Америка дөләт мәҗлисидә “уйғур һемайичилиқи күни” өткүзүлди

Мухбиримиз әзиз
2019.06.12
uyghur-hemayichiliqi-kuni.jpg Америка дөләт мәҗлисидә “уйғур һемайичилиқи күни” қатнашқанлар бир яки бирнәччә палата әзалири билән көрүшни пиланлимақта. 2019-Йили 12-июн, вашингтон.
Ömer Qanat ependi teminligen

Уйғур дияридики сиясий бастурушлар барғансери еғирлап, һәрқайси саһәләрниң вә ахбарат васитилириниң зор дәриҗидә диққитини қозғиған болсиму америка сиясий саһәсидики йәнә бир қисим әрбабларниң бу ишлардин толуқ хәвәрдар болуп кәтмигәнлики мәлум. Әнә шу хил бошлуқни қисмән болсиму толдуруш мәқситидә вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 12-июн күни америка дөләт мәҗлисидә “уйғур һемайичилиқи күни” паалийити тәшкиллиди.

Мәзкур паалийәт вашингтондики “уйғур һәптилики” аяғлашқандин кейин барлиққа кәлгән йәнә бир паалийәт болуп, паалийәт башлиниш алдида уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат айрим зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи паалийәтниң асаслиқ мәқсити һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди.

Паалийәтниң орунлаштурулуши бойичә америкадики уйғурлар вә уйғурларға һесдашлиқ қилғучи хиристянлар җамаити, йәһудийлар җамаити қатарлиқ саһәләрдин кәлгән шәхсләр өз алдиға бир яки бирнәччидин палата әзалири билән 12-июн күни йүзму-йүз сөһбәттә болушқа алдинала келишкән икән. Улар мушу тәриқидә америка авам палатаси вә кеңәш палатасидики өзлири турушлуқ шитатлардин сайланған палата әзалири билән көрүшүш җәрянида өзлириниң кәчүрмишлири һәмдә өзлиригә мәлумлуқ паҗиәләрни баян қилиш арқилиқ уларни һазир музакирә қилиниватқан “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһиси” вә “уиғур лайиһәси” гә имза қоюшқа дәвәт қилған.

Биз шу хилдики учришишларниң биридә алайитән американиң ғәрбий қирғиқидики вашингтон штатидин кәлгән бил кларк әпәндини учраттуқ. У “уйғур һемайичилиқи күни” үчүн вашингтон штатидики сеятул шәһридин кәлгән болуп, өмәр қанат билән бирликтә шималий каролина шитатидин сайланған палата әзаси алма адамға уйғурлар һәққидә мәлумат берип чиққан икән. Биз униңдин “сиз қандақларчә бу сәпкә қошулуп қалдиңиз?” дәп сориғинимизда у өзини уйғурларға қәрздар, дәп һесаблайдиғанлиқини, шуңа мушу арқилиқ өзиниң бу ишқа бир кишилик һәссә қошмақчи болғанлиқини билдүрди.

“мушу таптики һессиятимни сорисиңиз калламда уйғурларни һимайә қилиштин башқа һечнәрсә йоқ. Чүнки һазир уйғурлар үчүн бәкму қийин бир мәзгил болуватиду. Мән билидиған, маңа шунчә йеқин болған көплигән достлирим вә уларниң аилисидикиләр һазир хитайниң йиғивелиш лагерлириға қамалди. Шуңа вашингтон шәһиридики кеңәш палата әзалирини, қанун саһәсидики каттиларни издәп тепип бу ишларниң қобул қилишқа болмайдиған қилмишлар икәнликини ейтмақчимиз. Биз лагерларниң тақалғанлиқини, лагерларға қамалған аяллар, әрләр вә гөдәкләрниң өз аилисидикиләр билән җәм болғанлиқини көрүшни бәкму халаймиз. Бу кишиләрниң һәммисиниң бовилири бар. Мән бу йил 63 яшқа кирдим. Әмма лагерға қамалғанлар ичидә мениң қурдашлирим, шундақла 70 яки 80 яшлиқ кишиләр бар. Бу кишиләр җинайәтчиләргә охшаш қамаққа елинған. Бу ишлар инсанийәткә қарши җинайәт болғанлиқи үчүн биз бу йәрдә униңға қарши чиқиватимиз. Шәхсән өзүмни алсам мән ашу маканда инглиз тили оқутқучиси болуп нурғун йиллар яшиғанмән. Кейинчә вашингтон университетидин докторлуқ унвани елип, уйғурларни тәтқиқ қилидиған инсаншунас болдум. Мән мени, мениң аиләмни, мениң үч пәрзәнтимни сөйгән уйғур хәлқи үчүн, әхлақий җәһәттин өз мәҗбурийитимни ада қилиш үчүн бу йәргә кәлдим.”

Бүгүнки паалийәткә қатнашқан америкадики уйғурларниң бәзилири көп сандики уйғур мусапирлириға ортақ болған сиясий панаһлиқ мәсилисини мунасивәтлик кишиләргә йәнә бир қетим әсләткән һәмдә бу җәһәттә уйғур мусапирлириға оңайлиқ яритип бериш тәлипини оттуриға қойған. Уйғур паалийәтчиләрдин қәйсәр сейит өзиниң мушу мәсилини мәхсус тәкитлигәнликини билдүрди.

Уйғур яшлиридин тумарис алмасму өзлириниң мунасивәтлик палата әзалири билән учришип, уларни хитай һөкүмити билән болған сөһбәтләрдә уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюшқа дәвәт қилидиғанлиқини баян қилди.

Мәлум болушичә, бүгүнки паалийәтниң вуҗудқа чиқишиға америка уйғур бирләшмиси вә уйғур карханичилар тори йеқиндин ярдәмдә болған болуп, бу хилдики паалийәтләрниң давамлиқ тәшкиллиниши пилан қилинмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.