Явропа парламенти уйғур дияридики җаза лагерлири вә мәҗбурий әмгәккә қарши қарар қобул қилди
2020.12.17
Явропа иттипақиниң айлиқ йиғиндин илгири фирансийәниң шәрқидики страсбургдики явропа парламент бинасиға есилған байрақлар. 2020-Йили 17-декабир.
Явропа парламентиниң әзалири хитайниң җаза лагерлири түзүми вә мәҗбурий әмгәк сияситини қаттиқ әйиблиди.
Бүгүн 17-Декабир Чүштин бурун явропа парламентиниң белгийә пайтәхти бирюсселдики мәркизидә “шинҗаң уйғур аптонум районидики мәҗбурий әмгәк вә уйғурларниң вәзийити” намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлди. Йиғинда явропа иттипақиға әза 27 дөләтниң парламенттики 23 нәпәр вәкили охшаш болмиған темиларда уйғурларниң вәзийити тоғрисида доклат берип өтти. Бу доклатлар асасида һазирланған 23 маддилиқ бир қарар бүгүн чүштин кейин қобул қилинди.
Явропа хәлқ партийәси, явропа сотсиял демократлар партийәси, явропа консерватиплар вә ислаһатчилар партийәси, явропа кимлик вә демократийә партийәси, явропа йешиллар партийәси, явропа солчиллар партийәси қатарлиқ явропа иттипақидики асаслиқ чоң партийәләргә мәнсуп болған бу 23 нәпәр парламент әзасиниң бүгүн хитайниң җаза лагерлирида давам қиливатқан зулумлири вә мәҗбурий әмгәк түзүмини әйибләштики тәләппузлири һечқачанқиға охшимайдиған дәриҗидә қаттиқ болди. Болупму германийә, франсийә қатарлиқ дөләтләрниң вәкиллири хитайни қәтий рәвиштә җазалашни, җаза лагерлирини дәрһал һәм шәртсиз тақаш, мәҗбурий әмгәкни тохтитиш үчүн җиддий тәдбир қоллинишни тәвсийә қилишти.
Гәрчә бу қетимқи йиғинниң баш темиси “шинҗаң уйғур аптонум районидики мәҗбурий әмгәк вә уйғурларниң вәзийити” болсиму, парламент әзалириниң сөзлири бу темидин зор дәриҗидә һалқип кәтти. Бирлири җаза лагерлириға қамалған милйонлиған уйғурларниң вәзийити тоғрилиқ тохтилип буни “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп әйибисә, бирлири ата-анилири лагер яки түрмиләргә қамилип йетим қалған 1 милйонға йеқин уйғур нарисидиләрниң ечинишлиқ тәқдири һәққидә тохтилатти. Йәнә бирлири уйғур аяллириниң мәҗбури туғут чәкләш дориси билән әвлад қалдуруш иқтидаридин мәһрум қилинғанлиқ мәсилисини оттуриға қойса, бирлири сақчи дөлитигә айланған уйғур районидики чидиғусиз назарәт системилири тоғрисида, йәнә бирлири хитай өлкилиригә йөткилип мәҗбурий әмгәккә зорлиниватқан уйғурлар һәққидә, бирлири үстидики кейимләрдә уйғурларниң қан һиди барлиқини, явропа иттипақиниң хитай билән болған сода келишимлиригә чәклимә қоюши лазимлиқи тоғрисида тохтилатти.
Явропа парламенти бу қетим қобул қилған уйғурларға аит 23 маддилиқ қарарида охшаш болмиған 23 мәсилини тилға алған. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу қарарниң мәзмуни һәққидә тохталғанда, мәзкур қарарниң һазирғичә явропа парламентида қобул қилинған қарарларға охшимайдиған шәкилдә күчлүк сөз-ибариләргә орун берилгәнликини әскәртти. У сөзидә, мәзкур қарарда хитай һакимийитини қаттиқ әйибләйдиған җүмлиләрниңму орун алғанлиқини тәкитлиди. Униң билдүришичә, қарарда йәнә уйғурларни бастурушта мәсулийити болған хитай әмәлдарлирини җазалаш вә шәрқий түркистанға тәкшүрүш өмики әвәтиш мәсилилириму тилға елинған.
Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, мәзкур қарарниң хитай әмәлдарлириниң уйғурларға қарита садир қилған җинайи җавабкарлиқини сүрүштүрүшниң йолини ечип бәргән бир қарар болғанлиқини илгири сүрди.
Алдинқи һәптә явропа иттипақиниң ташқий ишлар министерлиқи явропа иттипақиниң кишилик һоқуқ қануни болған “явропа магнетиский қануни” ни мақуллиған. Бир қисим парламент әзалири бу қанунни дәрһал уйғур дияридики җаза лагерлири билән алақиси болған хитай әмәлдарлириға тәдбиқлашни тәләп қилишқан иди.









