“уйғур 2019 намлиқ” қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисидә мақуллуқтин өтти

Мухбиримиз җүмә
2019.12.03
uyghur-bill-8.jpg

“уйғур 2019 намлиқ” қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисидә авазға қоюлуватқан көрүнүш. 2019-Йили 3-декабир, вашингтон. house.gov

uyghur-bill-1.jpg

“уйғур 2019 намлиқ” қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисидә авазға қоюлуватқан көрүнүш. 2019-Йили 3-декабир, вашингтон. house.gov

uyghur-bill-2.jpg

“уйғур 2019 намлиқ” қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисидә авазға қоюлуватқан көрүнүш. 2019-Йили 3-декабир, вашингтон. house.gov

uyghur-bill-3.jpg

“уйғур 2019 намлиқ” қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисидә авазға қоюлуватқан көрүнүш. 2019-Йили 3-декабир, вашингтон. house.gov

uyghur-bill-4.jpg

“уйғур 2019 намлиқ” қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисидә авазға қоюлуватқан көрүнүш. 2019-Йили 3-декабир, вашингтон. house.gov

uyghur-bill-5.jpg

“уйғур 2019 намлиқ” қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисидә авазға қоюлуватқан көрүнүш. 2019-Йили 3-декабир, вашингтон. house.gov

uyghur-bill-9.jpg

“уйғур 2019 намлиқ” қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисидә авазға қоюлуватқан көрүнүш. 2019-Йили 3-декабир, вашингтон. house.gov

uyghur-bill-11.jpg

“уйғур 2019 намлиқ” қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисидә авазға қоюлуватқан көрүнүш. 2019-Йили 3-декабир, вашингтон. house.gov

uyghur-bill-6.jpg

“уйғур 2019 намлиқ” қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисидә авазға қоюлуватқан көрүнүш. 2019-Йили 3-декабир, вашингтон.

Түзитип йеңидин тонуштурулған “уйғурларға игә чиқиш вә дуняви инсанпәрвәрликниң ортақ инкаси” йәни “уйғур 2019 намлиқ” қанун лайиһиси 3-декабир америка дөләт мәҗлисидә мутләқ үстүн аваз билән мақуллуқтин өтти.
Қанун лайиһәси авам палатасида 1 гә қарши 407 аваз билән мақуллуқтин өтти.

Мәзкур қанунниң йәнә бир вариянти йәни “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһиси” кеңәш палата әзаси марко рубийо қатарлиқлар тәрипидин тонуштурулуп, бу йил 11- сентәбир кеңәш палатасида мақуллуқтин өткән иди.
Һалбуки, бу нөвәт тонуштурулған қанун лайиһәси авам палатасида илгири тонуштурулған “уйғурларға игә чиқиш вә дуняви инсанпәрвәрликниң ортақ инкаси қанун лайиһиси” билән кеңәш палатасида тонуштурулуп мақуллуқтин өткән “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһиси” бириктүрүлгән йеңи қанун лайиһиси һесаблинидикән.

Қанун лайиһиси дөләт мәҗлисидә 40 минут әтрапида муназирә қилинди вә шу күни кәч саәт 7 дин 12 минут өткәндә қанунниң мақуллуқтин өткәнлики рәсмий җакарланди.

Қанун лайиһиси кәлгүсидә кеңәш палатасида авазға қоюлиду вә кеңәш палатасида мақуллуқтин өткәндин кейин, президентниң имзалишиға йоллиниду вә президент имза қойғандин кейин рәсмий қанун болуп мақуллиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.