“уйғур авази” гезити 2021-йили қазақистандики әң көп оқулидиған бәш гезитниң тизимиға кирди
Йеқинда қазақистанниң бир қатар аммивий ахбарат васитилири 2021-йили әң көп оқулидиған қазақистан гезитлириниң тизимини бәргән иди.
-
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021-04-15 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Мәлумки, буниңдин икки йил илгири, йәни 2019-йили қазақистандики җумһурийәтлик “уйғур авази” җәмийәтлик-сиясий гезити йенида җумһурийәтлик штаб қурулуп, униң әзалири муштәриләр санини көпәйтиш мәқситидә мәмликәттә уйғурлар зич олтурақлашқан 60 тин көп шәһәр, йеза вә мәһәллиләрдә муштәриләр штаблирини қурған иди. Мәзкур штаблар аһалә арисида тәшвиқ-тәрғиб ишлирини тохтатмай йүргүзүп, нәтиҗидә 2020-йили муштәриләр сани 16 миңға йәткәниди.
Игилишимизчә, өткән йили дуняға тариған корона вируси вабаси мунасивити билән пүткүл қазақистанда март ейидин башлап бихәтәрлик чарилири көрүлүшкә башлинип, бу көплигән ишләпчиқириш орунлириниң, һәр хил җәмийәтлик тәшкилатларниң, маарип, мәтбуат вә башқиму саһәләрниң ишини хелила қийинлаштурувәткәникән. Шу җүмлидин “уйғур авази” гезитиниң муштәриләр штаби ишиниңму мурәккәпләшкәнлики һәққидә иҗтимаий таратқуларда һәр хил мәзмундики учурлар пәйда болушқа башлиғанкән.
Йеқинда қазақистанниң бир қатар аммивий ахбарат васитилири 2021-йили әң көп оқулидиған қазақистан гезитлириниң тизимини бәргән иди. Мәмликәттики әң нопузлуқ ахбарат васитилириниң бири “каз-информ” хәлқара ахбарат агентлиқи “қазақистанлиқлар һәммидин көп қандақ гезит вә жорналларни оқуйду” намлиқ мақалә елан қилғанди. Униңда ейтилишичә, “қазақ почта” җәмийити қазақистандики әң көп муштәрләр сани бар бәш гезитниң ичигә “егемен қазақистан”, “казахстанская правда”, “қазақистан политсийәси”, “қазақистан темир җолшиси” гезитлири қатарида “уйғур авази” гезитиниму киргүзгәникән. Мақалидики мәлуматларға қариғанда, әлдә 170 җумһурийәтлик вә 543 районлуқ гезитләр мәвҗүткән.
“уйғур авази” гезитиниң бу тизимға киришигә немә сәвәб болди?
Биз җумһурийәтлик “уйғур авази” җәмийәтлик-сиясий гезити баш муһәрририниң орунбасари бәхтишат сопийефни зиярәт қилип, бу һәқтә учур игилидуқ.
Бәхтишат сопийеф әпәндиниң ейтишичә, 2019-йилниң башлирида җәмийәт әрбаби, “туран дуняси” түркий хәлқлири мәдәнийәт фондиниң мудири карлин мәхпироф рәһбәрликидә җумһурийәтлик муштәри топлаш штаби қурулғанкән. Шу йили асасән уйғурлар зич олтурақлашқан алмута шәһири вә алмута вилайитидә, шундақла башқиму вилайәтләрдә 100 дин ошуқ штаб қурулуп, 600 дин ошуқ адәм муштәри топлаш иши биләш шуғулланған. Нәтиҗидә 2020-йилға 5000 дин ошуқ муштәри қошулған.
Бәхтишат сопийеф мундақ деди: “раст, бултур вабаға мунасивәтлик биздә муштәриләрниң сани чүшүп кетәрму дегән әнсизчилик пәйда болди. Кәң җамаәтчиликниң бешини қошуш, йиғинларни өткүзүш мумкин болмиди. Карлин ака бултур йәнә ишләп бәрди. Штаб ишини шундақла давам қилдуқ. Штаблар рәислири билән, җай-җайлардики шөбилириниң әзалири билән учришишларни өткүздуқ. Бу йили җумһурийәтлик штаб рәисликигә җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң алмута шәһәрлик шөбиси рәисиниң орунбасари, тонулған метсенат долқунтай абдухәлилни сайлидуқ. Долқунтай ака муштәриләр санини сақлап қалимиз дәп вәдә қиливатиду. Йеқинда йәнә бир хушал боларлиқ нәрсә, икки йил бурун ‛уйғур авази‚ қазақистандики муштәри топлаш бойичә он гезитниң қатариға киргәнди. Бу йили дәсләпки бәшниң қатариға кирдуқ.”
Радийомиз зияритини қобул қилған абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң чоң оқутқучиси, филологийә пәнлириниң намзат доктори халминәм мәсимова ханим мундақ деди: “әлвәттә, ‛уйғур авази‚ ниң бу йили мәмликитимиздики әң көп оқулидиған бәш гезит қатариға киргәнлики бизни хушал қилиду. Бу биринчи нөвәттә йершат әсмәтоф рәһбәрликидики гезит коллектипиниң вә гезит йенида қурулған җумһурийәтлик штабниң елимиздики вабаға қаримай, тоғра вә әқил билән иш елип барғанлиқидин, дәп билимән. Бу йәрдә алаһидә тәкитләйдиған нәрсә шуки, штаб тәркибигә тонулған алимлар киргән болуп, улар гезит муштәрилириниң санини көпәйтиш йолидики тәшвиқ-тәрғиб һәрикитигә асаслиқ төһпә қошти. Йәни алимлиримиз җай-җайларда гезиткә муштәри топлаш мәсилисини илмий җәһәттә тәтқиқ қилип, өзлириниң бай мәслиһәтлирини оттуриға қойған. Демәк бу башланмини йәниму давам қилиш муһим, дәп ойлаймән. Һазир җәмийитимиздә миллий маарипимизниң әһвалиму көпчиликни ойландуруватқан вә тәшвишләндүрүватқан мәсилиләрниң биригә айланғанлиқи мәлум. Шуниң үчүн, мениң билишимчә, һазир мушу шәкилдә аһали билән ишләш, уйғурчә оқуйдиған балилар санини көпәйтиш бойичә тәшвиқатни күчәйтиш һәрикәтлирини әвж алдуруш ишлириму ойлаштурулуватиду.”
Мәлум болушичә, “уйғур авази” гезити бу һәқтә мақалә елан қилип: “кейинки йилларда болупму таҗсиман вирус юқуми башланғандин буян дәсләпки иқтисадий қийинчилиқларға бағлиқ мәнивий һаятимизда сәлбий өзгиришләрниң йүз бериватқанлиқи һеч ким үчүн сир әмәс. Җүмлидин хәлқниң китаб оқушқа, гезит-жорналларға йезилишқа болған һәвәси кәскин суслишип кәтти. Бу әһвал болупму қәрәллик нәшрләргә муштәри топлаш мәвсүмлиридә ениқ көрүнүшкә башлиди” дәп язған. Униңда бу йили йәткән утуқлири билән өзиниң барлиқ оқурмәнлиригә вә җанкөйәрлиригә чәксиз миннәтдарлиқ билдүргәникән.