Уйғурларниң күрәш қиссәси 6-қисим: үмид уруқи чечиш

2024.02.14

Уйғур дияридики қаттиқ бастурушлардин қечип чиққан җүрәтлик уйғур аял-мунәввәр һазир түркийәдики нузугум фондиға риясәтчилик қилмақта. У маңдуруватқан бу мәдәнийәт өйи ялғуз уйғур тили вә мәдәнийитигә һамийлиқ қилипла қалмастин, бәлки илаһий илһамниң түрткисидә уйғур мәдәнийити саһәсидики сода-сетиқ ишлириниму йүрүштүрүп маңмақта. Тәвәккүланә тиришчанлиқлардин қолға кәлгән пайда вә кирим, бир қисим қол һүнәр маһаритигә игә. Уйғур аяллирини иш пурситигә ериштүрүп, уларни иқтисадий мустәқиллиққа игә қилмақта. Нузугум фонди 2013-йили қурулған болуп, түркийәдики уйғур тул аяллар, қизлар вә йетим балиларни тәрбийәләш һәмдә уларға иқтисадий җәһәттин яр-йөләктә болушни мәқсәт қилған. Нузугум фондиниң йеқинда ишқа ашурған йәнә бир муһим тиришчанлиқлиридин бири қираәтхана ечиш болуп, униңда уйғур диярида чәкләнгән яки йиғивелинған китаб-материяллар сақланмақта. Мунәввәр өзуйғурниң һекайиси қәйсәрлик, миллий мәдәнийәткә болған ғурур вә иптихар, шундақла муһаҗирәттики уйғур топлуқлирида қиз-аялларниң қәддини көтүрүштин ибарәт арзулар билән толған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.