Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши: “шәрқий түркистандики уйғур аял диний затлар нишанлиқ зиянкәшликкә учриған”
2024.03.08
6-Март күни америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши “шәрқий түркистандики аялларға қилинған вәһшийлик: уйғур аяллири вә диний зиянкәшлик” дегән темида тор муһакимә йиғини өткүзгән. Улар мәзкур йиғин арқилиқ бир қисим дөләтләрдә тәбриклинидиған “аяллар байрими” мунасивити билән нөвәттә хитай һөкүмитиниң системилиқ бастурушиниң зиянкәшликигә учраватқан уйғур аяллириниң әһвалини аңлатқан.
Мәзкур йиғин, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 1-феврал күни елан қилған “‛қуран‚ өгинишниң 20 йиллиқ бәдили: уйғур аяллири вә диний зиянкәшлик” дегән доклати асасида елип берилған. “қуран өгинишниң 20 йиллиқ бәдили: уйғур аяллири вә диний зиянкәшлик” мавзулуқ доклат лондон университети шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқати институтиниң профессори рәйчел һаррис (Rachel Harris) ханим билән уйғур ана тил паалийәтчиси абдувәли аюп тәрипидин тәйярланған болуп, доклатта уйғур аяллириға қаритилған зиянкәшлик, болупму уйғур аял диний затлирини нишан қилған узун муддәтлик қамақ җазалири һәққидә тәпсилий мәлумат берилгән.
Тор муһакимә йиғиниға уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси һенри шаҗивески риясәтчилик қилған. Йиғинда мәзкур доклатниң апторлиридин абдувәли аюп, “мусулманларниң җениму җан” намлиқ тор бәтниң баш муһәррири, “һәммигә адаләт тәшкилати” ниң вашингтон алаһидә районидики директори хена зубәри ханим вә уйғур америка бирләшмисиниң рәиси әлфидар елтәбир ханимлар қатнашқан.
Абдувәли әпәнди алди билән сөз башлап, уйғур аял диний затлар һәққидики доклатта берилгән мәлуматларниң интайин муһимлиқини тәкитлиди. У, бу доклатни тәйярлаш җәрянда уйғур бүвим-устазларға аит мәлуматларни тепишниң наһайити қийин болғанлиқни ейтип мундақ деди: “уйғур имамлириға аит учурларни ‛хитай мәмликәтлик ислам җәмийити‚ яки ‛шинҗаң ислам җәмийити‚ дегәндәк органларниң тор бетидин тапқили болатти. Әмма аял диний затлар, йәни бүвим-устазларниң бундақ органлири болмиғачқа, уларға аит торда һечқандақ мәлумат йоқ. Йәнә бир нуқта шуки, уйғур аял диний затлар йеза тәрәптә ‛бүвим‚, шәһәрләрдә ‛устаз‚ дәп атилиду. Улар уйғур җәмийитиниң охшимиған қатламлирида диний өрп-адәтләргә башчилиқ қилиду.”
Абдувәли аюп әпәндиниң бу доклат һәққидә радийомизға бәргән зияритидә, “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дә диний сәвәбләр билән тутқун қилинған 1200 нәпәрдин артуқ аялниң делосини тәкшүрүп чиққанлиқини билдүргәниди. У көрсәткән пакитларға қариғанда, хитай һөкүмити бүвимләр вә устазларни, диний тәлим-тәрбийә алған аяллар вә яки балилириға дин өгәткән аялларни “дини ашқунлуқ вә әсәбийликни тәрғиб қилиш” яки “диний әсәбий тәшкилат қуруш” қа охшаш җинайәтләр билән тутқун қилған.
Абдувәли әпәнди йиғин җәрянда “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дә ашкариланған 78 яшлиқ хәлчәм пазил исимлик аялниң “қанунсиз бир тәблиғ” гә қетилғанлиқи үчүн тутқун қилинғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу һәқиқәтән ечинишлиқ. У 50 йил бурун бир йәрләрдә өгинип қалған бир нәрсиләр үчүн 2018-йили түрмигә ташланған. У хитай компартийәси уйғур райониға кериштин бурун туғулған. Мениң калламдин өтмәйдиғини, бирсини қандақсиға униң балилиқ вақтида өгәнгән бир нәрсилири үчүн җазалайду? йәнә бир нуқта шуки, мән хитайниң түрмисидә йетип баққан, у йәрдә әтигәндә бәш йеримда орниңиздин турисиз. Йотқан-көрпилириңизни рәтләп, кийимиңизни кейишиңизгә бәш минут, чишиңизни чоткилап, йүзиңизни ююп буйруққа тәйяр болушиңизға бәш минут вақит бериду. Хәлчәм пазилниң йешидики аяллар ениқла буни қилип болалмайду. Лагер, түрмә дегәнләрниң шараити һәқиқәтән бәк начар, болупму яшинип қалған аяллар үчүн техиму чидиғусиз бир йәр. Шуңа мән һәр қетим уларниң рәсимигә қариғинимда бәк көңлүм йерим болиду.”
2022-Йили 1-айда мухбиримизниң корладики алақидар органлар вә санҗи аяллар түрмисигә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, 78 яшлиқ хәлчәм пазилниң 17 йиллиқ кесиветилгәнлики вә санҗи аяллар түрмисиниң 4-әтритидә җаза муддитини өтәватқанлиқи дәлилләнгәниди. Һөкүмнамидә дейилишичә, хәлчәм пазил “миллий кәмситишкә қутратқулуқ қилиш” вә “топлишип җамаәт тәртипини бузуш” җинайити билән әйибләнгән. Униң аталмиш “қанунсиз бир тәблиғ” гә қетилғанлиқи вә бу “тәблиғгә сорун һазирлап бәргән” лики, униң юқириқи аталмиш “җинайити” гә пакит қилинған.
Әлфидар ханим, хитай һөкүмитиниң уйғур аял диний затларни бу қәдәр қаттиқ бастуруши һәққидә тохтилип мундақ деди: “мусулман болуш сүпитим билән әгәр бешимға һәр қандақ бир бир еғир иш кәлсә, мән аллаһқа дуа қилимән, униңдин ярдәм сораймән. Хитай һөкүмити динниң вә аялларниң диндики ролиниң муһимлиқини һес қилип, бизни динимиздин чәклиди. Һәр қандақ бир инсан охшимиған шәкилдә дуа қилиш арқилиқ роһи җәһәттин озуқ издәйду. Хитай һөкүмити һәтта бизниң дуа қилишимизғиму йол қоймайватиду. Ашкариланған мәлуматларға қариғанда, улар аялларниң өзиниң өйидә дуа қилишиниму җинайәт һесаблиған. Һәр қандақ диний һәрикәтләрни чәклигән. Йәни ибадәт арқилиқ роһи җәһәттики азаблирини йениклитиштин ибарәт аддий еһтияҗму хитай һөкүмити тәрипидин чәкләнгән. Мана бу нөвәттә уйғурларниң көрүватқан күни.”
Хена зубәри ханим хитай һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқини хәлқарадин йошуруш үчүн һәр хил тәшвиқатларни йүргүзүватқанлиқини әскәртип мундақ деди: “хитай һөкүмити мусулман әлләргә йеқиндәк тәсир бериш үчүн, тәшвиқатлирида уларға хитайниң ичкири өлкилиридики мәсчитләрни, у йәрдә яшайдиған мусулманларниң мәсчитләрдә намаз өтәватқанлиқини көрситиду. Шуңлашқа кишиләр хитай тәрипидин бесивелинған шәрқий түркистанда диний бастурушниң йүз бериватқанлиқиға ишәнмәйду. Хитай һөкүмитиниң нишанлиқ һалда уйғур аяллириға қаратқан бастуруши пәқәт уларниң диний-етиқади вә уйғур кимлики сәвәбидинла болған әмәс, бәлки уларниң аял болғанлиқи, уларниң кейинки әвладларни йетиштүрүштә асаслиқ рол ойнайдиғанлиқи үчүн хитай һөкүмити уйғур нәслиниң давамлишишини түп йилтизидин қурутмақчи болған. Тинч меңидә күчлүк роһ болиду. Хитай һөкүмити җим турғанларниму аллаһни ойлаватисән, дәп зулум қиливатиду. Уйғур аяллириниң өз өйидә тинч олтуруши, тәпәккур қилишиму җинайәт һесабланған. Буниңдин уйғур аяллириниң вә уйғур балилириниң әһвалини тәсәввур қилип бақсаңлар болиду.”
У йәнә мундақ деди: “мустәмликә астидики аяллар мәйли кәшмирдә болсун, мәйли пәләстиндә яки шәрқий түркистанда болсун, нишанға елинди. Ишғалчилар, йәни мустәмликичиләр алди билән өзи бесивалған ашу җәмийәтниң иҗтимаий риштисини бузушқа уруниду. Чүнки исламда адаләтсизликкә қаршилиқ билдүрүш тәшәббус қилиниду. Ислам дининиң түп принсипида мөмин мусулман бир аллаһтин башқа һечқандақ бир мәбудқа ибадәт қилмайду. Бир аллаһтин башқа һечқандақ бир мәхлуқатқа қуллуқ қилмайду. Һөр-әркин, баравәр яшайду. ‛қуран‚да аялларниң орниниң наһайити юқири икәнлики ейтилиду. Улар әркинлик, адаләт вә ислам үчүн күрәш қилидиған әвладларни йетиштүриду. Шуңа хитай һөкүмити бу идийәдин қаттиқ қорққан. Улар хитайдики башқа милләтләр хитайларға наһайити асанла ассимилятсийә болуватқанда уйғурларниң өзиниң мәдәнийити вә кимликигә чиң есилиши, уларниң оғисини қайнатқан. Мусулманларниң земинини ишғал қиливалған барлиқ мустәмликичиләр даим ишини мушундақ җәмийәтниң җан томурини тутуп туридиған аялларни вәйран қилиштин башлайду. Бир җәмийәттә әгәр динға башламчилиқ қилидиған аяллар болса, улар өзлириниң даирисидики аялларниң маарип, иҗтимаий паалийәтләрдә күчлинишидә муһим рол ойнайду, шундақла мустәмликичилириниң ишғалийәт һөкүмранлиқиға актиплиқ билән қарши туриду.”
Йиғин җәрянида хена ханим йәнә мустәмликичиләрниң “толуқ йоқаттуқ” дәп қариған мустәмликә астидики хәлқләрниң һөрлүк ирадисиниң гоя тупраққа көмүлгән уруқлардәк һаман үнүп чиқидиғанлиқиға чоңқур ишинидиғанлиқини билдүрди. У йәнә уйғур паалийәтчиләрниң ярдими арқисида уйғур аял дини затлар үчүн елип берилидиған тәшвиқатларниң йәниму күчийишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Йиғинниң ахирида хена ханим, әлфидар ханим вә абдувәли аюп әпәнди ортақ пикир баян қилди. Улар, хитай һөкүмити уйғур хәлқини йәр йүзидин йоқитиветиш үчүн қолидин келидиған һәр қандақ усулни қолланған болсиму, әмма уйғур хәлқниң роһини тиз пүктүрәлмәйдиғанлиқини билдүрүшти. Улар, өзлириниң уйғурлар үстидики зулумниң ахирлишидиғанлиқиға болған ишәнчини билдүрүшти.
Абдувәли әпәнди: “уйғур аяллири бәк зор қурбанлиқларни бәрди. Улар диний үчүн қурбанлиқ бәрди. Йолдишини, өзиниң аилә әзалирини хитайниң зулумидин қутқузуш үчүн наһайити зор қурбанлиқларни бәрди.”
Хена ханим: “аллаһ субһанә вәтәәланиң ‛җәннәт аниларниң аяғлири астида‚ дәп буйрушниң бир сәвәби бар, шундақ әмәсму?! исламда аялларниң, аниларниң орни вә роли наһайити муһим орунға қоюлған. Муһаҗирәттики уйғурлар үмидини йоқатса болмайду. Паалийәтчиләр үмидини йоқатса техиму болмайду. Иншаалла, ғәлибиниң ачқучиму аялларниң қолида.”
Әлфидар ханим ахирида уйғур аял лагер шаһитлириға болған һөрмитини билдүрди вә мундақ деди: “улардики уйғур кимлики, диний кимлики вә уларниң адаләтсизликкә қарши елип барған күрәшлири бизгә үмид бериду. Бу милләтни вәйран қилиш вә йоқитиветиш унчә асан әмәс.”