Америкада “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһиси” гә қол қойдуруш һәптилики башланди
2019.10.16
2019-Йил 11-сентәбир күни “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһиси” америка кеңәш палатасиниң мақуллуқидин өткәнлики елан қилинған иди. Бу қанун лайиһисиниң кеңәш палатасида мақуллуқтин өткәнлики уйғурларниң вәзийитини диққәт билән көзитип келиватқан көзәткүчиләрниң һәм шундақла чәтәлләрдики уйғур җамаитиниң қизғин алқишиға еришти. Улар “бу мәзкур лайиһәниң рәсмий қанун болуп ишқа киришишидики әң муһим қәдәмләрниң бири,” дәп һесаблимақта.
Мәзкур қанун лайиһәсигә қол қойған америка дөләт мәҗлиси әзалириниң сани һазирға қәдәр 100 дин ашқан болсиму, әмма мәзкур қанун лайиһисиниң бу йил ахириғичә америка президентиниң һузуриға сунулуп тәстиқ селиниши вә рәсмий күчкә игә болуши үчүн йәнә америка авам палатасидики 400 дин артуқ парламент әзасиниң йеримидин көпрәкиниң буни қоллап имза қоюши зөрүр икән. Шу сәвәбтин бу иш нөвәттә америкадики уйғур җамаити әң җиддий көңүл бөлүватқан мәсилиләрниң биригә айланған.
Мәлум болушичә, америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши қатарлиқ тәшкилатлар вә америкадики уйғур яшлириниң һәмкарлиқида 16-өктәбирдин башлап дөләт мәҗлиси әзалирини “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәсигә имза қойдуруш һәптилики” башланған.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә ханим бу мунасивәт билән радиомиз зияритини қобул қилди. У америкада “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһиси” ниң бу йил ахириғичә тәстиқтин өтүшини қолға кәлтүрүш, униң рәсмий қанун болуп ишқа киришиши үчүн авам палатасидики әзаларниң мақуллуқидин өтүшини қолға кәлтүрүшниң зөрүрлүки вә тәхирсизликини билдүрди.
Зубәйрә ханим йәнә “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһиси” ниң уйғурлар үчүн қандақ әһмийити барлиқи һәққидиму тохталди.
Америкадики уйғур яшлиридин әлфидар ханим билән фирқәт җәвдәт “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәсигә қол қойдуруш һәптилики” ниң актип тәшкиллигүчилиридин икән.
Әлфидар ханим “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһиси” оттуриға қоюлғандин тартип, бу йил 11-сентәбир күни америка кеңәш палатасиниң мақуллуқидин өткичә болған җәряндики әһваллар һәққидә тохтилип өтти.
Вирҗинийә штатидики уйғур яшлиридин фирқәт җәвдәт 16-өктәбир башланған, “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәсигә қол қойдуруш һәптилики” ниң конкрет орунлаштурулуш әһвали һәққидә тохталди.
11-Сентәбир күни мәзкур қанун лайиһиси кеңәш палатадин өткәндин кейин бу қанунни баш болуп тонуштурған палата әзаси марко рубийо вә боб мәнәндәз 11-сентәбир күни бирликтә елан қилған баянатида мәзкур қанунниң уйғурларға қаритилған бастуруш һәрикитиниң алдини елишта муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүргән иди. Улар бирләшмә баянатида: “бу қанун лайиһиси мустәбит хитай һөкүмитиниң шинҗаң уйғур аптоном районида көләмләштүргән дәһшәтлик кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, җүмлидин бир милйондин артуқ уйғур вә башқа мусулман хәлқләрни тутуп туруш лагерлириға қамаш қилмишиға қарши туруштики муһим қәдәмдур,” дәп көрсәткән.
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо уйғур мәсилиси үстидә көп қетим тохталған болуп, у өз баянлирида америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтләр һөкүмәтлирини хитайниң уйғур елидики зулумини әйибләшкә вә әмәлий тәдбир қоллинишқа чақирған иди.
Әлфидар ханим зияритимиз ахирида мәзкур қанун лайиһисиниң бу йилниң ахириғичә болған 6 һәптә ичидә америка авам палатасидинму өтүп, америка президентиниң тәстиқлишиға сунулуши үчүн нурғун тиришчанлиқларниң зөрүр икәнликини тәкитләп өтти. У америка ташқи ишлар министири майк помпейо, дөләт мәҗлиси әзалиридин марко рубийо вә боб мәнәндәзгә охшаш сиясий әрбаблар шундақла техиму көп болған авам палата әзалириниң қоллишини қолға кәлтүрүштә америкадики тәшкилатларниң тиришчанлиқидин башқа йәнә америкадики һәр бир уйғурниң мәсулийити барлиқини әскәртип өтти.
У йәнә демократик дөләтләрдә яшаватқан уйғурларниң америка һөкүмити ичидики уйғурларни йеқиндин қоллиған сиясий әрбабларға айрим елхәт йезиш, иҗтимаий алақә торлирида уларниң уйғур мәсилиси һәққидики баянатлириға қарита қоллаш авази бериш, тәшәккүр инкаслирини йезишниңму наһайити муһим әһмийәткә игә болидиғанлиқини билдүрди.