IPAC: “дуня уйғур районида йүз бериватқан бу вәһшийликләргә сүкүт қилалмайду”
2020.06.29
Хитай һөкүмитиниң уйғур районида туғут чәкләш сияситигә аит йеңи пакитлар 29-июн IPAC, йәни “хитайға қарши парламент әзалири бирлики” тәрипидин елан қилинди.
Бу пакитлар уйғурлар һәққидики вәзийәт тәтқиқатида алдинқи қатардики мутәхәссисләрниң бири болған профессор адриан зензниң әң йеңи доклатиға асасланған болуп, асаслиқи икки нуқта гәвдиләндүрүлгән: биринчидин, 2015-йилдин 2018-йилғичә уйғур аптоном райониниң қәшқәр вә хотәндин ибарәт уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан икки чоң вилайитидә нопусниң ешиш нисбити 84 пирсәнт төвәнлигән. 2019-Йилида техиму зор төвәнләш көрүлгән. Иккинчидин, һөҗҗәттә туғут чәкләш пиланиға хилаплиқ қилғучиларниң йиғивелиш лагерлириға солинидиғанлиқи очуқ-ашкара көрситилгән.
Бу һөҗҗәтләр елан қилинғандин кийин, “хитайға қарши парламент әзалири бирлики” дики әзалар өзи тәвә болған һөкүмәт органлирини җиддий һәрикәткә кәлтүрүшкә чақиридиғанлиқи һәққидә ипадә билдүргән.
IPAC Ниң асаслиқ қурғучилиридин бири болған әнглийә парламентиниң әзаси иян данкин симис әпәнди әнглийә парламентида сөз қелип мундақ дегән: “‛җәнвә әһдинамиси‚ дә мәлум бир дөләтниң хәлқара қанунларға бойсунмастин мәлум бир аз санлиқ милләт нопусиниң көпийишини чәклиши, ирқи қирғинчилиқниң ипадиси дәп көрситилгән. IPAC Бирликидики башқа әзалар мән билән охшаш пикирдә дәп ойлаймән. Уйғур хәлқи хитай һөкүмитиниң вәһший сияситиниң қурбани болуп кетиватиду. Мән ташқи ишлар министирлиқимизниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға бу зулумни тохтитишқа чақириқ қилиши һәққидә тәклип бәргән идим. Әпсус, мениң көзитишимчә, хитай һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң еғзини етип болупту. Шуңа һеч болмиғанда, әнглийә парламентиниң бу һөҗҗәттә ашкариланған җинайәтләргә қарши өз алдиға қануний қарар чиқиришини үмид қилимән.”
Адриян зенизниң доклатида мунулар баян қелинған: “хитай һөкүмити 2016-йилиниң бешида хитайларға қарита туғут чәкләш сияситини бошаштурған, һәтта хитай аһалилирини икки балилиқ болушқа риғбәтләндүргән. Уйғур районида болса қаттиқ туғут чәкләш сияситини йүргүзгән. Бу хил сиясәт дуня җамаәтчиликини әндишигә салиду.”
Доклатта йәнә мундақ дейилгән: “хитай һөкүмитиниң уйғур районида туғутни чәкләш билән бир вақитта уйғур райониға кәң көләмдә хитай нопусини көчүрүши очуқ-ашкара һалда хитай нопусини ашурушни мәқсәт қилиду. Буниңдин башқа хитай һөкүмити хитай әрлириниң уйғур қизлири билән той қилишқа йол ичип берип, уйғур кимликини суслаштуруп, хитайлаштурушни илгири сүриду. Бу хитай һөкүмити ойнаватқан етник вә ирқий һөкүмранлиқ оюниниң бир парчиси.”
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо 29-июн күни “хитайниң мәҗбури пиланлиқ туғут вә мәҗбурий һамилидарлиқтин сақлиниш сиясити тоғрисида” дегән темида мәхсус баянат елан қилди. У баянатида мундақ дегән: “дуня бүгүн кишини әндишигә салидиған хәвәрләрни тапшуруп алмақта. Хитай компартийиси изчил йүргүзүп келиватқан бастуруш һәрикитиниң бир қисми сүпитидә уйғур районидики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә мәҗбурий һамилидарлиқтин сақлиниш, мәҗбурий бала чүшүрүш вә мәҗбурий пиланлиқ туғут чәкләш усуллирини қолланмақта. Германийәлик хитай ишлири тәтқиқатчиси адриан зензниң кишини һәйран қалдуридиған доклатида ашкариланған мәзмунлар хитайниң нәччә он йилдин буян йүргүзүп келиватқан ечинишлиқ сиясити болуп, бу хитайниң инсанлар һаятиниң муқәддәсликигә вә инсаний қәдир-қиммәткә һечқандақ һөрмәт қилмайдиғанлиқини көрситиду. Биз хитай коммунистик партийәсини бу хил вәһший қилмишларни дәрһал ахирлаштурушқа чақиримиз. Дунядики барлиқ дөләтләрни америкаға аваз қошуп, хитайдики инсан қелипидин чиққан қилмишларниң тохтитилишини тәләп қилишқа чақиримиз.”
Майк помпейо өзиниң шәхсий тивиттер һисабидиму хитайниң уйғур аяллириға йүргүзүватқан бу сияситини тохтитишқа чақирған вә “тарих бизгә бүгүн қилған һәрикитимизгә қарап баһа бериду, дәп язған.
Америка һөкүмитиниң хитай ишлири комитетиму өзиниң тивиттир һесабида бу доклатқа дуняниң җиддий қариши керәкликини әскәрткән болуп, тивиттер арқилиқ мунуларни илгири сүргән: “мәҗбурий туғут чәкләш, мәҗбурий нопусни контрол қилиш қатарлиқ усуллар хитайниң уйғур қатарлиқ милләтләрни бастуруштики усуллиридур. Уйғур аяллириға қелинған бу зораванлиқини қобул қилғили болмайду. Биз бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хитайни инсанийәткә қарши бу зораванлиқни тохтитишқа чақиришини үмид қилимиз.”
Мәзкур доклат һәққидә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса мундақ деди: “хитай өзиниң уйғурларға йүргүзүватқан сияситини йошуруп келиватқан бу пәйттә елан қилинған бу доклат хитайнң уйғурларни тамамән йоқитишни пиланлаватқанлиқидәк рәзил мәқситини дуняға ашкарилиди.”
IPAC Хитайниң бу рәзил сияситигә қарши елан қилған баянатиниң ахирида мундақ дегән: “дуня көз алдида йүз бериватқан бу вәһшийликләргә сүкүт қилалмайду. IPAC Кә әза дөләтләрниң мәлум милләтни етник вә ирқий җәһәттин йоқитиш яки мәлум бир диний гуруһни ‛пүтүнләй яки қисмән‚ йоқитиш үчүн елип берилған һәр қандақ урунушниң алдини елиш вә уни җазалаш мәҗбурийити бар.”