“уйғур әдәбиятидики шеирийәт тоғрисида” дегән намдики китап истанбулда нәшир қилинди

“уйғур әдәбиятидики шеирийәт тоғрисида” намлиқ китабни һазир истанбулда яшаватқан профессор султан мәхмут қәшқәрли әпәнди нәшргә тәйярлиған.

“уйғур әдәбиятидики шеирийәт тоғрисида” намлиқ китабниң муқависи вә профессор султан мәхмут қәшқәрли әпәнди чүшәндүрүлгән бәт. RFA/Arslan

“уйғур әдәбиятидики шеирийәт тоғрисида” намлиқ бу китабқа уйғур әдиблириниң миллий азадлиқ йолида елип барған қәләм вә әләм күрәшлири, хәлқни һөрлүккә чақрип шеир язған шаирлар вә уларниң шеирлиридин бир қисим арийәләр таллинип киргүзүлгән.

Бу китабни һазир истанбулда яшаватқан профессур султан мәхмут қәшқәрли әпәнди нәширгә тәйярлиған болуп, тәклимакан уйғур нәшрияти нәшир қилған.

Бу китап 9 бап 472 бәттин тәркип тапқан болуп, китабниң кириш қисмида уйғур әдәбий тили вә шеирийитиниң алаһидиликлири, асасий хусусийәтлири, шеирниң түзүлүши вә түрлири тоғрисида чүшәнчә берилгән. Шуниң билән биргә китабта йәнә шаир вә шеирниң әһмийити, шундақла хәлқни һөрлүккә үндәш вә күрәш қилиш йолида көрсәткән иҗабий тәсири һәм роли тоғрисида баян берилгән.

Биз бу китаб тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн китабниң муәллипи профессур султан мәхмут қәшқәрли билән сөһбәт елип бардуқ. У бу китабни уйғур яш шеирийәт һәвәскарлириниң пайдилинишини көздә тутуп язғанлиқини билдүрди.

Бу китапта уйғур хәлқиниң йеқинқи заман шаирлиридин абдухалиқ уйғур, қутлуқ һаҗи шәвқи, абдуқадир дамоллам, нимшеһит, абдурәһим өткүр, лутипулла мутәллип, абдуләзиз мәхсум, турғун алмас, ибраһим турди қатарлиқ шаирларни вә уларниң хәлқни қәләм вә әләм билән күрәш қилишқа үндәп язған бир қисим шеирлиридин үлгә көрсәткән.

Султан мәхмут әпәнди уйғур хәлқиниң 20-әсирдә өткән җәңгивар шаирлириниң хәлқ билән һәмнәпәс вә тәқдирдаш болуп, вәтәнниң һөррийити үчүн нурғунлиған қурбанларни бәргәнликини тәкитлиди.

Султан мәхмут қәшқәрли уйғур шаир вә әдиблириниң хәлқни күрәшкә чақрип язған әсәрлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “тарихқа нәзәр салидиған болсақ, вәтинимизни манҗу-хитай басқунчилири бесивалғандин кейин талай уғул-қизлиримиз дүшмәнгә қарши вәтәнни қоғдаш йолида өз җанлиридин кәчти. Хәлқимиз басқунчиларға қарши күрәштә қәләм вә әләм күришидин ибарәт икки өткүр қорал арқилиқ җәң қилди. Қәләм күриши әләм күришигә түрткә вә күчлүк ярдәмчи сүпитидә хизмәт қилған болса, әдиблиримиз, шаирлиримиз вәтәнпәрвәрлик тоғрилиқ нурғун мунәввәр әсәрләрни яритип хәлқимизниң зор дәриҗидә мәниви вә роһи ойғинишқа түрткә болди. яш әвладларни күрәшкә дәвәт қилди. Хәлиқни вәтәнни қутқузушқа чақирди.”

Мәзкур китабта мәрһум шаир абдуләзиз мәхсумниң хитай мустәмликчилириниң шәрқий түркистанни бесивелип зулум зинданиға айландуруп қойғанлиқини, хәлқни еғир азаб-оқубәткә гириптар қилғанлиқини ипадиләп язған төвәндики шеирини үлгә қилип көрсәткән:

Көйүп һәсрәт отида аһ уруп, йәп қайғу-ғәмләрни,

Кәчүрдуқ башимиздин түрлүк дәрду-әләмләрни.

Вәтән, милләтни шум басқунчиларға тартқузуп қойғач,

Чәктуқ хару-зарлиқта азаб, зулмәт-ситәмләрни.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org