Русийә вә мәркизий асия мутәхәссислириниң қаришидики “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни”
2021.12.28

Йеқинда америка қошма штатлири президенти җов байденниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” гә имза қоюп, уни рәсмий қанунға айландурғанлиқи дуняниң һәр қандақ аммиви ахбарат васитилиридә йорутулди вә уларниң қизиқарлиқ темилириниң биригә айланди. Шу җүмлидин “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ниң рәсмий қанунға айлиниши рус тиллиқ мәтбуатлардиму йорутулмақта.
“сентир асия” ахбарат агентлиқида елан қилинған “байден гояки мәҗбурий әмгәкни пайдиланғанлиқи сәвәбидин шинҗаң импортини мәни қилиш һәққидики қанунға имза қойди” намлиқ мақалида ейтилишичә, америка қошма штатлири бир нәччә қетим хитайни шинҗаң-уйғур аптоном райони аһалилириниң һоқуқлирини бузғанлиқи билән әйибләп кәлгәникән. Хитай йүз миңлиған уйғурни вә башқиму аз санлиқ милләтләр вәкиллирини еғир җисманий әмгәк билән шуғуллинишқа мәҗбурлиғанлиқи үчүн америка башлиқ бәзи ғәрб әллириму хитайни ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт өткүзгәнлики билән әйиблигән.
Русийәниң инавәтлик ахбарат агентлиқлириниң бири “р и а новости” торида берилгән “байден хитай шинҗаңидин болидиған импортни мәни қилиш тоғрилиқ қанун имзалиди” дегән мақалида америка тәрипидин хитайниң уйғурларға қаратқан һәрикәтлириниң “ирқий қирғинчилиқ” дәп баһаланғанлиқи тилға елинған. Мақалидә хитайниң барлиқ әйибләшләрни кәскин түрдә инкар қилған болсиму, әмма буниң дәлил-испатлири көрситилмигән.
Биз “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ниң имзалиниши вә буниңға хитай тәрәпниң инкаси һәққидә мутәхәссисләрниң қарашлирини игилидуқ.
Русийәлик һоқуқ қоғдиғучи вә сиясәтшунас бәһрам һәмрайеф әпәндиниң пикричә, америка президенти җов байденниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ни имзалиши хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң алдини елишқа қаритилған вә өз вақтида қобул қилинған қарарикән.
Бәһрам һәмрайеф мундақ деди: “америка вә ғәрб дөләтлириниң, хәлқара тәшкилатларниң хитайниң уйғур вә башқиму аз санлиқ милләтләргә қаратқан сияситигә қарши әризлиригә вә тәләплиригә қаримай, уйғур қирғинчилиқи йәниму давамлашмақта, хитайниң тәқибләш сиясити давам қилмақта. Әлвәттә, хитайға қарши ембарголар өз нәтиҗисини бериду, дәп ойлаймән. Мән хитайниң әнә шу ембарголарға қарита тутқан реаксийәсини яхши билимән. Әйни вақитларда русийәгә қарши қоллинилған чариләргә русийә президенти анчиму етибар бәрмигәниди. Әмма вақит өтүши билән бу ембарголарниң дәрди чиқишқа башлиди. Хитайму һазир дәл әнә шундақ әһвалда. Вақитниң өтүши билән хитайни яқлиған мусулман вә башқиму мәмликәтләр һәқиқий әһвални чүшинип, хитай билән болған сиясий, иқтисадий алақилирини қайта қарап чиқиду дегән үмидтимән”.
Бәһрам һәмрайеф, хитай гәрчә бу қанун вә ембарголарни худди русийә илгири тутқан позитсийәгә охшаш әйибләш вә нәзәргә алмиғандәк көрүнсиму, әмәлийәттә униң тәсириниң хитайға қаттиқ зәрбә болидиғанлиқини илгири сүрди.
Қазақистанниң рус тилидики “теңринюс” ахбарат агентлиқида тарқитилған “байден шинҗаңдин а қ ш ға тавар импорт қилишни мәни қилиш тоғрилиқ қанун имзалиди” намлиқ мақалида көрситилишичә, қанун шәртлири бойичә пәқәт қуллуқ әмгәкни пайдиланмиған компанийәләр бу мәни қилиш тизимиға кирмәйдикән.
Нөвәттики “орда” агентлиқида елан қилинған “байден шинҗаң импортини мәни қилиш тоғрилиқ қанунға қол қойди” намлиқ йәнә бир мақалидә ейтилишичә, уйғур, қазақ, қирғиз вә башқиму аз санлиқ милләтләрни мәҗбурий әмгәккә селиш арқилиқ ишләпчиқирилған таварлар әмди америкида сетилмайду я сетивелинмайдикән. Мақалидә көрситилишичә, хитайниң алмута шәһиридики консулханиси алдида онлиған адәмләр намайишқа чиқип, хитайдин “қайта тәрбийәләш лагерлири” дики уруқ-туғқанлири һәққидә ахбарат беришни тәләп қилған. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, мундақ намайишлар алмута шәһиридә бир нәччә айдин буян тохтимай давам қилмақта.
Инсан һәқлири бойичә қазақистан хәлқара бюросиниң журналисти андрей гришин әпәнди мәзкур қанунға иҗабий баһа берип мундақ деди: “қандақла қилған һаләттә бу сиясий бир қарар болуп, америка узундин буян маңғаниди. Бу қарар интайин өз вақтида елинған дәп һесаблаймән, чүнки шинҗаң-уйғур аптоном районида қуллуқ әмгикидин пайдилиниватқанлиқини һәммиси, һәтта бирләшкән дөләтләр тәшкилатиму чүшиниватиду. Америка қошма штатлири хитайниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селип пайдилиниватқанлиқини чүшинип, билип, әнә шундақ қарарларни еливатиду. Әмди қазақистанниң буниңға нисбәтән тутқан позитсийәси һәққидә сөз қилсақ, әлвәттә, қазақистан биринчи нөвәттә бу җәһәттә өз сияситини йүргүзиду һәм буниңда хитай вә русийәгә охшаш қошнилириға әгишиду. Қазақистан америкиға әгәшмәйду, бәлки пәқәт шинҗаңда болуватқан ишларға көз юмушқа тиришиду”.
Андрей гришин америка башлиқ ғәрб дөләтлириниң хитайға қарита қоллиниватқан җаза һәрикәтлириниң бирдинла хитай иқтисадиға дегәндәк тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини, буниңға бәлгилик бир вақитниң зөрүр болидиғанлиқини оттуриға қойди.
Мәлум болушичә, уйғур ели билән қошна русийә вә мәркизий асия җумһурийәтлири һөкүмәтлири изчил хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан сияситини хитайға маслишип ақлаш, америка башлиқ ғәрб дөләтлириниң хитайниң уйғурларға қаратқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп әйибләшлирини қоллимаслиқ позитисийәсидә болмақта.
Игилишимизчә, һәтта афғанистанда һакимийәт бешиға кәлгән талиплар һөкүмитиму шуниңдәк башқа мусулман дөләтлириму хитайниң уйғур елидики милйондин артуқ уйғур вә башқа мусулманларни лагерларға солаш, уларниң диний кимликигә зәрбә бериштәк тәқибләш сияситигә көз юмуш позитсийәсидә болмақта.