Илшат һәсән: “үрүмчидики от апитиниң мәсулийити чоқум сүрүштә қилиниду”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2023.11.22
urumchi-ot-apiti-ziyankeshlikke-uchrighuchilar-2.jpg Үрүмчи 24-ноябир от апитидә қаза қилғанлиқи қәйт қилинған уйғур ана вә 3 пәрзәнти. Рәсим иҗтимаий таратқулардин елинди, радиомиз тәрипидин тоғрилиқи дәлилләнмиди.
Social Media

Өткән йили 24-ноябир кәчтә үрүмчидики уйғурлар топлишип олтурақлашқан “җишияңйүән” аһалиләр олтурақ районидики бир бинаға от кетип, аз дегәндә 40 киши өлүп кетиштәк паҗиә йүз бәргәниди.

Мәлум болушичә, бу от апитидә от 15-қәвәттин башлинип 19-, 20-қәвәтләргичә туташқан. От 3 саәттин артуқрақ вақитта аран өчүрүлгән. Хитай даирилири әйни вақитта бу паҗиәдә қаза қилғанларниң санини “он киши” дәп елан қилғаниди. Һалбуки радийомизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида, үрүмчи җәнубий шинхуа йоли сақчи понкитидики бир сақчи “қаза қилғанларниң сани қириқ нәпәрдин артуқ. Дохтурханиға елип берилған еғир дәриҗидә яриланғанларниң наһайити көп икәнликини аңлидим. Қаза қилғанларни санашқа вақтимиз йәтмиди” дегәниди.

Үрүмчидә 24-ноябир йүз бәргән от апитидә қаза қилған (солдин) 11 яшлиқ имрам вә 13 яшлиқ шәһидә.
Үрүмчидә 24-ноябир йүз бәргән от апитидә қаза қилған (солдин) 11 яшлиқ имрам вә 13 яшлиқ шәһидә.
Oqurmen teminligen

Бу от апитидә 19-қәвәттики өйидә төт балиси билән биллә өлүп кәткән мәрһум қәмәрнисахан абдураһманниң шарапәт вә муһәммәд исимлик икки балиси түркийәдә оқуватқан болуп, 2017 йилидин кейин аилиси билән алақиси үзүлгән. Улар анисиниң вә 4 укиси (шәһидә 13 яш, имран 11 яш, абдурахман 9 яш, нәһдийә 5 яш) ниң ашу отта өлүп кәткәнликини иҗтимаий таратқулардин көргән. Кейинчә уларниң дадиси вә чоң акисиниң түрмидә икәнлики радийомиз тәрипидин дәлилләнгәниди.

Көзәткүчиләр әйни вақитта мәрһум қәмәрнисахан абдураһман аилисиниң паҗиәси уйғурларниң нөвәттики трагедийәсини техиму ениқ гәвдиләндүрди, дәп қариған.

Мәзкур паҗиәниң бир йиллиқ хатирә күни мунасивити билән дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин мудири илшат һәсән әпәнди радийомизға сөз қилип, үрүмчидә йүз бәргән от апити йүз бәргинигә бир йил болған болсиму, бу паҗиәниң җинайи җавабкарлиқиниң техичә сүрүштә қилинмиғанлиқни тәкитлиди.

Мәлум болушичә, үрүмчидә йүз бәргән от апити хитай һөкүмитиниң “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамал сияситигә қарши намайишларниң пилтисигә от яққан. Намайишлар тездин кеңийип “ақ қәғәз һәрикити” гә айланған; бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ шәһәрләрдә қамал чәклимисигә, шундақла һөкүмәтниң мунасивәтлик сиясәтлиригә қарши кәң көләмлик намайишлар йүз бәргән. Шуниң билән хитайда “үрүмчи” нами назук аталғуға айлинип қалған. Һәтта шаңхәй шәһиридики намайиш “үрүмчи оттура йоли” намлиқ кочида болғанлиқи үчүн 27-ноябир күни хитай даирилири бу “үрүмчи оттура йоли” намлиқ коча тахтисини еливәткән.

Илшат әпәнди бу һәқтә тохтилип, хитай пуқралириниң бу вәқәдин пайдилинип хитайниң қаттиқ контроллуқидин қутулған болсиму, уйғурларниң техиму қаттиқ бастурушқа учриғанлиқни әскәртти.

Радийомизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида, сичүән өлкиси чеңду шәһиридә оқуватқан 30 нәччә уйғур оқуғучиниң, үрүмчи от апити паҗиәси һәққидики учурларни тик-токта ортақлашқанлиқи вә тарқатқанлиқи үчүн тутқун қилинғанлиқи ашкариланғаниди. Әнгилийәдики “муһапизәтчи” гезитиму бу йил 6-айда хенән “шаңҗу технологийә институти” ниң уйғур оқуғучиси камилә ваһитниң хитай өлкилиридә елип берилған “ақ қәғәз һәрикити” гә четилип тутулғанлиқи; даириләрниң мәзкур һәрикәткә қатнашқан 4 нәпәр хитай оқуғучини тутқан болсиму, уларни 4 айдин кейин қоюп бәргәнлики; һалбуки, бу һәрикәтни үндидарға чиқарған камилә ваһитни болса түрмигә ташлиғанлиқини хәвәр қилғаниди.

Мухбиримизниң атушқа елип барған телефон зиярәтлири давамида, камилә ваһитниң 2022-йили 12-айда тутулуп, 3 йиллиқ кесилгәнлики вә қәшқәрдики муш аяллар түрмисидә җаза муддити өтәватқанлиқи дәлилләнгәниди.

Норвегийәдә турушлуқ сиясий паалийәтчи абдувәли аюп әпәнди үрүмчидә йүз бәргән от апити һәққидә радийомизниң зияритини қобул қилди. У мәзкур паҗиәдә 44 кишиниң өлүп кәткәнлик хәвирини алғанлиқини, лекин уларниң һәммисиниң кимликини ениқлаш имканийити болмиғанлиқини билдүрди.

У йәнә үрүмчидики от апитидә һаятидин айрилғанлар пүтүн хитайни қамалдин қутқузғандәк, лагерға соланған милйонлиған уйғурларму пүтүн хитайни вә дуняни залим бир һөкүмәттин қутқузидиғанлиқиға болған үмидини баян қилди.

Ахирда илшат һәсән әпәнди уйғурларниң һәққанийәт тәрәптә икәнликини, шуңа һамини бир күни бу қирғинчилиқниң җинайәтчилириниң сотқа тартилидиғанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.