Явропадики мусулман яшлар тәшкилатлири бирләшмиси рошән аббас билән уйғурлар һәққидә тор сөһбити өткүзди
2022.04.26
Явропа иттипақиға әза 21 дөләттики 33 мусулман яшлар вә оқуғучилар тәшкилатлири бирләшмисиниң мәркизи бүгүн, 26-апрел рошән аббас ханимни тәклип қилип, уйғурлар тоғрисида тор сөһбити өткүзди.
Бүгүн 26-апрел мәркизи бирюсселда болған “явропа мусулман яшлар вә оқуғучилар мунбири” намлиқ тәшкилат уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилисини явропадики мусулман яшларға техиму кәң даиридә билдүрүш мәқситидә мәркизи вашингтондики уйғур һәрикити тәшкилатиниң директори рошән аббас ханимни тәклип қилип, мәхсус уйғурлар тоғрисида рамизанлиқ тор сөһбити паалийити уюштурған.
Қисқичә FEMYSO дәп аталған “явропа мусулман яшлар вә оқуғучилар мунбири” тәшкилати белгийә, фирансийә, италийә, германийә қатарлиқ явропа иттипақиға әза 21 дөләттики 33 мусулман яшлири тәшкилатидин тәркиб тапқан бирләшмә орган болуп, у дуня ислам һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ хәлқаралиқ мусулман тәшкилатлири вә сәуди әрәбистан, мисир, кувәйт қатарлиқ дөләтләрниң қоллиши астида 1996-йили қурулғаникән. Мәзкур тәшкилатниң явропа парламенти, явропа кеңиши, явропа яшлар мунбири, явропа оқуғучилар бирләшмиси қатарлиқ көплигән нопузлуқ органлар билән зич алақиси бар икән.
Рошән аббас ханимниң бүгүнки тор сөһбити башлиништин илгири бәргән мәлуматлириға қариғанда, “явропа мусулман яшлар вә оқуғучилар мунбири” ниң баш катипи ноурһәнә маһмоуди билән у алдинқи айдики явропа зиярити җәрянида римда тонушқан. Униң билдүрүшичә, мәзкур тәшкилатниң әзалири уйғурлар учраватқан “ирқий қирғинчилиқ” қа көңүл бөлүватқан болуп “биз уйғурлар үчүн немә иш қилип берәләймиз?” дегән соалға җаваб издимәктикән.
“явропа мусулман яшлар вә оқуғучилар мунбири” бүгүнки тор сөһбити тоғрисида елан қилған уқтурушида рошән аббас ханимниң америкадики бир сиясий актип икәнлики, униң рәһбәрликидики уйғур һәрикити тәшкилатиниң бу йил 2-айда нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситилгәнлики әскәртилгән.
Рошән аббас ханим бүгүнки тор сөһбити тоғрисида зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “мусулман дөләтлири уйғур ирқий қирғинчилиқиға көз юмивеливатқанда, уйғурларниң аһу-зариға қулақ йопуривеливатқанда, һәтта сәуди шаһзадиси салманға охшаш хитайниң миллий сияситини қоллайдиғанлиқини ашкара билдүрүватқан мушундақ начар бир вәзийәттә, явропадики мусулман яшлириниң әң чоң тәшкилати болған ‛явропа мусулман яшлар вә оқуғучилар мунбири‚ ниң уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисини мусулман дунясиға кәң тонутушқа бәл бағлишини зор бир җасарәт дәп қараймән. Чүнки, мәзкур тәшкилат ялғуз явропа иттипақиниң маддий ярдимигә еришипла қалмай, йәнә хитай билән еғиз-бурун ялишиватқан сәуди әрәбистан, кувәйт қатарлиқ дөләтләрниң маддий ярдимигиму тайинидикән”.
У йәнә, бу қетимқи тор сөһбитидә нуқтилиқ һалда шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқни вә һәдиси гүлшән аббасниң паҗиәси арқилиқ җаза лагерлирида давам қиливатқан инсанийәтсизликләрни оттуриға қоюп, хитайниң мусулманлар дунясиға қаратқан сахта тәшвиқатиниң әпти-бәширисини ечип беришкә тиришқанлиқини әскәртип мундақ деди: “мән сөзүмдә, шәрқий түркистанда давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни һәдәмниң бешиға кәлгән күнләрни мисал қилип туруп баян қилип бәрдим. Хитайниң дуняни алдаватқанлиқини, болупму җаза лагерлири мәсилисидә мусулманлар дунясини пүтүнләй алдап кәткәнликини мисаллири билән оттуриға қойдум. Мән йәнә 40 тин артуқ демократик дөләт өткән йили б д т да уйғурларға йүргүзүлүватқан зулумни тохтитиш үчүн хитайға қарши бирләшмә баянат елан қилғанда, нурғунлиған мусулман дөләтлириниң хитайни қоллап аваз бәргәнликини, буниң мусулманлиқ дуняси үчүн йүз қариси һәм зор бир трагедийә болғанлиқини сөзләп, һечболмиса, мусулман яшларниң болсиму һәқ тәрәптә чиң турушини үмид қилидиғанлиқимни тәкитлидим”.