Қәлбинур камал: “уруқ-туғқанлиримдин 8 киши лагерда”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.04.11
Wisal-Shemshidin-lagerda.jpg

Висал шәмшидин. RFA/Erkin Tarim

seypidin-setiwaldi-we-merhaba-yarmemet-lagerda.jpg

Сәйпидин сетивалди вә мәрһаба ярмәмәт. RFA/Erkin Tarim

abdugheni-tursun-lagerda.jpg

Абдуғени турсун. RFA/Erkin Tarim

zohre-tashmemet-nerwisidin-ketken.jpg

Зөһрә ташмәмәт. RFA/Erkin Tarim

Tohtaji-Abduqadir.jpg

Тоһтаҗи абдуқадир. RFA/Erkin Tarim

ilyar-ibrahim.jpg

Иляр ибраһим. RFA/Erkin Tarim

ilmirat-ibrahim.jpg

Илмират ибраһим RFA/Erkin Tarim

Түркийәдики уйғурлар юртидики ата-анилири вә уруқ-туғқанлири билән телефон алақиси үзүлүп қалғанлиқтин, уларниң бәзилири иҗтимаий таратқуларда гуваһлиқ берип син көрүнүшлирини тарқатса, йәнә бәзилири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға охшаш хәлқаралиқ органларға әрз йезип, ата-ана вә бала-чақилириниң из-дерикини елишқа тиришмақта. Түркийә пуқралиқиға өткән бәзи уйғурлар түркийә ташқи ишлар министирлиқиға хәт йезип, уруқ-туғқанлириниң из-дерикини елишқа тиришмақта.

Истанбулда яшаватқан уйғурлардин қәлбинур камал ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң аилә әзалири вә уруқ-туғқанлиридин болуп, җәмий 8 кишиниң җаза лагерлирида икәнлики тоғрисида ениқ учурға еришкәнликини баян қилди.

Қәлбинур камал ханим 2012-йили 8-айда 3 балисини елип түркийәгә кәлгән болуп, һазир истанбул шәһиридә яшимақта.

Қәлбинур камал ханимниң акисиниң оғли висал шәмшидин адил 1994-йили 8-айниң 23-күни ғулҗида туғулған болуп, у 2017-йили10-айда үрүмчидин лагерға елип кетилгән. Униң һазирғичә һечқандақ из-дерики йоқ икән. У 2016-йили шинҗаң университетиниң бинакарлиқ вә қурулуш кәспини пүттүргәндин кейин шинҗаң 7а лайиһәләш ширкитидә ишләватқан икән.

Иляр ибраһим қәлбинур камал ханимниң бир нәврә акиси болуп, у 1969-йили 7-айниң 20-күни ғулҗа шәһиридә туғулған икән. У шинҗаң университетини пүттүргәндин кейин майтағ 1-оттура мәктәптә 20 йил оқутқучи болуп ишлигән икән. Қәлбинур ханим нәврә акиси иляр ибраһимниң 2017-йили 12-айда лагерға елип кетилгәнлик учурини ашкара қилди.

Илмурат ибраһим болса 2017-йили 8-айниң 25-күни лагерға елип кетилгән. У қәлбинур камал ханимниң бир нәврә иниси болуп, 1978-йили 12-айниң 22-күни ғулҗида туғулған икән. Илмурат хитайчә мәктәптә оқуған болуп, ғулҗа шәһәрлик такси ширкитидә таксичиларға дәрс беридикән. Қәлбинур камал ханимниң ейтишичә, у 2017-йили 8-айниң 25-күни лагерға елип кетилгән.

Қәлбинур камал ханимниң билдүрүшичә, хитай униң уруқ-туғқанлиридин җәмий 8 кишини лагерға елип кәткән. Уларниң ичидә униң қейниакиси сәйпидин сетивалди билән йәңгиси мәрһаба ярмәмәт ханимму бар икән. Сәйпидин сетивалди1960-йили 4-айниң 14-күни ғулҗа шәһиридә туғулған болуп, тиҗарәт билән шуғуллинидикән. Униң йәңгиси мәрһаба ярмәмәт 1965-йили 4-айниң 25-күни ғулҗа шәһиридә туғулған икән. Әр-аял иккиси 2018-йили 2-айда лагерға елип кетилгән икән.

Мәлум болғинидәк 1991-йили советлар иттипақи йимирилип, оттура асиядики түркий тиллиқ җумһурийәтләр мустәқиллиқиға еришкәндин кейин, уйғурлар бу дөләтләргә берип-келип тиҗарәт қилишқа башлиған. Қәлбинур ханимниң акисиниң достлиридин абдуғени турсун қазақистан билән ғулҗа оттурисида тиҗарәт қилидикән. У 2017-йили 6-айда қазақистандин қайтишида үрүмчи айродромда тутуп кетилгән. Қәлбинур камал ханим бу һәқтә игилигән мәлуматлирини биз билән ортақлашти.

Қәлбинур ханимниң акисиниң ағинилиридин тохтаҗи абдуқадирму ғулҗа билән қазақистан оттурисида тиҗарәт қилидиған киши болуп, у 2017-йили 11-айда қазақистандин қайтип қорғасқа кәлгәндә тутуп кетилгән икән.

Қәлбинур камал ханимниң туғқини зөһрә ташмәмәт 1989-йили 9-айниң 25-күни ғулҗида туғулған болуп, у 2016-йили истанбул тиҗарәт университети банкичилиқ вә пул-муамилә кәспини пүттүргәндин кейин 2016-йили 7-айда вәтәнгә қайтип кәткән. У 2017-йили 4-айда лагерға елип кетилгән болуп, 21 ай лагерда турғандин кейин нерва кесилигә гириптар болуп қалғанлиқи мәлум. Қәлбинур камал ханимниң ейтишичә, уларниң өйигә көзәткүчи сүпитидә икки хитайни орунлаштуруп қойған икән.

“уруқ-туғқанлириңизни хитай даирилири немә гунаһ билән әйибләпту” дегән соалимизға җаваб бәргән қәлбинур камал ханим уруқ-туғқанлириниң һеч бир “гунаһи” ни билмәйдиғанлиқини, һәммисиниң сәмимий, ақ көңүл вә оқуған кишиләр икәнликини, хитайниң һазир уйғурларниң көпини қара-қоюқ тутуп-солап, ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини илгири сүрди.

Қәлбинур камал ханимниң тутуп кетилгән туғқанлиридин сәйпидин сетивалди билән мәрһаба ярмәмәт ханимниң қизи мухтәбәр ханим түркийәдә чиш дохтурлуқ кәспини оқуп, кинишка алғандин кейин һазир қәйсәридә ишлимәктә. У 2018-йили 2-айдин тартип ата-аниси билән алақисиниң үзүлүп қалғанлиқини, хитай һөкүмитиниң ата-анисини немә “җинайәт” билән әйибләп лагерға елип кәткәнликини ениқ билмәйдиғанлиқини баян қилди.

Тонулған сәнәткар абдуреһим һейтниң хитай түрмисидә өлгәнлик хәвири түркийәдики иҗтимаий таратқуларда тарқалғандин кейин, 9-феврал күни түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, “хитайниң 21-әсирдә милйонларчә уйғурларни лагерға қамиши инсанийәт үчүн бир номус” дегән иди. Шуниңдин кейин түркийәдики уйғурлар “мәнму уйғур” паалийити арқилиқ юртлиридики ата-ана вә уруқ-туғқанлириниң из-дерикини қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.