Уйғур һәйити кувәйт парламентиниң әзалири билән учрашти

Һидайәтулла оғузхан вә сираҗидин әзизи қатарлиқ төт кишидин тәркиб тапқан уйғур һәйити кувәйттики зияритини башлиған.

Уйғур һәйәт кувәйт парламент алдида. 2019-Йили апрел, кувәйт. RFA/Arslan

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан вә шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси сираҗидин әзизи қатарлиқ төт кишидин тәркиб тапқан уйғур һәйити кувәйттики зияритини башлиған.

Рәсмий зиярәт үчүн кувәйткә барған уйғур һәйити 8-апрел күни кувәйт парламентиниң әзалири шундақла кувәйт үммәт принсиплирини қоғдаш җәмийитиниң баш катипи доктор муһәммәд һайф әлмутәйрини қатарлиқ муһим шәхсләр билән учрашқан һәмдә уйғур мәсилиси тоғрисида сөһбәттә болған.

Зияритимизни қобул қилған һидайәтулла оғузхан 4 кишилик уйғур һәйитиниң ислам дунясиға уйғур мәсилисини тонутуш, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим вә зулум сиясәтлирини аңлитиш, бу арқилиқ хитайға бесим қилидиған бир шараит һазирлаш үчүн бу зиярәтни елип бериватқанлиқни билдүргән.

Доктор муһәммәд һайфи әлмутәйри кувәйт парламентида уйғур мәсилисини бир қанчә қетим күнтәртипкә елип кәлгән киши болуп, уйғур һәйити униң уйғур мәсилисини қоллиғанлиқи үчүн пүткүл уйғурлар намида тәшәккүр ейтидиғанлиқини билдүргән.

Мәзкур һәйәт дүшәнбә күни кәчтә уйғурлар тоғрисида “шәрқий түркистандики мусулманларниң әһвали” дегән темида мәхсус орунлаштурулған бир йиғинға қатнишип, уйғур мәсилиси тоғрисида доклат бәргән. Йиғинда шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси сираҗиддин әзизи вә мәхмут муһәммәд дамоллам сөз қилип, уйғур мәсилиси тоғрисида тохталған. Бу йиғинға кувәйттики бир қисим аммиви тәшкилатларниң мәсуллири, җамаәт әрбаблири, тәтқиқатчилар, академиклар болуп муһим шәхсләр қатнашқан. Йиғин ахирида уйғур мәсилиси тоғрисида өзара музакирә елип берилған.

Йиғинда шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси сираҗиддин әзизи әпәнди йиғин иштиракчилириниң уйғур мәсилиси тоғрисидики соаллириға җаваб бәргән.

У җавабида мунуларни тәкитлигән: “хитай шәрқий түркистан мусулманлириға зулум қилипла қалмастин, бәлки өз хәлқигиму бесим қиливатқан бир җинайәтчи дөләттур. Дунядики әң әрзан баһалиқ маллар хитайниң маллиридур, чүнки хитай өзиниң хәлқигә бесим қилип, аз иш һәққи берип көп кишини ишлитиду, хитай ишчилириниң һеч қандақ әркинлики болмайду. Хитай уларни пәқәтла қорсақ тойдуруш бәдилигә һайванға охшаш ишлитиду. Хитай бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң агаһландурушлириғиму пәрва қилмайду. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә явропа иттипақи шәрқий түркистандики хитайниң йиғивелиш лагерлирини зиярәт қилишни бир қанчә қетим тәләп қилған болсиму, әмма хитай рәт қилди. Хитайниң ислам дөләтлири билән пайда-мәнпәәт келишимлири болғачқа ислам әллири бу мәсилидә сүкүт қиливатиду. Бирақ һазир явропа вә америка хитайға бесим қилишқа башлиди. Бир қанчә күн илгири американиң муавин президенти майк пәнс баянат берип, шәрқий түркистан мусулманлири үстидин йүргүзүлүватқан бесимни азайтишни вә йиғивелиш лагерлирини тақашни тәләп қилди. Әмма хитай буниңға анчә етибар қилип кәтмиди. Һазир көплигән хәлқаралиқ мәтбуатлар хитайниң җинайи қилмишлирини паш қилиш арқилиқ бесим йүргүзүватиду.”

Сираҗиддин әзизи әпәнди уйғур мәсилиси үчүн нөвәттә қилишқа тегишлик муһим хизмәтләрни оттуриға қоюп йәнә мундақ дегән: “бизниң қолимиздин келидиған бирдин бир иш һазир у йәрдә йүз бериватқан һадисиләрни хәлқараға әң яхши усулда аңлитиш. Иккинчиси, хитайға бесим қилиш үчүн мусулман хәлқ аммисиниң қолидин келидиған мумкинчиликләрдин пайдилиниш. Йәни мусулманларниң қилишқа тегишлик иши болса хитай маллирини байқут қилиш арқилиқ шәрқий түркистандики мусулманларниң үстидики бесимларни йениклитишкә тиришиш.”

Сираҗидин әпәнди йәнә мундақ дегән: “шәрқий түркистан мәсилисидә һәл қилиш ролини ойниялайду дәп үмид қилидиған дөләт түркийә иди, бирақ түркийә бу мәсилидә ялғуз қалди. Бирақ түркийә һазир өзиниң қийинчилиқлирини һәл қилиш мәҗбурийитидә қалди. Шуңа биз шәрқий түркистан мәсилисини мусулман вә әрәб әллиригә техиму күчәп аңлитишниң зөрүрлүкини һес қилип, дәсләп малайшия вә һиндонезийәгә вә бәзи әрәб дөләтлиригә зиярәткә бардуқ. Кувәйткиму мушу сәвәбтин кәлдуқ. Бу мәсилидә хитайға бесим қилиш үчүн мусулманларниң бизни қоллап-қуввәтлишини арзу қилимиз.”

Зияритимизни қобул қилған мәзкур һәйәт тәркибидики һәбибулла күсәни әпәнди бу қетимқи зиярәт җәрянидики тәсиратлирини баян қилип өтти.

Игилинишичә, 10-апрел күни уйғур һәйәт әрәб тилида нәшрдин чиқидиған хәлқаралиқ “әл-муҗтәми” намлиқ һәптилик журналниң баш тәһрири муһәмәмд салиһ рашид билән учрашқан вә уйғур мәсилиси тоғрисида музакирә елип барған. Һәйәт йәнә кувәйт истратегийәлик чүшәнчә институтиниң мәркизини зиярәт қилған. Әрәб дунясидики даңлиқ “әл-муҗтәми” журнили узун замандин буян уйғур мәсилиси тоғрисида көпләп мақалә елан қиливатқан журнал болуп, уйғур һәйәт бу журналниң мәсуллириға тәшәккүрлирини билдүргән.

Түркийәдин барған 4 кишилик уйғур һәйәтниң кувәйттики зиярити давам қилмақта икән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org