Йәһудий қирғинчилиқиниң шаһити: “уйғур аяллириниң хитайлар билән той қилиши хитай һөкүмитиниң пилани”
2024.09.06
Хитайниң бир қисим иҗтимаий таратқулирида уйғур қизлирини ашкара базарға салидиған, хитай әрләрниң худди торлардин мал сетивалғандәкла лайиқ таллаш супилири арқилиқла уйғур қиз-аяллирини хотунлуққа таллаватқанлиқи ипадилинидиған қисқа синлар тарқилишқа башлиди.
Уйғурларниң вәзийитини әкс әттүрүп беридиған иҗтимаий таратқу видийолирини таллап, чәт әлләрдики асаслиқ иҗтимаий таратқуларда һәмбәһирләп келиватқан америкадики лагер шаһити зумрәт давут йеқинқи күнләрдә фейисбук арқилиқ тарқатқан қисқа синларда, бир лайиқ тонуштуруш суписини башқурғучиниң бир қанчә уйғур аяллирини сичүәндики бир 35 яшлиқ машина ремонтчилиқи қилидиған хитай әргә тонуштуруватқанлиқи ипадилиниду. Бу хитай әр, бир қанчә уйғур қиз чоканлар ичидин-1 номурлуқ уйғур аялға көзи чүшкәнликини һейиқмастин ейтиду.
У хитай әр тонуштурулуватқан уйғур аяллириниң исминиму дейәлмәй “-1номур болидикән” дәп, арқидин уни сичүәнгә келишкә қошуламдикән дәп сорайду? униңға уланған хитайчә, уйғурчә арилаш болмиғур диялоглар кишини биарам қилиду. Мушу тәриқидә давамлашқан бу диялог арисида, лайиқ тонуштурғучи уйғур аял, лайиқ тонуштуруш нәтиҗисини, йүзи көрүнмигән әмма авази аңлинип турған бир хитайға доклат қилиду.
Бу қисқа синлардики диққәт қилишқа тегишлик нуқта шуки, хитай иҗтимаийлашмақ таратқусида ашкара йолға қоюлған бу уйғур аяллирини хитай әрләргә тонуштуруш тор суписида, уйғур аяллири һеқиқи сүрәтлири билән көрүнсиму уларға номур қоюлған, башқурғучиниң арқисида қизил лозункиға “уйғур-хитай тойлишиш ейи паалийити” дегән хәтләр йезилғанлиқидин, бу лайиқ тонуштуруш суписиниң хитай даирилири тәрипидин орунлаштурулған вә башқурулидиғанлиқини ашкарилап бериду.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқат мәркизиниң директори, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) ши җинпиң арзу қилған вә тәшәббус қиливатқан хитайдики башқа барлиқ милләтләрни еритип, хитайдин ибарәт тәк улус яритишни мәқсәт қилидиған бу сиясәтлиридә уйғур аяллириниң биваситә зиянкәшликкә учриғучилар болуватқанлиқини тәкитлиди.
У мундақ деди: “хитайниң иҗтимаийлашмақ таратқу видийолири вә хитайниң дөләт башқурушидики тәшвиқат васитилиридин ашкариланған уйғур-хитай тойлишишиға аит тәшвиқат видийолиридин, шундақла уйғур лагер шаһитлириниң гуваһлиқлири, хитай һөкүмитиниң-2014 йилидин буян уйғур диярида уйғур аяллирини хитай әрләргә той қилишқа риғбәтләндүрүш вә мәҗбурлаш васитилири арқилиқ күчәйтип бериватқанлиқини ениқ көрситип бәрмәктә. Шундақла системилиқ һалда милләтләр арилишип той қилишни илгири сүрүштә, уйғур аяллирини бу хил җисманий җәһәттин ассимилятсийә қилиш вә районда милләтләрниң арилишип кетишини илгири сүрүш арқилиқ, муқимлиқни ишқа ашуруштики васитигә айландурғанлиқиниң өзи, хәлқара ирқи қирғинчилиққа қарши туруш қанунида, инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүридиғанлиқи ениқ көрситилгән. Һалбуки булар, хитайниң уйғур аяллири үстидики инсанийәткә қарши җинайәтлирини йәниму илгирилигән һалда давам қиливатқанлиқини көрситип бәрмәктә”.
Буниң алдида хитай даирилириниң уйғур диярида “шинҗаң лайиқим мәдәнийәт тарқитиш чәклик ширкити” ниң мәхсус уйғур қизлириниң хитай өлкилиригә берип турмушлуқ болуши үчүн һөкүмәт тәрипидин лайиһәләнгән, лайиқ тонуштурушни кәсип қилған супа икәнлики ашкариланғаниди. “шинҗаң лайиқим мәдәнийәт чәклик ширкити” қизиқ линийәсиниң телефонни алған мулазим мухбиримизға, бу ширкәтниң “бихәтәрлик идариси” (дөләт бихәтәрлик идариси) һәмдә “үрүмчи хәлқ ишлири идариси” ниң мәхсус риғбәтләндүрүп қоллиши астида мулазимәт башлиғанлиқини ашкарилиғаниди.
Уйғурлар учраватқан бастурушлар “-21 әсирдики ирқи қирғинчилиқ” дәп етирап қилиниши билән бәзи мутәхәссисләр, буни алдинқи әсирдә иккинчи дуня уруши мәзгилидә йәһудийлар учриған чоң қирғинчилиқ билән охшашлиқлирини вә пәрқлирини селиштуруп анализ қилмақта.
Уйғур аяллириниң хитайларға мәҗбурий никаһлинишидәк әһвалға, йәһудий чоң қирғинчилиқиниң тирик шаһитлири қандақ баһа бериду? бу хил паҗиә йәһудий аяллири үстидиму йүз бәргәнму? униң ақивәтлири немә болған? бу соаллиримизға иккинчи дуня уруши мәзгилидә, натсистлар германийәсиниң йәһудийларға қарши елип барған зор қирғинчилиқиниң тирик шаһитлиридин, америкадики самий стейгмән (Sami Steigmann) җаваб бәрди.
У мундақ деди: “хитайға той қилған бу уйғур аяллири меңә ююшқа учрайду, ассимилятсийә қилиниду, уларниң хитай әрдин туғулған балилири хитай болиду, нәтиҗидә кәлгүсидә уйғурларға қарши хитай үчүн хизмәт қилиду. Бу хитай һөкүмитиниң пилани. Буниң тәсири 20 йилларда техиму гәвдилик болиду. Бу паҗиәләр чоң қирғинчилиққа учриған йәһудийлардиму йүз бәргән. Коммунист һакимийитидики совет иттипақидиму йүз бәргән. Әпсус, көрүп туруптимизки униң елип келидиған сәлбий ақивәтлири узунғичә давамлишиду”.
Самий әпәнди, хитайға мәҗбурий никаһланған уйғур аялларни худди мәһбусларға охшатти. У мундақ деди: “бу аяллар худди мәһбусларға охшайду, улар хитайниң ассимилятсийәни пүтүнләй қобул қилғучә тохтимай зиянкәшликкә, хорлашқа учриши мумкин. Бу бир чоң мәсилә, әмма уни һәл қилиш йоли һәққидә мәслиһәт беришкә аҗизмән. Буни пәқәт хәлқаралиқ ортақ тәдбир арқилиқ ахирлаштуруш мумкин. Хитайға мәҗбурий өйләнгәнләрниң қоюп берилиши үчүн, америка һөкүмити баш болуп һөкүмәтләрни хитайға бесим ишлитишини күчәйтиш керәк”.
Гәрчә хитай һөкүмити, һазир уйғур қиз-аяллирини хитайлар билән той қилишқа мәҗбурлаш васитилирини қолланғанлиқини пүтүнләй инкар қилипла қалмай, һәтта уни худди уйғур аяллириниң ихтиярлиқи билән йүз бериватқандәк көрситишкә урунуп келиватқан болсиму, хитайға той қилип хитай өлкилиригә барған бир қисим уйғур аяллириниң илгири тарқалған видийолиридин, уйғур аяллириниң әмәлийәттә амалсизлиқтин, һимайисизлиқтин вә һәр хил бесимлардин һәтта бәзилириниң лагерларға қамалған ата яки ака-инилирини қутқузуп қелиш үчүн, өзини қурбан қилиш бәдилидә, хитайға ятлиқ болғанлиқи һәмдә уларниң хитай әрләр тәрипидин садир қилинған хорлуқлири ашкариланған иди.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 2022-йили 11-айда елан қилған “уйғур аяллириниң мәҗбурий тойлаштурулуши: хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики милләтләр ара тойлаштуруш сиясити” сәрләвһилик чоң һәҗимлик доклатида, хитай һөкүмити уйғур аяллирини хитай әрлири билән тойлаштуруш сияситини дөләт сиясити сүпитидә системилиқ елип барғанлиқини, әмәлийәттә бу бир ассимилятсийә сиясити вә мәдәнийәт қирғинчилиқиниң қорали икәнлики көрситилгәниди. Мәзкур доклатта бу хил сиясәт уйғурларни хитай җәмийитигә сиңдүрүветишни мәқсәт қилған бир тактика, дәп көрситилгәниди.
Мәркизи истанбулдики “шәрқий түркистан инсан һәқлири көзитиш җәмийити” елан қилған уйғур аяллириниң һәқ-һоқуқ дәпсәндичиликлири тоғрисида 2023-йиллиқ доклатидиму, уйғур аялларниң һәқ-һоқуқлириниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқанлиқиға алаһидә орун берилгән болуп, уйғур аяллириниң хитай дөләт мәмурлири билән бир ятақта йетип қопушқа мәҗбурлаш, хитай аманлиқ сақлаш хадимлири тәрипидин аяғ асти қилинишқа учраш, хитайлар билән мәҗбурий той қилишқа зорлаш, мәҗбурий әмгәк, ирқчилиқ вә миллий кәмситишкә учраватқанлиқи пакитлар билән көрситилгәниди.
Гәрчә уйғурлар билән хитайларниң тойлишиш мәсилисигә аит ениқ санлиқ мәлуматму йоқ болсиму, әмма бу мәсилә йәнила җиддий җиддий инкас қозғайдиған дәриҗидики еғир бир мәсилә икәнлики мәлум.