Кишилик һоқуқ паалийәтчилири японийәдики UNIQLO ширкитиниң алдида намайиш өткүзгән
2021.10.22
Уйғур елидин чиқидиған пахта мәһсулатлири хитайниң уйғурларға қаритиливатқан бастуруши вә мәҗбурий әмгәк сияситиниң бир муһим бәлгиси болуп қалди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә паалийәтчилири хәлқаралиқ чоң ширкәтләрниң тиҗарий мәнпәәт үчүн кишилик һоқуққа сәл қараш қилмишини әйибләп кәлмәктә.
Япунийә уйғур җәмийити вә японийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири 22-өктәбир күни японийиниң даңлиқ кийим-кечәк маркиси болған юникло (UNIQLO) ширкитиниң токйодики баш ширкәт бинасиниң алдида наразлиқ намайиши елип барған. Паалийәтчиләр юникло ширкитигә йизилған наразилиқ хетини ширкәт мәсуллириға тапшуруп бәргән.
Паалийәтчиләр наразлиқ хетидә, юникло ишлитиватқан пахта ишләпчиқириш зәнҗиридики уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилисини мустәқил вә тәрәпсиз бир органниң тәкшүрүшини тәләп қилған. Униңда йәнә юникло ширкитиниң баш директори янаги тадаши әпәндиниң очуқ баянат елан қилип, “юникло ишлитиватқан пахтиларда уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилиси барму-йоқ?” дегән соалға ениқ җаваб беришни сориған.
Япунийә уйғур җәмийитиниң даимий әзаси савут мәмәт зияритимизни қубул қилип, японийәлик истемалчиларниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини қубул қилмайдиғанлиқини билдүрүш мәқситидә мәзкур паалийәтни тәшкиллигәникини ейтти.
Япунийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси һирану урю ханим зияритимизни қубул қилип, японийә һөкүмитиниң техи уйғур қирғинчилиқини етирап қилмиғанлиқини, японийә һөкүмити уйғур қирғинчилиқини етирап қилмай туруп, япон ширкәтләргә қарита тизгинләш вә җаза йүргүзүш қатарлиқ тәдбирләрни алалмайдиғанлиқини тәкитләп өтти.
Австралийә истиратегийилик сиясәт тәтқиқат мәркизи өткән йили 3-айда бир доклат елан қилған болуп, мәзкур доклатта уйғурларни қул ишчи қилип ишлитиш мәсилисигә четилидиған 82 даңлиқ маркиниң тизимликини көрсәткән иди. Докилатта йәнә 80 миң уйғурниң хитайниң һәр қайси өлкилиридики 30 завутта мәҗбурий ишлитиливатқанлиқи тилға елинған. Йоқуриқи 82 даңлиқ марка ширкәтлири ичидә 11 японийә ширкити уйғурларни қул ишчи орнида ишлитидиған хитай завутлириға тайинидиғанлиқи мәлум болған.
“ню-йорк вақти гезити” ниң 4-июл хәвәр қилишичә, франсийә терролуққа қарши туруш тәптиш ишханиси франсийәдики пуқрави тәшкилатларниң әрзини қубул қилип, зара, юникло қатарлиқ даңлиқ маркиларниң “инсанийәткә қарши җинайәт” вә уйғурларға қаритилған мәҗбурий әмгәк билән мунасивити бар-йоқлуқини тәкшүрүшкә башлиған.
Япунийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси һирану урю ханим зияритимиз давамида япунийәдики уйғур даваси һәққидә сориған соалимизға җавап берип, мундақ деди: “бурун японийәдә уйғур даваси анчә яхши билинмәйтти. Лекин йеқинқи йилларда уйғур даваси уйғурларниң бешиға келиватқан зулумларниң хәлқара ашкара болушиға әгишип, хәлқ тәрипидин хели билинди. Лекин бу йетәрлик әмәс. Уйғур давасини японийә җәмийитигә кәң даиридә тонуштуруп, японлуқларниң қоллишиға еришиш үчүн, уйғурлар ичидин тонулған шәхсләрниң пәйда болуши муһим. Буниңдин кейин японийәдә уйғур давасини кәң даиридә тонуштуруш арқилиқ техиму көп японлуқларниң қоллишиға еришкили болиду дәп қараймән.”
Американиң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болған пахта, пәмидур қатарлиқ мәһсулатларни импорт қилишни чәклиши вә хәлқаралиқ ширкәтләрни хитайдики тәминләш зәнҗирини тәптиш қилишқа, қайта тәшкилләшкә вә тәкшүрүш елип беришқа мәҗбурлиши, кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин қоллашқа еришмәктә. Америка һөкүмитиниң уйғур мәҗбурий әмгики билән мунасивәтлик сиясәтлириниң башқа демократик дөләтләрниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилисигә тутқан позитсийисигә тәсир көрситидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.