Уйғурлар мәсилиси американиң даңлиқ радийо-телевизийә қанилида тонуштурулди
“яхши җәң” (The Good Fight) намлиқ көп қисимлиқ телевизийә филимида уйғурлар мәсилиси алаһидә тилға елинған.
-
Мухбиримиз сада
2019-05-06 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Йеқиндин буян уйғурлар мәсилиси ғәрб мәтбуатлиридики қизиқ нуқтиларниң биригә айлиниватқан бир мәзгилдә, американиң даңлиқ радийо-теливезийә қаналлиридин бири болған CBS тә қоюлуватқан “яхши җәң” (The Good Fight) намлиқ көп қисимлиқ телевизийә филимида уйғурлар мәсилиси алаһидә тилға елинған шундақла уйғур дияридики уйғурларниң бигунаһ һалда җаза лагерлириға қамилиши, америкадики иҗтимаий таратқу супилириниң хитай һөкүмити билән һәмкарлишип, райондики милйондин артуқ уйғурниң тутқун қилинишиға янтаяқ болғанлиқи нуқтилиқ чүшәндүрүлгән.
“яхши җәң” намлиқ бу бәдиий филимда тәсвирлинишичә, фатимә қәшқәрий исимидики бир уйғур аял “чамхам” дәйдиған тор бекәт үстидин сотқа әрз қилиду. Әрзниң асаслиқ темиси “чамхам” ниң хитай һөкүмити билән һәмкарлишип, уйғурларниң тутқун қилинишида ярдәмчи болушидур.
Фатимә билән униң адвокати арисидики диалог мундақ раваҗлиниду: “мениң исмим фатимә қәшқәрий, мән хитайдики уйғур җамаитигә вәкил болуп хизмәт қилидиған бир паалийәтчи.”
Адвокат: “уйғур дегән қандақ милләт, фатимә?”
Фатимә: “уйғур болса хитайдики аз санлиқ милләтләрниң бири.”
Адвокат: “улар һөкүмәтниң тутуп туруш лагерлирида қамиливатамду?”
Фатимә: “шундақ, бир милйондәк уйғур пуқраси хитай һөкүмитиниң аталмиш ‛қайта тәрбийәләш лагерлири‚ ға қамалди.”
Адвокат: “һөкүмәт уларни қайси җәһәттин қайта тәрбийәләйду?”
Фатимә: “улар бизниң диний етиқадимизни өзгәртиду, бизни хитай коммунистик партийәсини күйләйдиған нахшиларни ейтишқа, ‛товинамә‚ йезишқа мәҗбурлайду.”
Адвокат: “ундақта сиз хитайдин қачан айрилдиңиз, фатимә?”
Фатимә: “үч йил бурун бирәйлән маңа хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш һәрикитиниң башлинидиғанлиқи, һөкүмәт билән қарши пикирдикиләр вә диний әрбабларниң асаслиқ тутқун нишани болидиғанлиқи һәққидә маңа алдин учур бәрди. Мән мушу учурни ‛чамхам‚ тори арқилиқ башқа уйғурларғиму әвәттим. Һалбуки, шу мәзгилләрдә ‛чамхам‚ аллибурунла хитай һөкүмити билән һәмкарлишиватқан икән. Нәтиҗидә мениң шу қетимлиқ учурум мениң достлирим, йолдишим, икки сиңлим вә инимниң шинҗаңдики ‛җаза лагери‚ ға солинишиға сәвәбчи болди.”
Мәзкур телевизийә филимидики “чамхам” ториниң вәкили фатимә қәшқәрийниң сөзлиригә қаттиқ рәддийә бәргән. У сөзлиридә “фатимә тилға алған ‛чамхам‚ аллибурун хитайниң базиридин чиқириветилгән. ‛чамхам‚ ниң биз кәлгүсидә барлиққа кәлтүрмәкчи болған нусхисиму юқирида ейтип өтүлгән сиясий зулумға янтаяқ болмайду. Биз сиясәттә битәрәп болимиз,” дегән.
“яхши җәң” намлиқ телевизийә филиминиң уйғурлар мәсилиси тилға елинған юқириқи бөлики һәрқайси чоң иҗтимаий таратқуларда кәң тарқилип, зор инкас қозғиған. Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор кандидати һенрий шаҗивиски әпәнди радийомизға сөз қилип, уйғур мәсилисиниң бундақ чоң телевизийә қанилида тилға елиниши хәлқниң бу мәсилигә әстайидил муамилә қилидиғанлиқини билдүрди. У шундақла буниң хәлқ аммисини техиму көп сәпәрвәр қилип, уйғурларниң авазини аңлитиш долқунини әвҗ алдурушта муһим рол ойнайдиғанлиқини тәкитлиди.
У мундақ дәйду: “биз уйғур дияридики тутуп туруш лагери һәққидики әһвалларниң америкиниң даңлиқ радийо-телевизийә қанилида қоюлғанлиқтин бәк һәйран қалдуқ. Әмәлийәттә бу шу телевизийә филимини язғучиниң уйғурларға аит сиясий вә иҗтимаий мәсилиләргә алаһидә көңүл бөлидиғанлиқини көрүвалғили болиду. Һазирқи дәврдә һәммә адәмниң мәтбуатларға бесилған хәвәрләрни көрүши натайин, бәзиләр дуня вәзийитини мушундақ филимләрдин биливалалайду. Бу әһвал хәлқ аммисини сәпәрвәр қилип, уларниң уйғур мәсилисигә болған диққитини қозғашта муһим әһмийити бар.”
Хитай һөкүмити 2016-йили уйғур диярида “омумий саламәтлик тәкшүрүш” намида уйғурларниң қан әвришкиси, бармақ изи вә аваз әвришкиси қатарлиқ муһим ген учурлирини йиғқан болуп, буниңда ишләткән үскүниләрни америка масачустес штатиға җайлашқан сермо фишир ширкити тәминлигәнлики ашкариланған иди.
Сермо фишир ширкити DNA учурлирини рәтләш әсваби ишләпчиқиридиған бир ширкәт болуп, бу йили 2-айда хитайға ген техникиси сетишни тохтатқанлиқини җакарлиған болсиму, хитайниң башқа өлкилири билән давамлиқ сода мунасивитидә болуш яки болмаслиқи һәққидә изаһат бәрмигән.
Америкадики уйғур адвокат нури түркәл әпәнди радийомизға қилған сөзидә уйғурларниң сиясий бастурулушиға һәмдәмдә болған чәтәл ширкәтлирини сотқа тартип, өзиниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш имканийити бар-йоқлуқи һәққидә тәпсилий чүшәнчә бәрди. Униң дейишичә, һәрқайси сот мәһкимисигә бирәр ширкәт үстидин әрз сунғанда, сот мәһкимиси шу кишиниң қануний даирисиниң бар-йоқлуқиға қарайдикән, униңдин кейин кишиниң тартқан зийини һәққидики дәлил-испати толуқ болуши керәк икән.