай һөкүмити тәрипидин орунлаштурулған бу хил уйғур диярини зиярәт қилиш әтрәтлири ясап чиқилған сахта сәһниләр вә  тәйярлап қоюлған кишиләр биләнла учришип, уйғур дияридики һәқиқий вәзийәт тамамән бурмилинип хата учурларниң тарқилишиға сәвәб болғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.