Яш шаир имран садаий македонийәдә өткүзүлгән шаирлар учришишида уйғурларниң авазини аңлатқан

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2025.01.03
yash-shair-imran-sadaiy-1 11-Нөвәтлик “яһя кәмал баятли” мавзулуқ шаирлар учришишида яш уйғур шаири имран садаий әпәнди шеир декламатсийә қилғандин сирт, уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитиниму аңлатқан. 2024-Йили декабир, үскүп, македонийә җумһурийити.
RFA/Erkin Tarim

Македонийә җумһурийитиниң пайтәхти үскүп шәһридә өткүзүлгән 11-нөвәтлик “яһя кәмал баятли” мавзулуқ шаирлар учришишиға тунҗи қетим түркийәдики яш уйғур шаири имран садаий қатнашқан. У бу паалийәттә шеир декламатсийә қилғандин сирт, уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитиниму аңлатқан.

Әнәниви шәкилдә өткүзүлүватқан хәлқаралиқ шаирлар учришишиға түркийәдин вә дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән шаирлар, македонийә рәһбәрлири вә түркийә парламентиниң рәиси нуман қуртулмуш, түркийә пирезидентиниң сабиқ баш мәслиһәтчиси пирофессор доктор мустафа есән қатарлиқлар, шундақла шеирийәт һәвәскарлиридин болуп көп санда киши иштирак қилған.

11-Нөвәтлик “яһя кәмал баятли” мавзулуқ шаирлар учришишида яш уйғур шаири имран садаий(солда) әпәндигә тәқдирнамә берилди. 2024-Йили декабир, үскүп, македонийә җумһурийити.
11-Нөвәтлик “яһя кәмал баятли” мавзулуқ шаирлар учришишида яш уйғур шаири имран садаий(солда) әпәндигә тәқдирнамә берилди. 2024-Йили декабир, үскүп, македонийә җумһурийити.
RFA/Erkin Tarim

Биз бу паалийәт тоғрисида мәлумат игиләш үчүн яш уйғур шаир имран садаий билән сөһбәт елип бардуқ. Униң билдүрүшичә, бу шаирлар учришишини түркийә мәдәнийәт министирлиқиниң қоллиши билән македонийәдики түрк аммиви тәшкилатлар бирлики уюштурған икән. Үч күнлүк бу паалийәт җәрянида мол мәзмунлуқ пирограммилар елип берилған. Бу паалийәтләрниң бәзилиригә түркийә парламентиниң рәиси нуман қуртулмуш әпәнди, македонийә ташқий ишлар министири вә ички ишлар министириму қатнашқан. Имран садаий әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.

11-Нөвәтлик “яһя кәмал баятли” мавзулуқ шаирлар учришишида хатирә сүрәт. 2024-Йили декабир, үскүп, македонийә җумһурийити.
11-Нөвәтлик “яһя кәмал баятли” мавзулуқ шаирлар учришишида хатирә сүрәт. 2024-Йили декабир, үскүп, македонийә җумһурийити.
RFA/Erkin Tarim

Яһя кәмал баятли һазирқи заман түрк шеирийитиниң башламчиси болуп, 1884-йили үскүптә туғулған. 1958-Йили 11-айниң 1-күни истанбулда аләмдин өткән. Көплигән шеирларни йезип қалдурған яһя кәмал баятли һазирқи заман түрк шеирийитиниң муһим байрақдарлиридин бири һесаблиниду. Униң намиға тәсис қилинған шаирлар учришиши адәттә 2 йилда бир қетим үскүптә өткүзүлидикән. Шаир имран садаий өзиниң македонийәдә өткүзүлгән йәһя камал баятли намидики шаирлар учришишиға қатнашқан тунҗи уйғур икәнликини илгири сүрди.

Яш шаир имран садаий македонийәдики шаирлар учришишида өзиниң түрк тилида язған шеирини оқуп бәргәнликини, буниңдин сирт мәхсус доклат бериш йиғинлириға қатнишип. Уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәргәнликини тәкитлиди.

11-Нөвәтлик “яһя кәмал баятли” мавзулуқ шаирлар учришишида яш уйғур шаири имран садаий(алдинқи рәт солдин иккинчи) әпәнди. 2024-Йили декабир, үскүп, македонийә җумһурийити.
11-Нөвәтлик “яһя кәмал баятли” мавзулуқ шаирлар учришишида яш уйғур шаири имран садаий(алдинқи рәт солдин иккинчи) әпәнди. 2024-Йили декабир, үскүп, македонийә җумһурийити.
RFA/Erkin Tarim

19-Декабирдин 21-декабирғичә давамлашқан шаирлар учришиши, түркий тиллиқ шаирлар вә улар вәкиллик қиливатқан һәрқайсий түркий хәлқләр әдәбиятини өзара чүшиништә муһим бир сорун болған. Ирақ кәркүклүк шаир, түрк дуняси язғучилар уюшмисиниң рәиси шәмсәттин кузәчи әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “бу учришиш түрк дунясиниң әдәбиятини, шеирлирини тонуштуруш вә өз ара чүшиниш һасил қилиш үчүн пайдилиқ бир мунбәр болди. Шәрқий түркистандин, сипрустин вә башқа түркий хәлқләргә вәкил болуп кәлгән шаирлар бу йиғинға йеңи бир түс қошти. Бу учришишта шаирлар пәқәт шеир декламатсийә қилипла қалмастин, әдәбиятлири дучар болуватқан хирислар вә уни һәл қилишниң йоллириниму оттуриға қойди. Наһайити пайдилиқ бир учришиш болди”.

Яш уйғур шаир имран садаий 2000-йили 4-айниң 4-күни қәшқәр вилайитиниң йопурға наһийәсидә дуняға кәлгән. Хитайниң бесими сәвәбидин 2016-йили түркийәгә келип олтурақлашқан. Униң түркчә язған вә түркчигә тәрҗимә қилған шеирлири түркийәдики журналларда нәшир қилинип, оқурмәнләрниң диққитини тартқан. Униң шеирлири ингилиз, япон вә хитай тиллириға тәрҗимә қилинған. Униң “дамла” намлиқ шеирлар топлими 2019-йили, тәрҗимә қилған шеирлиридин тәркиб тапқан “икки көз вә икки йүз” намлиқ китаби 2020-йилида нәшир қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.