Уйғур режиссор мәмәтҗан сәмәтниң “ахирлишишни күтүш” намлиқ филими һәққидә мәхсус сөһбәт
2024.02.12

2024-Йили 2-айниң 10-күни кәч саәт 6 дә, америка вирҗинийә штатиниң арлиңтон шәһиридики AMC кино мәркизидә лос-анжелеста турушлуқ кәспий кино режиссори вә сенарист мәмәтҗан сәмәтниң “ахирлишишни күтүш” намлиқ тунҗи филиминиң қоюлуш мурасими өткүзүлди.
“ахирлишишни күтүш” намлиқ бу филим мәмәтҗан сәмәтниң муһаҗирәт һаятида ишлигән тунҗи киноси болуп, униңда чәт әлдә яшаватқан бир уйғур яшниң вәтини шәрқий түркистанда қалған дадисиниң хитай сақчилири тәрипидин тутулуп кетиши, аилиси билән болған пүткүл алақилириниң үзүлүши, шундақла бир аилә кишилириниң шуниңдин кейинки астин-үстүн болуп кәткән ечинишлиқ һаяти тәсвирләнгән. Бу филим муһаҗирәттики уйғур яшлири баштин кәчүрүватқан көп қатламлиқ мүшкүлатларни чоңқур тәсвирләп, кимлик, сиясий қараш вә шәхсий мунасивәт қатарлиқ мурәккәп темиларни чоңқур әкс әттүргән. Бу филимда вәтәндики уйғурларниң әһвали һәққидә биваситә учур берилмигән болсиму, әмма у йәрдә йүз бериватқан трагедийәлик реаллиқни америка таратқулириниң көзники арқилиқ йорутушқа тиришқан, шундақла бу арқилиқ уйғурлар вәтинидә йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқиниң муһаҗирәттики уйғур яшлириға елип кәлгән биваситә вә васитилик тәсирлири җанлиқ деталлар арқилиқ әкис-әттүрүлгән.
Мәмәтҗан сәмәт кичикидин башлапла йезиқчилиқ билән шуғуллинишқа башлиған болуп, у университетта оқуватқан мәзгиллиридә қисқа филимларни ишләшкә башлиған. У америкаға кәлгәндин кейинму өзиниң бу кәспий арзусидин һечқачан ваз кәчмигән. Өзиниң бу саһәдики узун мәзгиллик тәҗрибилири, қайтмас ирадиси, хәтәргә тәвәккүл қилиш характери вә кино сәнитигә болған күчлүк иштияқи билән бир һәвәскар филим ишлигүчидин ахири кәспий филим ишлигүчигә айланған.
“ахирлишишни күтүш” 2023-йили 1-айда сүрәткә елинишқа башлиған болуп, рәсмий кино базириға селинғучә бир йилдин көпрәк вақит кәткән. Бу филим америкада бир уйғур режиссорлуқ қилған, уйғурлар рол алған, уйғурларниң һаяти тәсвирләнгән, шундақла уйғурлар вәтинидики ирқий қирғинчилиқ арқа көрүнүш қилинған тунҗи филимдур. Бу филим өзиниң юқириқидәк алаһидиликлири билән муһаҗирәттики уйғурларниң һаяти вә уйғур киночилиқидики бир йеңи қәдәм болуп қалғуси. Бу филимниң ишлинишидин рәсмий пүтүп қоюлушиғичә болған җәрянда, америкадики язғучи вә режиссор таһир һамут изгилгә охшаш бир қисим кәспий хадимлар, уйғур тәшкилатлири вә уйғур ресторанлири ярдәмдә болған. Улар мәзкур филимда рол елишқа қатнашқан америкалиқ артистлар вә кәспи хадимларниң уйғурлар тәсвирләнгән бу филимни ишләш җәрянида учриған мәсилиләрни бир тәрәп қилишиға көп қулайлиқларни яритип бәргән.
Бу филимниң қоюлуш мурасимиға вашингтон вә вирҗинийә әтрапидики уйғурларни асас қилған 100 дин артуқ тамашибин қатнашти. Филим көрситилгәндин кейин, филим ишлигүчи мәмәтҗан сәмәт, филимда рол алған артистлар вә музикантлар сәһнигә тәклип қилинип, бу филимни ишләш җәрянидики бәзи тәсиратлирини тамашибинлар билән ортақлашти, шундақла соалларға җаваб бәрди.
Төвәндә биз бу филимниң режиссори, сенаристи вә филим ишлигүчиси болған мәмәтҗан сәмәт әпәнди, кинодики баш ролчи ғәйрәт, шундақла бир қисим тамашибинлар билән өткүзгән сөһбитимизни диққитиңларға сунимиз.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиз.