Явропа уйғур академийәси германийәдә язлиқ тәтиллик дала паалийити өткүзди
2023.08.04
Явропа уйғур академийәси тәтиллик дала паалийити өткүзди, 2023-йили, авғуст, германийә
Явропа уйғур академийәси бу йил 7-айниң 30-күнидин 8-айниң 4-күнигичә германийәниң райин-палатини шитатидики мозел дәряси бойиға җайлашқан һатзенпорт саяһәт районида бир һәптилик дала паалийити өткүзди.
Бу қетимлиқ паалийәт, явропа уйғур академийәсигә әза болған уйғур аилиләр вә уларниң пәрзәнтлири үчүн өзара учришиш пурсити яритиш; өзара чүшиниш вә пикир алмаштурушни чоңқурлаштуруш; болупму уйғур пәрзәнтлири арисидики достлуқ һәм қериндашлиқ риштисини чиңитишни асаслиқ мәқсәт қилған икән.
Мәлумки, явропадики һәрқайси дөләтләрдә мәлум көләмдә вә муәййән санда уйғур җамаити яшаватқан болуп, улар түрлүк тилларда сөзлишидиған миллий дөләтләрдә тарқақ олтурақлашқанлиқи, өз ара давамлиқ учришип туруш мумкинчиликиниң болмаслиқи қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин иккинчи әвлад уйғур пәрзәнтлири арисида мәлум пәрқ вә арилиқлар шәкиллинишкә башлиған. Шу сәвәбтин явропа уйғур академийәси өзлиригә әза аилиләр, болупму пәрзәнтләрниң өзара учришишиға шараит һазирлап бериш үчүн бу қетимлиқ язлиқ тәтиллик дала паалийитини уюштурған.

Бу қетим германийәдә өткүзүлгән бу 5 күнлүк паалийәткә шиветсарийә, фирансийә, германийә, әнглийә, белгийә, голландийә, шиветсийә вә канада қатарлиқ дөләтләрдин болуп, 15 аилә, 60 қа йеқин киши қатнашқан.
Мәзкур паалийәт җәрянида явропа уйғур академийәсиниң рәиси доктор абдушүкүр абдурешитниң риясәтчиликидә бир қатар илмий вә иҗтимаий темидики муһакимиләр һәм пикир алмаштурушлар болуп өткән. Йәни пәнни омумлаштуруш саһәси бойичә көпчиликкә доклат берилгән, учур бихәтәрлики һәққидики тәвсийәләр оттуриға қоюлған. Униңдин башқа йерим өткүзгүч саһәсидики йеңи тәрәққиятлар вә башқа назук вә юқири техника саһәсидики әң йеңи тәрәққиятлар һәққидиму муһакимиләр болуп өткән. Шуниң билән бир вақитта, явропа уйғур академийәси елип бериватқан нишанлиқ тәрбийәләш пирограммисиниң әһвали вә мушу қетимлиқ паалийәткә қатнашқан нишанлиқ тәрбийәләш пирограммисидики оқуғучиларниң тәсиратлири аңлап өтүлгән. Ахирида явропа уйғур ансамбилиниң хизмәтлири вә буниңдин кейинки нишани һәққидики доклат аңлап өтүлгән.
Бу мунасивәт билән явропа уйғур академийәсиниң рәиси доктор абдушүкүр абдурешит радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилип, бу қетимқи паалийәт тоғрисида мәлумат берип өтти. У бу қетимқи паалийәт җәрянида, явропа уйғур академийәси нишанлиқ тәрбийәләватқан оқуғучиларниң өгиниш әһвали вә қолға кәлтүргән нәтиҗилириниң алаһидә доклат қилинғанлиқини тәкитләп өтти.
Бу қетимлиқ паалийәт җәрянида йәнә уйғур пәрзәнтлиригә уссул мәшиқ қилдуруш, дутар челишни өгиниш қатарлиқ мәзмунлардики әдәбият-сәнәт паалийәтлириму орунлаштурулған. Дала саяһити давамида кәчлик тамақтин кейин көңүл ечиш паалийәтлири уюштурулуп, яш-өсмүрләргә уйғур сәнити, мәдәнийити вә өрп-адәтлири тонуштурулған. Бу қетимлиқ паалийәткә қатнашқан яшлар гурупписи шәрқий түркистанниң тарихи, җуғрапийәси, уйғур йемәк-ичмәк мәдәнийити вә уйғур сәнити һәққидә мәхсус доклат тәйярлап, бу қетимлиқ дала паалийитиниң йепилиш күнидә көпчиликкә тәқдим қилған.
Доктор абдушүкүр абдурешит бу һәқтиму тәпсилий мәлумат бәрди. Болупму бу қетимлиқ дала паалийитигә қатнашқан яшлар вә балиларниң уйғур мәдәнийити, сәнити вә өрп-адәтлири тоғрилиқ тәпсилий билим алғанлиқини әскәртип өтти.
Явропа уйғур академийәсиниң бу қетимлиқ дала паалийитигә әнглийәдин келип қатнашқан дохтур әхмәтҗан полат әпәндимму өз тәсиратлирини баян қилип өтти.
Бу қетимлиқ дала паалийитигә қатнашқан явропа уйғур академийисиниң баш катипи ясин улташму зияритимизни қобул қилип, 5 күнлүк дала паалийитиниң толиму көңүллүк вә мол мәзмунлар билән өткәнликини, явропадики һәрқайсий дөләтләрдә тарқақ яшаватқан уйғур аилилири үчүн бир қетимлиқ учришиш пурсити болғанлиқини, шундақла бу паалийәттә пәқәтла уйғур тилида сөзлишишни асас қилип паалийәт қилғанлиқини, паалийәт җәрянида уйғур мәдәнийәт-сәнити вә шәрқи түркистанниң тарихи-җуғрапийәси тонуштурулғанлиқини ейтип өтти.
Белгийәдин бу қетимқи паалийәткә қатнашқан адилә адил исимлик қизму өзиниң бу қетимқи паалийәт һәққидики тәсиратлирини баян қилип өтти.
Йепилиш мурасимида явропа уйғур академийәсиниң рәиси доктор абдушүкүр абдуришит сөз қилип, бу паалийәтни тәшкилләштә алаһидә күч чиқарған әхмәтҗан полат билән ясин улташқа, явропа уйғур ансамбилиниң йетәкчиси мухтәр җанбазға, 5 күнлүк дала паалийити җәрянда йемәк-ичмәккә мәсул болған пәрһат устам вә башқа меһнәткәш аниларға алаһидә рәһмитини билдүргән. Ахирида бу қетимлиқ дала паалийитигә қатнашқан оқуғучиларға шәрәп гуваһнамиси тарқитип берилгән вә хатирә сүрәткә чүшкән.









