Абдулһәмит қарахан уйғур академийәси вәхписиниң йеңи нөвәтлик рәисликигә сайланди
2024.08.22
Уйғур академийәси вәхписиниң низамнамиси бойичә, вәхпиниң рәиси доктор мәғпирәт камалниң рәислик вәзипә муддити тошқан болуп, 2024-йили 8-айниң 17-күни истанбулдики вәхпә ишханисида йеңи нөвәтлик рәис сайлими өткүзүлгән. Сайламда абдулһәмит қарахан көп санлиқ аваз билән уйғур академийәси вәхписиниң йеңи бир нөвәтлик рәиси болуп сайланған.
Сайламға уйғур академийә вәхписиниң баш тәптиши доктор абләт уйғар әпәнди риясәтчилик қилған.
Абләт уйғар әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетимлиқ сайлам йиғиниға уйғур академийәси вәхписиниң түркийәдә турушлуқ һәйәт әзалириниң көп қисми қатнашқан. Сайлам вәхпә низамнамисигә асасән йошурун аваз билән демократик усулда елип берилған. Сайлам йиғинға йәнә уйғур академийәсиниң рәиси, доктор ришат аббас әпәнди, академийә баш мәслиһәтчиси пирофессор алимҗан инайәт әпәнди, академийә баш тәптиши доктор мәмәт емин әпәнди, хитай тәтқиқати институтиниң мудири илшат һәсән әпәнди вә уйғур академийәсиниң башқа дөләтләрдики тармақлириниң рәислири тор арқилиқ қатнашқан.
Уйғур академийәси вәхписиниң рәис вәкили болуп сайланған абләт уйғар әпәнди, бу сайлам тоғрисида тохтилип өтти: “беләт ташлаш нәтиҗисидә абдулһәмит қарахан әпәнди 21 кишиниң қошулуши вә 2 икки кишиниң қарши беләт ташлиши билән уйғур академийәси вәхписиниң рәиси болуп сайланди. Абдулһәмит қараханниң рәислик вәзиписи елан қилинғандин кейин, у 11 кишилик рәсмий һәйәт, 11 кишилик запас һәйәт, үч кишилик рәсмий назарәт һәйити вә үч кишилик запас назарәт һәйитидин тәшкил тапқан 28 кишилик башқуруш һәйитини тәшкилләп чиқти.”
Абләт уйғар әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур академийәси вәхписиниң башқуруш һәйитидә абләт уйғар рәис вәкиллик вәзиписини, доктор мәғпирәт камал муавин рәислик вәзиписини, доктор пәрһат қәшқәрли баш катиплиқ вәзиписини, пирофессор доктор алимҗан инайәт баш тәптишлик вәзиписини үстигә алған.
Игилинишичә, уйғур академийәсиниң рәиси, тонулған теббий доригәрлик алими доктор ришат аббас әпәнди ечилиш сөзидә, уйғур академийәси вәхписиниң йеқинқи йиллардики мувәппәқийәтлирини муәййәнләштүрүп өткән. У йәнә вәхпиниң сабиқ рәиси доктор мәғпирәт камал ханимниң академийә вәхписи үчүн қилған хизмәтлиригә рәһмәт ейтқан, шундақла абдулһәмит қарахан әпәндини йеңи рәислик вәзиписи үчүн тәбриклигән.
Сайлам ахирида, уйғур академийәсиниң рәиси доктор ришат аббас, академийә алий мәслиһәтчиси пирофессор алимҗан инайәт вә вәхпиниң сабиқ рәиси доктор мәғпирәт камал ханим башчилиқидики йиғин қатнашқучилири, абдулһәмит қарахан әпәндини йеңи рәислик вәзиписи үчүн тәбриклигән вә униң қилмақчи болған хизмәтлиригә утуқ тиләшкән.
Зияритимизни қобул қилған абдулһәмит қарахан әпәнди, уйғур академийәси вәхписиниң буниңдин кейин қилмақчи болған хизмәт пиланлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “нөвәттә уйғур академийәси вәхписиниң қурулмисини техиму яхшилаш мәқситидә 17-авғуст күни 28 кишилик башқуруш һәйити қуруп чиқтуқ, бу һәйәтләрни 5 бөлүмгә бөлүп хизмәт лайиһәлирини түзүп ишқа киришиватимиз, уйғур академийәси вәхписи буниңдин кейин баш академийәниң түркийәдики хизмәтлиригә мәсул болуш билән биргә асаслиқи яшлиримизниң өрләп оқуши, яш өсмүрләрниң ана тил вә мәктәп дәрслиригә ярдәм бериш, уйғур яшлирини шәрқий түркистан миллий күришидә узун муддәт тәрбийәләш, әнқәрәдә лобйичлиқ паалийәтләрни күчәйтиш вә уйғурлар һәққидә тәтқиқат һәм тәрҗимә хизмәтлиригә әһмийәт бериш қатарлиқ уйғурлар үчүн пайдилиқ бир қатар хизмәтләрни қилиш һәққидә һәйәтләр билән мәслиһәт елип бардуқ, бу һәқтә хизмәтлиримизни башлидуқ”.
Абдулһәмит қарахан әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур академийәси вәхписи 2009-йили қурулған уйғур академийәсиниң түркийәдики тармиқи һесаблинидикән, уйғур академийәси вәхписи 2021-йили қурулғандин бири, асаслиқи әнқәрәдә лобийчилиқ паалийити елип бериш, тәтқиқатчи вә таратқуларға уйғурлар һәққидә мәлумат бериш вә уйғур яшлирини тәрбийәләш паалийәтлирини қилип кәлмәктә икән.