“уйғур тили вә мәдәнийитини қоғдаш һәққидики хәлқаралиқ муһакимә йиғини” ғәлибилик аяғлашти
2023.07.11
Уйғур академийәсиниң баш саһибханлиқида түркийә пайтәхти әнқәрәдә 8-июлдин башлап ечиливатқан “уйғур тили вә мәдәнийитини қоғдаш һәққидики хәлқаралиқ муһакимә йиғини” 10-июл күни ахирқи бир күнлүк гуруппилар музакириси вә муһакимә басқучини тамамлап, ғәлибилик аяғлашти.
Йиғин җәрянида муһаҗирәт һаятида уйғур тили вә мәдәнийитини сақлап қелиштики бир қатар мәсилиләр вә һәл қилиш чарилири охшимиған шәкилләрдә оттуриға қоюлған болғачқа йиғинниң ахирқи бир күнлүк гуруппилар музакирисидә пикирләр әркин қанат яйди. Болупму мәмтимин аббас вә мәғпирәт камал рәисликидики гуруппа музакирисидә муһакимә темилири тонуштурулғандин кейин уйғур тили оқутушида сақлиниватқан мәсилиләрни қандақ һәл қилиш, йеқинда тәйяр болған уйғур тили оқушлуқ дәрсликигә қисқичә пикир бериш қатарлиқлар һәққидә көплигән пикирләр оттуриға чүшти. Шу қатарда уйғур тили дәрслик китабиниң утуқлири муәййәнләштүрүлүш билән биргә уни техиму яхшилашқа пайдилиқ, дәп қаралған имла вә сөз хаталиқини тоғрилаш, китаб һәҗмини балиларға уйғунлаштуруш, дәрслик тилини техиму аммибаблаштуруш, електиронлуқ нусхисини тәйярлаш дегәндәк бәзи қарашлар шәрһләп өтүлди. Арқидин бу қетимқи дәрслик китабни тәйярлашқа күч чиқарған кишиләрниң бири, доктор раһилә қәшқири бу қетимқи дәрслик китабниң түзүлүшидә өзлири қолланған пиринсиплар һәққидә чүшәнчә бәрди.
Әмәлгә ашурғили болидиған түрләр қатарида һәр йили язлиқ тәтил мәзгилидә һәрқайси җайлардики уйғур сәбийлирини топлап икки һәптилик язлиқ лагер паалийитигә тәшкилләш, бу арқилиқ һәрқайси дөләтләрдин кәлгән балиларниң уйғур тилини ортақ тил сүпитидә қоллиниш муһитини яритишму қизғин алқишланди. Шуниң билән биргә муһаҗирәт шараитида йетиливатқан уйғур боғунлириға миллий мәдәнийәт вә миллий кимлик чүшәнчиси сиңдүрүштә уйғур нахша-уссуллирини вә мәшрәпни муһим васитиләрниң бири қилиш, тәнтәрбийә түрлири бойичә уйғур яшлири арисида хәлқара мусабиқиләр уюштуруш, мумкин болған даиридә уйғур тебабитини раваҗландуруш, миллий һүнәр-сәнәт түрлири вә уйғур таамлири көргәзмиси қилиш һәққидә йиғин иштиракчилири бәс-бәстә пикир қилди.
Гуруппа музакирисигә қатнашқан уйғур зиялийлиридин доктор пәйзулла зәйдун өз гурупписиға вакалитән оттуриға қойған пикирләр йиғин әһлиниң қизғин алқишиға еришти. Болупму муһаҗирәт шараитида бирәр әһмийәтлик хатирә күнни таллап муқимлаштурувалғандин кейин һәр йили охшаш күндә һәрқайси дөләтләрдә тәңла хәлқара фестивал өткүзүш, бу хил фестивалларда уйғур мәдәнийитигә мәнсуп һәрқайси түрләрни җанлиқ намаян қилиш, уйғур мәдәнийити һәққидә универсал тор бети ясап чиқиш арқилиқ һәр саһә кишилиригә вә охшимиған яштики инсанларға уйғур мәдәнийитигә даир асаслиқ түрләрни тонуштуруш, уйғур мәктәплиридә уйғур нахша-уссуллири һәққидә дәрс ечиш, уйғур аяллириниң рәсим көргәзмиси ечиш, уйғурларниң телевизийә қанили ечиш вә киночилиқ ишлирини раваҗландуруш, сәнәт саһәси бойичә һәмкарлиқ паалийәтлирини көпәйтиш дегәндәк түрләр арқилиқ муһаҗирәттики уйғурларда вәтәнпәрвәрлик чүшәнчисини чоңқурлаштуруш қатарлиқлар әмәлгә ашурғили болидиған түрләр қатарида мәхсус чүшәндүрүлди.
10-Июлдики ахирқи гуруппилар музакирисидин кейин уйғур академийәсиниң рәиси, пешқәдәм теббий дора тәтқиқат алими доктор ришат аббас сөз елип бу қетимқи йиғин һәққидә хуласә характерлик сөз қилди. У бу қетимқи хәлқара йиғинниң вуҗудқа чиқишиға һәр җәһәттин ярдәм бәргән һәрқайси шәхсләр вә орунларға, җүмлидин америка тинчлиқ институтиға өзи алаһидә тәшәккүрини билдүрди. Ахирида бу қетимқи йиғинниң тәшкиллиниш җәряниға күч чиқарған скот ворден (Scott Worden), ким рой (Kim Roy) қатарлиқларға хатирә буюми тәқдим қилинғанда залда гүлдүрас алқиш яңриди.
Паалийәтниң ахирида скот вордин әпәнди радийомизниң айрим зияритини қобул қилип, бу қетимқи йиғин һәмдә өзиниң бу җәрянда һес қилғанлирини биз билән ортақлашти.
“мениң исмим скот ворден. Мән һазир америка тинчлиқ институти қармиқидики афғанистан вә оттура асия пирограммисиниң директори болуп ишләватимән. Биз нормалда америка хәлқара тәрәққият идариси (USAID) билән һәмкарлишип иш көримиз. Йәни бизниң паалийәт расхотимиз шулардин келиду. Буниңдики асасий мәқсәт һазир хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши қиливатқанлири, болупму уйғурлар дуч келиватқан зиянкәшликләрни нәзәргә алған һалда уйғур мәдәнийитиниң һәрқайси тәшкилий қисимлирини сақлап қелиштур. Биз дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаити билән сөһбәттә болуш җәрянида уйғур тилиниң йоқилиши һазирқи әң зор тәһдит икәнликидин хәвәрдар болдуқ. Бундақ әһвалда яш бир әвладниң, болупму алий мәктәп йешидики яки улардин кичикрәк яштики уйғурларниң өз тилини, өз мәдәнийитини өгиниши, өз җамаитиниң ярдими арқилиқ буни кейинки бир әвладқа йәткүзүшидә бу бир пурсәт болуп қалғуси. Бу йәрдә шуни ейтмай туралмаймән: бу қетимқи йиғин вә музакиригә дунядики 14 дөләттә яшаватқан җамаәт йетәкчилири, паалийәтчиләр вә мутәхәссисләр қатнашти. Бунчә көп кишиләрниң йүзтуранә һалда бир сорунға җәм болуши кәм тепилидиған бир әһвал. Уйғур җамаитиниң бу хилдики актиплиқидин, улардики қизғинлиқтин бәкму сөйүндүм. Бу кишиләрниң һәммисила шунчә қизғинлиқ ичидә өз тили вә мәдәнийитиниң ғемини қиливатиду, шуниңдәк буни кейинки әвладларға йәткүзүшкә алдираватиду. Шинҗаңдики қабаһәтлик реаллиққа селиштурғанда бу бир қетимлиқ иҗабий хизмәт, шуниңдәк иҗадий хизмәт болди, дәп қараймән. Бир чәтәллик болуш сүпитим билән бу һал маңа техиму зор илһам бәрди.”
Бу һәқтә сөз болғанда доктор ришат аббас бу қетимқи йиғинниң өткән йиллардики йиғинларға қариғанда техиму утуқлуқ болғанлиқини әскәртиш билән биргә өзиниң уйғур тили вә мәдәнийитини муһаҗирәт шараитида имканийәтниң баричә сақлап қелишқа болған үмидини ипадилиди.
Уйғур академийәси һәр йили бу хилдики йиғинларни ечип келиватқан болсиму, 2023-йилидики әнқәрә йиғини һазирға қәдәр қатнашқучилар сани әң көп болған, шуниңдәк һәр саһә мутәхәссислири әң көп топланған бир мәйдан йиғин болғанлиқи мәлум.