Алдамчилар хитай түрмисидики хотәнлик содигәр әкбәр иминниң түркийә банкисидики пулини елишқа урунған

Мухбиримиз әркин
2022.02.15
Алдамчилар хитай түрмисидики хотәнлик содигәр әкбәр иминниң түркийә банкисидики пулини елишқа урунған 2018-Йили тутқун қилинип узун йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған хотәнлик ‍өй-мүлк содигири, “гүзәл макан” қурулуш ширкитиниң хоҗайини әкбәр имин әпәнди.
Oqurmen teminligen

Түркийәдә “алдамчилар” сахта һөҗҗәт ясап, хитай даирилири тәрипидин 2018-йили тутқун қилинип узун йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған хотәнлик ‍өй-мүлк содигири, “гүзәл макан” қурулуш ширкитиниң хоҗайини әкбәр иминниң түркийә банкисидики 225 милйон лира пулини йөткәшкә урунған. Алдамчилар банкиға әкбәр иминниң өзлиригә униң банка һесабидики пулни йөткишигә капаләт бәргәнликигә даир сахта һөҗҗәтләрни көрситип, униң банкидики пулини алмақчи болған. Бирақ бу алдамчилиқ вәқәси униң түркийәдики бир аилә әзаси тәрипидин сезилип қелип әмәлгә ашмиған.

Мәзкур вәқәни сүрүштүрүш җәрянида еришкән учурлиримиздин мәлум болушичә, хотәндә “әкбәр далу” дегән ‍исим биләнму тонулған әкбәр иминниң түркийәдә турушлуқ аилә әзаси алдамчилиқ вәқәсини сезип қалғандин кейин мәзкур пул оборотини тохтитиш тоғрисида түркийә әдлийә тармақлириға әрз қилған. Буниң билән түркийә җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси бу вәқә үстидин тәкшүрүш елип беришқа башлиған.

Түркийәдики “сабаһ” гезити вә NTV қанилиниң хәвәрлиридә көрситилишичә, җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси тәкшүрүш арқилиқ әкбәр иминда “елиши бар” шәхсләр вә уларға ярдәмдә болған адвокатларниң банка һесабидики пулға тәдбир қоюш тоғрисида түркийә иҗраат тармақлириға сунған вакаләтнамә вә имзаларниң сахта икәнликини ениқлап чиққан. Мәзкур вәқәдин хәвәрдар уйғурлардин түркийәдә турушлуқ паалийәтчи, “сатуқ буғрахан вәхписи” коня шөбисиниң мәсули абдуләһәт удун, сахта һөҗҗәт ясаш вәқәсидә адвокатлар түрк болсиму, бирақ униң арқисидикиләр уйғурлар болуши мүмкинликини билдүрди.

Абдуләһәт удун: “һазир тәдбир қойди, дәпту, тәдбир қойди дегини шу тоңлитип қойди. Өзи, аяли яки биваситә туғқанлири вакаләт елип келип алмиса һечким алалмайду. Бир яхши йери шу, һечким алалмайду, хитайму алалмайду. Мениң билгиним түрк адвокатлар, әмма униң кәйнидә уйғурлар уйғурлар болуши керәк. Чүнки, у түркләр билән бәк җиқ муамилә қилмайтти. Униң ундақ җиқ пули барлиқини уйғурлар биләтти. Униң дубәй вә түркийәгә пул йөткигәнликини”.

Түркийә таратқулириниң ейтишичә, түркийә тәптиш даирилири мәзкур делоға қарита елип барған тәкшүрүштә әкбәр иминниң түркийә өй-мүлк идарисидики имзасиниң өрнәклирини елип, уни “елиши барлар” вә адвокатлар тәйярлиған һөҗҗәтләрдики әкбәр иминниң имзаси билән селиштуруш арқилиқ униңдики имзаниң сахта икәнликини бекиткән. Бу һәқтики хәвәрләрдә йәнә түркийә тәптиш даирилириниң хитай әдлийә тармақлиридин ярдәм сориғанлиқи вә түркийәдә турушлуқ хитай әлчиханиси буниңға җаваб бәргәнлики тәкитләнгән.

Түркийә таратқулириниң ейтишичә, хитай әлчиханиси түркийә тәптиш даирлириға қайтурған җавабида әкбәр иминниң хитайға қайтип кәлгәнлики, һазирму хитайда икәнликии, униң 2015-йилдин бери һечкимгә вакаләт берип бақмиғанлиқи, “елиши барлиқи” ни ейтқан шәхсләрниң һечбирини тонумайдиғанлиқини билдүргән. Буниң тәптиш мәһкимиси униң банкидики 225 милйон лира пулини тоңлатқан болсиму, бирақ униңға хитайниң арилишиши бу делоға көңүл бөлидиған уйғурларда әндишә қозғиған.

Түркийәдики адвокатларниң ейтишичә, һазирқи әһвалда бу пулниң бир тәрәп болуши үчүн униң түркийәдә қанунлуқ бир мирасхори болуши яки қандашлиқ беғини испатлиши керәк икән. Түркийәдики уйғур мусапирлар мәсилисигә арилишип келиватқан адвокат абдулла тикич әпәнди 14-феврал бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда, хитайниң түрмидики әкбәр иминға вакаләт бәргүзүп, бу пулни қайтуруп кетиш еһтималлиқиму йоқ әмәсликини билдүрди.

Абдулла тикич мундақ дәйду: “буниңға рәсмийәт беҗириш үчүн униң қанунлуқ мирасхори болуши керәк. Униң қанунлуқ мирасхори аяли болған тәқдирдә, әгәр у өзи бу йәрдә болған болса уни сот мәһкимисигә чақиртип, никаһлиқ икәнликини испатлиялайтти. Бирақ һазир буниму испатлиялмайду. Һәтта у киши бу йәрдә болса униң қанунлуқ той хети болмиған тәқдирдиму, пәрзәнти болса уларға д н а синиқи елип берилип, балилар қанунлуқ һәқ игиси болған болатти. Шуан у кишиниң хитайдин бирини вакаләтчи қилип әвәтишидин башқа чарә йоқ. Болмиса бу пул түрк банкисида шу пети қелиши мумкин”.

Абдулла тикичниң ейтишичә, әгәр хитай әкбәр иминға вакаләтчи тәйинләшкә зорлиса, бу пулниң хитайға қайтурулуп кетиши, униң түркийәдики аилә әзалириниң у пулға игә болалмаслиқ мумкинчилики бар икән. Хитай 2017-йили башланған чоң тутқунда нурғун уйғурларни чәтәл билән болған сода яки уруқ-туғқанлар арисидики пул-муамилә алақиси түпәйли тутқун қилип, “чәтәлдики террорчи яки террорлуқ гуруһларни пул билән тәминлигән”, дәп кесивәткәниди.

Абдулла тикичниң ейтишичә, мәсилиниң әң қийин нуқтиси шуки, түркийәдә иқтисадий қийинчилиқта туриватқан нурғун уйғурниң хитайда пули болсиму, лекин улар пуллирини түркийәгә елип чиқалмайдикән, шундақла уларниң аилә туғқанчилиқ беғини испатлашта йәнила хитай әдлийә тармақлириниң һәмкарлишиши тәләп қилинидикән.

Абдулла тикич мундақ дәйду: “ә‍гәр уруқ-туғқини болса, бу бираз аваричилиқ болиду, бирақ буниму һәл қилғили болиду. Әмма бу узун вақит алиду, қисқа вақитта пүтмәйду. Бу вақит ичидә хитайдики бир вакаләтчи адвокат билән ишләш керәк. Буниңда һәм хитайда беҗиридиған рәсмийәтләр болиду һәм түркийәдә……. Әгәр бу пул ширкәтниң намида қоюлған болса пәрқлиқ, шәхси намда қоюлған болса пәрқлиқ болиду. Интайин мүшкүл бир әһвал. Мәсилән, бу йәрдә мән вакаләтчилик қиливатқан уйғурлар бар, хитайда нурғун пули қалған. Уларму буни һәл қилалмайватиду. Бәзиләр билән қанун ишлирини беҗириш үчүн көрүшимән. Улар мениң 1000 лиралиқ иш һәққимни берәлмәйду, әмма хитайда 250 миң доллар пули бар”.

Бу вәқә түркийә билән хитай пул ююш вә террорлуққа малийә ярдими беришкә қарши туруш һәмкарлиқ келишими имзалап рәсмий иҗра қилишқа башлиған бир вақитта таратқуларға ашкариланди. “пул ююш вә террорлуққа малийә ярдими бериш һәққидики истихбарат учури алмаштурушта һәмкарлиқ елип беришқа даир әсләтмә” намлиқ бу келишимдә, тәрәпләр бир-бирини қарши тәрәп тәләп қилған аталмиш җинайәткә мунасивәтлик конкрет шәхс вә ширкәтләрниң малийә паалийитигә даир һәр хил учурлар билән тәминләш бәлгиләнгән. Бирақ бу келишим уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлирида түркийәдики уйғурларниң малийә-иқтисадий бихәтәрлики тоғрисида әндишә пәйда қилғаниди.

Түркийәдики адвокат, һаҗи байрам вәли университетиниң қанун профессори иляс доғанниң ейтишичә, түркийәниң бу келишимни имзалишидики негизлик сәвәб униң пулға болған еһтияҗи икән.

Иляс доған мундақ дәйду: “түркийәниң бу келишимни имзалишидики негизлик сәвәб униң пулға еһтияҗи бар. Һазир түркийәдә 150 миңдәк хитай бар. Уларниң һәр бири 250 миң доллар төләп түркийә пуқраси болди. Түркийәму иқтисадий, малийә җәһәттин аҗиз. Шуңа, һазир 150 миңдин артуқ хитайчә сөзлишидиған, мусулман болмиған киши түркийә пуқраси, тоғриси улар 250 миң доллар хәҗлиди. Улар түрк пуқраси болуп һәр түрлүк һәқләрни қоллиниши мумкин. Бу юқириқи келишимниң асаслиқ сәвәби”.

Иляс доғанниң 14-феврал зияритимизни қобул қилғанда ейтишичә, түркийә хитай тәләп қилған һәммә учурни бәрмисиму, бирақ халиған учурни беридиғанлиқини билдүрди. У: “түркийәму хитайдин хитайға берип яшайдиған һечким болмисиму, учур тәләп қилиши мумкин. Бәлким түркийәдин хитайға берип яшайдиғанлар болуши мумкин, бирақ бәк аз. Йәни хитайдин түркийәгә келип яшайдиған хитай пуқралиричилик әмәс. Бирәр әһвал болса түркийә хитайға учур бериши мумкин. Бирақ у учур бәрсиму, лекин дәлилләрни тәкшүрүши, хитай халиған учурни бәрмәслики мумкин” деди.

Бирақ адвокат абдулла тикичниң қаришичә, бу келишим түркийәгә бир мәҗбурийәт йүклимисиму, бирақ у түркийәдики уйғурлар үчүн йәнила хәтәрлик икән. Абдулла тикич мундақ деди: “малийә әһвалидин ейтқанда бир тәһдит. Бирақ рәсмий гезиттә елан қилинған әсләтмигә қариғанда түркийәниң мутләқ бир мәҗбурийити йоқ. Түркийәниң қайси учурларни вә кимләргә алақидар учурларни бәргәнлики ениқ әмәс. Йәни түркийәниң җамаәт тәртипи вә дөләтниң түп мәнпәәтигә четишлиқ шәхсләр болса хитайни уларға аит учурлар билән тәминләш мәҗбурийити йоқ”.

Радийомизниң мухбири икки йил аввал бу йил 54 яшлиқ әкбәр иминниң 2018-йили хитай даирилири тәрипидин 25 йиллиқ яки муддәтсиз кесиветилгәнлики, кесилгәнләрниң арисида униң иниси билән акисиниңму барлиқи, уларниң 20 йиллиқ кесилгәнликини, улардин бәзиләрниң қамақ җазасини ақсудики биңтуән түрмисидә өтәватқанлиқини дәлиллигән. Йәрлик даириләр йәнә әкбәр иминниң “чәтәл билән болған алақиси”, “бина қурулушини зиннәтләштә етник, диний елементларни ишлитип, радикаллиқ идийәсини тәшвиқ қилиш” билән әйибләнгәнлики, униң акисиниң тутқун қилинишиға “қоюп берилгән бир лагер тутқунини ‍өй билән тәминлигәнлики” сәвәб болғанлиқини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.