Вашингтонда “уйғур һәптиси” паалийити өткүзүлмәкчи
Д у қ 6-айниң 4-күнидин 9-күнигичә вашингтонда 3 чоң паалийәт өткүзүшниң сәпәрвәрлик хизмәтлирини башлиған.
-
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019-05-03 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Д у қ мәсуллириниң билдүрүшичә, д у қ бу йил 6-айниң 4-күнидин башлап вашингтонда 3 чоң паалийәт өткүзүшниң тәйярлиқ хизмәтлирини рәсмий башлиған. Қурултайниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң баян қилишичә, өткән йәкшәнбә күни қурултай иҗраийә комитети әзалири һәмдә муһаҗирәттә сиясий паалийәтләр билән актип мәшғул болуватқан һәрқайси дөләтләрдики уйғур тәшкилатлириниң рәһбәрлиридин 30 дин артуқ киши қурултай орунлаштурған телефон йиғиниға қатнишип бу һәқтә музакириләр елип барған.
Д у қ бу тарихий вәқәләрниң хатирә йилини нәзәрдә тутқан һалда 6-айда вашингтонда 3 чоң паалийәт тәшкилләш қарариға кәлгән:
Буниң бири, NED - америка демократийини илгири сүрүш фонди җәмийити 2019-йиллиқ “демократийә мукапати” ни паалийәтлири көрүнәрлик яхши болған д у қ ға беришни қарар қилған болуп, бу мукапатни тарқитиш мурасими 6-айниң 4-күни америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлидикән. Д у қ бу мукапатни “ялғуз д у қ ға берилгән мукапат әмәс, шәрқий түркистан хәлқигә берилгән мукапат, шәрқий түркистан миллий муҗадилиси үчүн берилгән мукапат” дәп қарап, муһаҗирәттә актип паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң рәһбәрлири билән бирликтә қобул қилишта пикир бирликигә кәлгән.
Иккинчиси, 6-айниң 5-күни һәрқайси дөләтләрдин кәлгән 80 дин артуқ уйғур вәкиллири америкадики уйғурлар билән бирликтә һейт намизини биргә оқуйдикән. 6-Айниң 6-күни һәмдә 7-күни вашингтонда һәрқайси дөләтләрдин тәклип қилинған чәтәллик мутәхәссисләр, алимлар, уйғуршунаслар, дипломатлар, хитай ишлири мутәхәссислири, җаза лагерлири тәтқиқатчилири һәмдә америка дөләт мәҗлиси әзалириниң иштиракида җаза лагерлири мәсилисини асасий тема қилған уйғурларниң нөвәттики вәзийитигә мунасивәтлик 2 күнлүк илмий муһакимә йиғини өткүзүлидикән.
Үчинчиси, 6-айниң 8-күни вә 9-күнлири д у қ иҗраийә комитетиниң кеңәйтилгән йиғини вашингтонда чақирилидикән.
“уйғур һәптиси” дәп нам берилгән бу бир йүрүш паалийәтләрниң бу күнләрдә америкада өткүзүлүшиниң муһим әһмийити һәққидә тохталған канададики д у қ муһаҗирлар бөлүминиң мәсули мәмәт тохти әпәнди, бу паалийәтләрниң америка конгиресигә сунулған уйғурларға мунасивәтлик 2 қанунниң тәстиқлинип чиқишиға түрткә болуш ролини ойнайдиғанлиқини илгири сүрди. У сөзидә йәнә, бу паалийәтләрниң америка сиясийонлири вә җамаәт әрбаблириға уйғурларни тонутуш нуқтисидинму зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
Түркийәдики уйғур зиялийси абдулхәмит қарахан әпәндиниң баян қилишичә, “уйғур академийәси” му башқа уйғур тәшкилатлириға охшашла америкада өткүзүлмәкчи болған “уйғур һәптиси” паалийитигә актип аваз қошқучи органларниң бири болған.
Пәрһат муһәммиди әпәндиниң ейтишичә, д у қ һазирғичә американиң сиртидин келидиған 80 дин артуқ уйғур тәшкилат рәһбәрлиригә тәклипнамә йоллиған. Чәтәллик мутәхәссисләр, дөләт әрбаблири, сиясийонлар һәмдә америкадики уйғур тәшкилат мәсуллирини қошқанда бу қетимқи паалийәткә 150 әтрапида киши қатнишидикән. Көплигән уйғур тәшкилат мәсуллири бу қетимқи паалийәтни актип қоллайдиғанлиқини билдүрүшкән.