“иҗадий зулумлар” : уйғур дияридики лагерларда давам қиливатқан сиясий тәҗрибиләр (2)
2024.02.29
Уйғур дияридики қирғинчилиқниң әң чоң мәзмунлиридин бири лагер системисиға қамалған уйғурлар болуп, доктор адриян зенз бу санни аз дегәндиму бир милйондин икки милйонғичә, дәп тәхмин қилиду. Әмма хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң сабиқ министири җав кеҗиниң ички қисимда сөзлигән сөзидә “шинҗаңда шинҗаңниң мустәқиллиқини арзу қилидиған кишиләр икки милйондин ашиду; җәнубий шинҗаңда диний ашқунлуқ билән зәһәрләнгән кишиләрниң сани икки милйондин ешип кетиду. Бу хилдики кишиләрни толуқ тәрбийәләш лазим” дегән сөзлиригә асасән “тәрбийәләш мәркизи” гә қамалған кишиләрниң сани һәққидә охшимиған йәкүнләр оттуриға чиққан. Әмма доктор адриян зензниң қаришичә, буниңда санлардинму бәкрәк муһим болуватқини хитай һөкүмитиниң бу җәрянда уйғур җәмийитини қандақ вәйран қиливәткәнлики һәмдә буниң йеқин кәлгүсидики биваситә тәсириниң қандақ болуши һесаблиниду.
“бу тәдбирләр қисқа мәзгилни көзлигән әмәс! ”
Адриян зензниң қаришичә, уйғур дияридики лагер системисиниң нәзәрийәви асаси 2014-йилидики “мәркәз иккинчи қетимлиқ шинҗаң хизмити” йиғинида рәсмий қарар қилинған. Шу қетимлиқ йиғинда ши җинпиң “шинҗаңдики мәсилиләрниң йилтизи диний ашқунлуқта. Диний ашқунлуқни түгитиш шинҗаңдики мәсилиләрни һәл қилишниң ачқучи” дәп көрсәткән. Шуниңдәк “диний ашқунлуқ наһайити күчлүк биһошлуқ дориси. Буниң тәсиридә бәзиләр шеһит болушқа мәстанә болмақта. Диний ашқунлуқниң зораванлиқ вә террорлуқ идеологийәсини тазилимиғанда зораванлиқ вә террорлуқ вәқәлири худди рак һүҗәйрилиригә охшап ямрап кетиду” дегән. Шуниңдәк буни давалаш үчүн “йүрәк кесилигә дора бәргәндәк дора ишлитишниң муһимлиқи” ни алаһидә тәкитлигән. Буниң билән аридин узун өтмәй сабиқ секретар җаң чүншйәнниң “шинҗаңдики хизмәтләрниң ядроси диний хизмәт” дегән хуласиси оттуриға чиққан. Даириләр болса лагерларға қамап “қайта тәрбийәләш” ни “дохтурханида кесәл давалаш” қа охшитиш мәзмунидики ибариләрни кәң қолланған. Әнә шундақ қилип ши җинпиңниң биваситә “йешил чирағ” йеқип бериши билән 2014-йили лагер системисиниң қелин пәрдиси дағдам ечилған.
Шу қатарда тунҗи болуп қурулған лагерлардин лопнур наһийәсидики “тәрбийәләш мәркизи” ниң 2015-йили һөкүмәт һөҗҗәтлиридә берилгән сүрәтлири бу әслиһәләрниң түрмиләрдинму қаттиқ башқурулидиған җайлар икәнликини дәсләп болуп ишарә қилған. Шу вақитлардики хитай ахбарат васитилири буларниң “алдинқи басқучлуқ тәҗрибә”, “рәсмий тәҗрибә басқучи” вә “ахирқи басқучлуқ тәҗрибә” дәп айрилған басқучлар бойичә маңғанлиқини, буларниң қайси басқуч болушидин қәтийнәзәр улардики “диний ашқунлуқ” тин ибарәт ядролуқ истратегийәлик нишанни өзгәртмигән асаста һәрқандақ қошумчә шәкил вә васитиләрни қоллинишқа болидиғанлиқини көрсәткән. Буниң билән уйғурларниң “диний ашқунлуқ” билән бағлинишлиқ болуш еһтималлиқи болған һәммила нәрсиси дәл мушу “өзгәртиш вә тәрбийәләш” ниң обйекти болуп қалған. Шуниң билән бир вақитта уйғурлардики “диний ашқунлуқ билән мунасивәтлик” дәп қаралған һәммила нәрсиниң әмәлийәттә дәл уйғурларниң ассимилятсийә болуп кетишини чәкләп турған “тосуқ” лар икәнликиму билинишкә башлиған.
2014-Йили уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт елан қилған 41-номурлуқ һөҗҗәт “нуқтилиқ шәхсләрни тәрбийәләш вә башқуруш” һәққидики синақ һөҗҗити болуп, бу һөҗҗәтниң “мәркизий комитетниң шинҗаң хизмити һәққидики йолйоруқлири” бойичә түзүлгәнлики әскәртилгән. Шуниң билән биргә униңда “өзгиришни рәт қилғучилар” ни тегишлик дәриҗидә “әдәпләп қоюшқа болидиғанлиқи” тилға елинған. “әдәпләп қоюш” ниң мәниси “аммиви йиғинларда сазайи қилиш”, “уруп-тепиш”, “йүзигә түкүрүш”, “тәстәкләш” қатарлиқ шәкилләрни өз ичигә алидиғанлиқи, бу хилдики “әдәпләп қоюш тәҗрибилири” ниң 2017-йиллиридин кейин кәң мәлум болушқа башлиған лагерлардики түрлүк җисманий қәбиһликләргә йол ачқанлиқиму кейинчә көпләп билингән. Техиму муһими, 41-номурлуқ һөҗҗәт бу хилдики “қайта тәрбийәләш” ниң иҗтимаий муқимлиқ бәрпа қилиш үчүнла әмәсликини, әксичә буниң узун мәзгилни көзлигән “дөләт бихәтәрлики” үчүн елинған муһим тәдбир икәнликини, буниңда һәр дәриҗилик һөкүмәт тармақлириниң һәр бири өз алдиға бу һәқтики тәҗрибилирини музакирә қилиш вә алмаштурушқа болидиғанлиқини тәкитлигән. Бу хилдики “тәҗрибә” басқучи 2016-йилидин кейинки зор бурулушқа биваситә ул салған. Бу һәқтики зияритимиз җәрянида доктор адриян зенз буниңдики бәзи амиллар һәққидә тохтилип өтти.
“қайта тәрбийәләш орунлири ашқунлуқни түгитиш намида тәсис қилинған болуп, диний ашқунлуқни кишиләрниң меңисидин чиқирип ташлашни көзлигән. Бу мәнидин алғанда у кишиләрниң меңисини вә йүрикини өзгәртишни мәқсәт қилиду. Әмма ‛диний ашқунлуқ‚ дегәндә биз бу тәбирниң динға алақидар һәммила нәрсини өз ичигә алидиғанлиқини, кишиләрниң һаятидики һәрқандақ диний тәсирниң мушу тәбиргә тәдбиқланғанлиқини көрдуқ. Шуңа бу тәбир қабаһәтлик шәкил алған меңә ююш методиниң тәсиригә учриған. Мениңчә бу хилдики ‛ашқунлуқни түгитиш‚ һәрикити уйғурларни хитай компартийәсигә садиқ инсанларға айландуруш, шу арқилиқ компартийәни хәлқ аммисиниң һаятидики әң қудрәтлик нопузға айландуруш үчүн лайиһәләнгән.”
Дәл шундақ болғанлиқи үчүн шуниңдин кейинки вақитларда “иҗтимаий муқимлиқ вә узун мәзгиллик әминлик” ниң хитай һөкүмити тәкитләп келиватқан “шинҗаң хизмити” дики мәркизий нуқта болуп қелиши тәбиий йосунда ишқа ашқан. Шундақла униң узун мәзгилгичә өзгәрмәстин давам қилидиғанлиқиму сиясәт асасиға игә қилинған.
“тәрбийәләш” тәҗрибиси зор көләмлик тутқунға йол ачти
Себестян хелман (Sebastian Heilmann) , җессика титс (Jessica C. Teets), реза хизмәт (Reza Hasmath) қатарлиқларниң ортақ пикричә, бирнәччә йиллиқ тәрбийәләш тәҗрибиси дәсләпки қәдәмдә хитай һөкүмитиниң муәййәнләштүрүшигә еришкән. Шундақ болғанлиқи үчүн 2016-йили январда уйғур аптоном районлуқ сиясий мәслиһәт кеңиши “ашқунлуққа қарши туруш” хизмитидики утуқлар вә кәмчиликләрни хуласиләш йиғини чақирған. Йиғинда “тәрбийәләш вә өзгәртиш” ниң изчил болалмаслиқи вә өлчәмләшмәслики алаһидә тәкитләнгән. Шу қатарда или вилайитиниң “тамчитип суғириш” шәклидики “мәркәзләштүрүп топлап тәрбийәләш арқилиқ өзгәртиш” усулиниң “тәҗрибидин өткән үнүмлүк тәдбир икәнлики, буни пүткүл шинҗаңға кеңәйтиш лазимлиқи” һәққидә қарар елинған.
2016-Йили июнда хитайдики милләтшунаслиқ вә диншунаслиқ пәнлириниң каттилиридин болған хе шиңляң “йәршари вақит гезити” дә мәхсус мақалә елан қилип “өткән бирнәччә йилда шинҗаңдики зораванлиқ вә әсәбийлик қилмишлири зор дәриҗидә төвәнлиди. Бу нөвәттики хизмәт тәҗрибилириниң утуқлуқ болғанлиқини көрситиду” дәп хуласә чиқарған. Шуниңдәк илгирики вақитларда қоллинилған “диний каттибашларнила нишан қилиш” тәк усулниң йетәрлик әмәсликини, буниңда “ашқун идийәләрниң тарқилишиға бир йолниң ечилип қалидиғанлиқи” ни алаһидә тәкитлигән. 2017-Йилиға кәлгәндә “шинҗаң партийә мәктипи” ниң пирофессори чю юәнюән бу һәқтики тәтқиқат нәтиҗисини елан қилип “шинҗаңдики қайта тәрбийәләш хизмитидә пишип йетилгән тәҗрибә өрники йоқ. Шуңа һәрқайси орунлар бу җәһәттә иҗадчанлиқ билән иш көрүши лазим” дәп хуласә чиқарған.
2017-Йили ноябирға мәнсуп “кәспий тәрбийәләш хизмитини техиму күчәйтиш вә өлчәмләштүрүш һәққидики пикирләр” намлиқ ички һөҗҗәттә хизмәт көрсәтмилири, бихәтәрлик тәдбирлири вә тутқунларни қоюп бериш өлчәмлири шәрһләнгән. Бу һөҗҗәттә “өлчәмләштүрүш” һәққидә җиқ сөзләнгән болсиму әмма тутқунларни қандақ өлчәм бойичә қоюп бериш һәққидә һечқандақ “өлчәмлик” бир қаидә көрситилмигән. Текәс наһийәлик җамаәт хәвпсизлик идарисиниң 2018-йилидики ички һөҗҗәтлиридә болса буниңдики сәвәбниң “тутқунлар қоюп берилсә бихәтәрликкә еғир хәвп пәйда қилиду” дегән қараш икәнлики ейтилған. 2018-Йили хитайниң сабиқ җамаәт хәвпсизлик министири җав кеҗи ички қисимда сөзлигән сөзидә ениқ қилип “баш секретар ши җинпиңниң көрсәтмиси бойичә қайта тәрбийәләш хизмитини қанунлаштуруш сәвийәсигә йәткүзүшимиз лазим. Мәркәз буниңға лазимлиқ иқтисадий чиқимларға пүтүн күчи билән ярдәм бериду” дәп көрсәткән. Доктор адриян зенз бу һәқтә тохтилип “қанунлаштуруш дегәнлик тәҗрибиниң ахирқи басқучи” дәйду.
“мениңчә, сиясәтләрниң тәҗрибә қилиниши йәрлик даириләргә қайси усулниң әң үнүмлүк икәнликини тәққаслап көрүш шараитини яритип бәргән. Болупму буниңда охшаш болмиған дәлилләргә қарисақла буни ашкара көрүп йетәләймиз. Чүнки улар (‛ишәнчсиз‚) кишиләрни лагерларға қамиғандин кейин уларни чиқармай туруп қайта тәрбийәләшни ишқа ашурған. Кейинчә улар лагерлардики қайта тәрбийәләшниң ғайәт зор ‛өзгириш‚ пәйда қилғанлиқини көргәндин кейин буни әң үнүмлүк болған ‛тәрбийәләш усули‚ дәп юқириға доклат қилған. юқири дәриҗилик органлар болса буни әң үнүмлүк болған һәл қилиш чариси икән, дәп қобул қилған. Буниң билән ‛ишәнчсиз‚ дәп қаралғанлики кишиләрниң һәммиси лагерға қамалди. Бу хил даирә бекитип бериш нәтиҗисидә ғайәт зор кишиләр тутқун қилинди. Ғайәт зор тутқун әнә шу йосунда ишқа ашти.”
Адриян зензниң қаришичә, 2016-йилиғичә болған бирнәччә йиллиқ оңушлуқ тәҗрибә арқилиқ уйғур дияридики “қайта тәрбийәләш” хизмитигә тәдриҗий һалда йәрлик һөкүмәт қоманданлиқ қилишқа башлиған. Бу вақитларда уйғур диярида “қайта тәрбийәләш” кә лазимлиқ көп хил муәссәсә, җүмлидин тутуп туруш орни, сақчиларниң тәрбийәләш мәркәзлири вә бәзи йеңидин қурулған әслиһәләр қурулуп болған. Шуниңдәк һәр бир вилайәтниң аз дегәндиму 300 кишини тәрбийәлигүдәк “тәрбийәләш мәркизи” болуш тәләп қилинған. 2016-Йили сентәбиргә кәлгәндә йеңидин тәйинләнгән партийә секретари чен чүәнго “баш секретар ши җинпиңниң җәнубий шинҗаңдики омумий хизмәтләр һәққидә бәргән муһим йолйоруқлириниң әмәлгә ашуруш, шуниңдәк ‛қилчиму рәһимдиллик қилмаслиқ‚ ни изчиллаштуруш үчүн тор тартиш шәклидики тәкшүрүшни иҗра қилиш; ‛үч хил күч‚ ни толуқ қезип чиқиш үчүн шәһәр, наһийә, йеза қатламлири бойичә толуқ тәкшүрүш” ни оттуриға қойған. Әнә шундақ қилип 2017-йили әтияздин башлап пүткүл уйғур диярида “қайта тәрбийәләш” толуқ қанат яйдурулған. Буниңға мас һалда мәвҗут мәктәпләрни “тәрбийәләш мәркизи” гә өзгәртипла ишлитиш рәсмий һалда лагер қурушқа өзгәртилгән.
“каттилар” ниң биваситә қоллиши “тәҗрибиләр” гә қолайлиқ яратти
Уйғур диярида лагер тәҗрибиси дәсләпки қәдәмдә омумлаштурушқа йүзләнгәндә “юқири дәриҗилик әмәл” саһиблири буниңға зор күч билән арқа тирәк болған. Болупму “ашқунлуққа қарши туруш низами” һәққидики асасий идийәниң мәнбәси ши җинпиң болуп, униң “шинҗаңдики террорлуққа қарши туруш вә муқимлиқни сақлаш хизмәтлирини нормаллаштуруш үчүн бу һәқтә йәрлик низам түзүп чиқиш лазим” дегән йолйоруқи буниңға нәзәрийәви асас болған. Мәзкур низамниң лайиһә нусхиси рәсмий елан қилинғучә болған арилиқта буниңға мәсул рәһбәрлик гурупписи бейҗиңға нәччә қетим қатрап мәркизий һөкүмәт билән, җүмлидин бирликсәп бөлүми, җамаәт хәвпсизлик (җ х) министирлиқи, хәлқ қурултийи қатарлиқ органлар билән көп қетимлап баш қошқан. ”
Зор тутқун башланғандин кейин болса бейҗиң даирилири буни йеқиндин көзәткән вә назарәтчилик қилған. 2018-Йили сабиқ җ х министири җав кеҗи “тәрбийәләш мәркәзлири” ни көздин кәчүрүп чиққандин кейин “ашқунлуқ идийәлири мәнбәсидин толуқ контроллуққа елинған” дәп хуласә чиқарған. Җав кеҗиниң лагерларни тәкшүрүши һарписида уйғур дияридики партийә секретари чен чүәнго “маневир” орнида бир қетим көздин кәчүрүшни тамамлиған. Әркин исимлик сабиқ лагер мәһбуси шу вақитлардики әһвалларни әсләп “һәммимизгә рәһбәрләр кәлгәндә җәзмән шадиманлиқ кәйпиятида көрүнүшимиз лазимлиқи, бундақ болмиғанда буниң истиқбалимизға зиян болидиғанлиқи әскәртилди” дегән. Әркинниң йәнә бир камердиши бир хитай қиз билән той қилған болсиму охшашла “тәрбийәләш” тин чиқалмиған. Униң хитай хотуни юқири-төвән чепип йүрүп өз ериниң уйғур болсиму уйғурлар билән асасән алақә қилмиғанлиқини, шуңа уни “тәрбийәләш” тин чиқирип беришни сориған. Униңға бирдәк “бу хил тәрбийәләшниң мәркизий һөкүмәтниң буйруқи бойичә болуватқанлиқи, мәркәздин буйруқ болмай туруп уларниң бирму кишини қоюп беришигә болмайдиғанлиқи” билдүрүлгән. “тәрбийәләш мәркизи” ниң партийә секретариму “бу җайдин кимниң чиқип кетишини мәнму билмәймән, чен чүәнгому билмәйду. Буни пәқәт мәркизий һөкүмәт бәлгиләйду” дегән. Әркин чәтәлгә чиққандин кейин бу һәқтә адриян зензниң зияритини қобул қилған һәмдә “лагердики тутқунлар тизимликидә исми йезилғанлардин үчтин икки қисминиң чиқмиғанлиқини көрдүм. Наһайити аз сандики бир қисим кишиләр нәзәрбәнд үчүн өйлиригә қайтурулди” дегән. У лагердин чиққандин кейин өзи билән биллә қамалғанларниң үчтин икки қисми әмәлийәттә қамаққа йоллап берилгәнликини билгән.
Бунчә көп кишини қамашқа йетәрлик түрмә һазирлаш үчүн мәркизий һөкүмәт буниңға малийә җәһәттин ғайәт зор ярдәм бәргән. 2017-Йилидики ички һөҗҗәтләрниң биридә чен чүәнго “тәрбийәләш мәркизи” һәққидики бир қетимлиқ йиғинда ашкара һалда “баш секретар ши җинпиң түрмиләрни көпәйтип қуруштин әнсиримәслик, буниңға йетәрлик мәбләғ аҗритиш һәққидә сөз қилди. Һазир қанчилик адәм болсиму сиғдурғудәк түрмиләр тәйяр болуватиду” дегән. Һалбуки 2018-йили июнға кәлгәндә җав кеҗи “тәрбийәләш мәркәзлири” ни көздин кәчүргәндин кейин “шинҗаңдики ‛қаттиқ зәрбә бериш‚ вә ‛ашқунлуққа қарши туруш‚ хизмити яхши ишләнгән. Әмма буниңда сүзүп чиқилғанларниң сани һазирқи қамақ орунлириниң сиғдуруш иқтидаридин ешип кәткән” дегән. Болупму “ишәнчсиз” дәп бекитилгән уйғур нопусиниң 30 пирсәнттин көп салмақни игилиши ғайәт зор тутқунниң тосқунсиз давам қилишиға дағдам йол ачқан. Бу һәқтики зияритимиз җәрянида адриян зенз буниңдики бәзи алаһидилик һәққидә тохтилип өтти.
“шуни ейталаймәнки, 2014-йили ши җинпиң болуватқан ишларни муәййәнләштүрди вә тәстиқлиди. Бу дегәнлик мушу хилдики ‛қайта тәрбийәләш‚ ни өз ичигә алған синақлар униңға яриди, дегәнликтур. У бу һәқтә мәхсус сөз қилған һәмдә шинҗаңни көздин кәчүргәндин кейин пүтүн район миқясида лагер қуруш вә қайта тәрбийәләшни омумлаштуруш қанат яйди. Шуңа ши җинпиңниң бу хилдики тәҗрибиләрни омумлаштуруш һәққидә йолйоруқ бәргәнлики бәш қолдәк ениқ. Шундақ болғанлиқи үчүн бу хилдики ‛пүтүн күнлүк қамақ ичидә пүтүн күнлүк тәрбийәләш‚ тәҗрибиси тездин кеңәйтилди.”
2020-Йилиға кәлгәндә “мәркәз үчинчи қетимлиқ шинҗаң хизмәт йиғини” да ши җинпиң ашкара һалда ашу “тәҗрибә өлчәмлири” ни мувәппәқийәтлик болған, дәп махтиған һәмдә хитайниң йеңи әсирдики “хитай чүши” ниң оңушлуқ әмәлгә ешиши үчүн буни қәтийлик билән давамлаштуруш һәққидә көрсәтмә бәргән. Әнә шу тәриқидә 2019-йилиниң ахири тутқунлар түркүмләп мәҗбурий әмгәккә, өйдә нәзәрбәнд қилинишқа яки узун муддәтлик қамаққа һөкүм қилинишқа башлиған. Шуниң билән биргә бу тәҗрибиләрниң нормаллишиши нөвәттики сиясий хизмәтләрниң бир муһим мәзмуниға айлинип қалған.









