Уйғур ирқий қирғинчилиқи бурсада тәсирлик оттуриға қоюлди
2024.11.11
Уйғур қирғинчилиқини тонутуш паалийити түркийәниң башқа шәһәрлиридикигә охшаш бурса шәһиридиму наһайити тәсирлик өткүзүлди.
7-Ноябир күни түркийәниң әң чоң шәһәрлиридин бири һесаблинидиған бурса шәһиридә уйғур қирғинчилиқи вә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тонуштурулған паалийәт өткүзүлди. Мурасим түркийә җумһурийити билән шәрқий түркистан җумһурийитиниң истиқлал маршини оқуш билән башланған.
Бу доклат бериш йиғини бурсада паалийәт елип бериватқан йөрүк түркмән тәшкилатлири бирлики, бурса техника университети түрк дуняси оқуғучилар уюшмиси вә бурса улудағ университетида оқуватқан уйғур оқуғучилар бирликтә уюштурған. Бурса техника университетиниң йиғин залида өткүзүлгән йиғинға бурсада оқуватқан уйғур оқуғучилардин сирт, парламент әзалири, бурса техника университетиниң оқутқучи-оқуғучилири, аммиви тәшкилат мәсуллири, һәр қайси партийәләрниң бурсадики вәкиллиридин болуп 400 әтрапида киши иштирак қилған.
Йиғинниң ечилиш нутқини бурса йөрүк түркмән тәшкилатлири бирликиниң баш катипи җәмал аққуш әпәнди сөзлигән. У, ечилиш нутқида 2017-йилидин тартип қериндаш уйғурлар дучар болуватқан ирқий қирғинчилиқни түрк җамаәтчиликигә шундақла түрк дунясиға аңлитишқа тиришиватқанлиқини, бундин кейинму уйғурларниң авази болидиғанлиқини ейтқан. У сөзиниң ахирида бүгүнки паалийәтниң уйғур дәвасиға пайдилиқ болушини тиләйдиғанлиқини баян қилған.
Измирдики әгә университети пирофессори алимҗан инайәт “шәрқий түркистанда ишғал, ассимилятсийә вә ирқий қирғинчилиқ”, “йүсүп йүзлүкләр җәмийити” рәиси, адвокат вәйсәл ашқин әпәнди “уйғур ирқий қирғинчилиқи” темисида доклат бәргән.
Йиғинда алаһидә тәклип бойичә доклат бәргән измирдики әгә университети пирофессори алимҗан инайәт әпәнди мундақ деди: “мән доклатимда шәрқий түркистанниң тарихи, җуғрапийәси, мәдәнийити, хитай тәрипидин ишғал қилиниши, ишғалдин кейин хитай йүргүзүватқан ассимилятсийә сиясити, ирқий қирғинчилиқ сиясити, җаза лагерлири вә лондон уйғур сотиниң қарари қатарлиқларни чүшәндүрүп өттүм.”
2017-Йилидин буян түркийәниң нурғун җайлирида һәр хил усуллар билән уйғурларниң йеқинқи йиллардин буянқи еғир вәзийити, җаза лагерлири мәсилиси шундақла ирқий қирғинчилиқ оттуриға қоюлмақта. Бу қетим бурунқиға охшимайдиған шәкилдә доклат берилгәндин сирт, оқуғучилар уйғур анилар, ханим-қизлар вә яш-өсмүрләр дучар болуватқан ирқий қирғинчилиқ әкс әттүрүлгән қисқа тиятир сәһнигә қоюлди. Баш ролни әзәрбәйҗанлиқ оқуғучи ләман азизова ойниған болуп, у, телефон зияритимизни қобул қилип бу тоғрилиқ мәлумат берип мундақ деди: “7-ноябир күни шәрқий түркистандики хитай зулумини оттуриға қоюш паалийити өткүздуқ. Шәрқий түркистанлиқларниң авази болдуқ. Йиғинда мән шәрқий түркистанлиқ бир аялниң ролини ойнаш арқилиқ кишиләргә тәсир көрситишкә тириштим. Мән зулумға учриған бир уйғур аниниң, бир қизниң ролини ойнаш арқилиқ зулумни йиғин әһлигә аңлаттуқ, наһайити тәсирлик болди. ”
Түркийәниң ғәрбий райониға җайлашқан бурса түркийәниң санаәт шәһири болуп, бурун уйғурлар көп тонулмайтти. Кейинки йилларда бурсада уйғур оқуғучиларниң көпийишигә әгишип, көпләп паалийәт елип берилишқа башлиди. Бу паалийәтни уюштурғучилардин бири болған бурса улудағ университетидики уйғур оқуғучиларниң вә дуня уйғур қурултийиниң вәкили абдурәһим хелил әпәнди паалийәтниң наһайити тәсирлик болғанлиқини баян қилди. У, мундақ деди: “бу паалийәттә пирофессор алимҗан инайәт вә адвокат вәйсәл ашқин әпәнди уйғур қирғинчилиқини аңлатқандин сирт, әзәрбәйҗанлиқ оқуғучи ләман азизова шәрқий түркистандики аниларниң қизларниң вә балиларниң тирагедийәлик паҗиәлирини наһайити тәсирлик қилип сәһнидә җанландуруп өтти. Буни көргәндә залдики барлиқ қатнашқучиларниң йиғлап кәткәнликини көрдүм. Бу паалийитимиз наһайити тәсирлик вә мувәппәқийәтлик болди. Бурун бурсада уйғурлар анчә билинмәйтти. 2017-Йили уйғур қирғинчилиқи башланғандин кейин бу йәрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң тиришчанлиқи, түрк аммиви тәшкилатлириниң қоллиши билән көп қетим доклат бериш йиғини, көргәзмә вә намайишқа охшаш бир қатар паалийәтләрни өткүздуқ. Һазир бурса хәлқи уйғур қирғинчилиқини билип кәтти, десәк хата болмайду дәп ойлаймән. Мән дуня уйғур қурултийи вәкили болуш сүпитим билән бу паалийәтни уюштурған тәшкилатларға рәһмәт ейтимән.”
Бурсада өткүзүлгән уйғур қирғинчилиқини тонутуш тоғрисидики паалийәт 7-ноябир күни бурсадики көп санда гезит вә телевизийә қаналлирида хәвәр қилинғандин сирт иҗтимаий таратқулардиму көп тарқитилған.