Голландийәдики “үрүмчи уйғур ристурани” да голландийә парламенит әзалириға тәшәккүр билдүрүш паалийити өткүзүлгән
2021.05.28

Голландийә парламенти хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп елан қилғандин кейин, голландийәниң роттердам шәһридики “үрүмчи уйғур ристурани” ниң хоҗайини зәйнидин турсун әпәнди буниңға тәшәккүр ейтиш паалийити уюштурған. У голландийә парламентидики уйғурларни қоллиған парламент әзалириға рәһмәт ейтиш вә уйғурларниң һазир бешиға келиватқан бу зулумларни техиму көп голландийә җамаитигә аңлитиш үчүн өзиниң ресторани намидин уйғур мәдәнийити вә уйғур таамлирини тонуштурушни асас қилған таам паалийити өткүзгән.
Бу паалийәт бир айлиқ тәйярлиқтин кейин 5-айниң 21-күни һалда рәсмий башланған болуп, йәнә бир мәзгил давамлишидикән
Зәйнидин турсун әпәндиниң ейтишичә, уйғур мәслисини голландийәдики таратқу урунлири радийо вә гезит-жорналларда омумиййүзлүк тонуштуруш үчүн 4-айниң 21күнидин башлап чоң көләмлик тәйярлиқ қилған. Бу паалийәтниң орунлаштурулушиға хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң голландийә шөбиси һәмкарлашқан.
Зәйнидин турсун әпәндиниң билдүрүшичә, “үрүмчи ресторани” бу қетимлиқ паалийәт җәрянида, “уйғур қирғинчилиқи” ни голландийәдә етирап қилғузушта күч чиқарған алтә нәпәр парламент әзасиға алаһидә тамақ йәткүзүп өзлириниң рәһмитини билдүргән. Әмма мәзкур парламент әзалири өзлириниң исим-фамилилирини ашкарилашни халимайдиғанлиқини билдүргән.
Зәйнидин әпәнди йәнә хәлқара кәчүрүм тәшкилати голландийә шөбисиниң мудири дахмар авдишун ханимниң бу паалийәт үчүн алаһидә күч чиқарғанлиқини, униң таратқулар зияритидә уйғурлар үчүн сөз қилғанлиқини билдүрди.
Бу қетимлиқ паалийәт голландийә парламентидики уйғур мәсилисигә йеқиндин ярдәмдә болуп қоллап келиватқан парламент әзалириға рәһмәт ейтиштин башқа йәнә кәң голландийә аммисиға уйғур таам мәдәнийити вә уйғурларниң һазирқи вәзийитини тонуштурушниму мәқсәт қилған икән.
Бу паалийәт җәрянда меһманларға уйғур миллитиниң қисқичә тарихи, уйғурларниң һазирқи әһвали, уйғур мәдәнийити, уйғур мақал-тәмсиллири тонуштурулған. Ресторанға тәклип қилинған голландийәлик меһманлар уйғурлар һәққидә әң йеңи мәлуматларға еришкән.
Игилишимизчә, “үрүмчи уйғур рестурни” да сетилватқан таамларниң түри күндин күнгә көпийиватқан болуп, херидарларниң алқишиға еришмәктикән.
Роттердамдики “үрүмчи уйғур ристурани” ечилғиниға 6 йил болған булуп, зәйнидин турсун әпәнди илгири бу ристуран намида уйғур кимлики вә мәдәнийийини тонутуш мәзмун қилинған көплигән иҗтимаий вә мәдәнийәт паалийиәтлирини илип барған.
Зәйнидин турсун әпәндиниң билдүрүшичә, униң ресторанида өткүзүлгән бу қетимлиқи паалийәт бурунқи паалийәтләргә қариғанда көлими зор, тәсири күчлүк болған паалийәт һесаблинидикән.
Зәйнидин турсун әпәнди дуня уйғур қурултийиниң мәдәнийәт ишлири бойичә муһим әзаси болуп, у өз нөвитидә йәнә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниңму әзаси икән. У йеқинқи йиллардин буян уйғур мәсилиси вә җаза лагерлирини тонутуш үчүн сиясий паалийәтлирини үзлүксиз давам қилип кәлмәктикән.
Бу йил 26-феврал күни голландийә парламенти хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп елан қилған иди.