“уйғур” намини өзгәртиш немигә зөрүр болуп қалди?

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.09.04
Uyghur-nami-uighur-1920 “ш у а р милләтләр тил-йезиқ хизмити комитети” ниң “уйғур” намини инглизчә тиранскрипсийә қилип йезиш шәклини “Uyghur” дәп муқимлаштуруш һәққидә 2006-йили 11-өктәбирдә рәсмий түрдә қизил башлиқ һөҗҗәт елан қилғанлиқини тәкитләшкән.
Photo: RFA

Оттура асия тарихи һәққидики баянларда атлап өткили болмайдиған хәлқләрниң бири уйғурлар болуп, “уйғур” нами әң кейин дегәндиму миладийә 7-әсирләрдә һазирқи моңғулийә яйлиқида тикләнгән мәңгү таш текистлиридә учрайду. Аридин әсирләр өтүп заманимизға кәлгәндә ташқи дуня билән болған алақиниң күчийишигә әгишип, бу намни чәтәл йезиқида қандақ ипадиләш изчил бирликкә келинмигән темилардин болуп қалди. Әнә шундақ әһвалда йеқиндин буян бу теминиң қайтидин оттуриға чиқиши бу һәқтики бәзи гуманларға йол ачти.

 “Uyghur” шәклидики хаталиқму?

2-Сентәбир күни өзини “шаңхәй гезити” ниң обзорчиси, фудән университетиниң магистир аспиранти дәп ативалған анди борһам (Andy Boreham, хитайчә исми “ән борән” ) өзиниң X бетидә учур йоллап, һәрқайси мәтбуатлар қоллиниватқан “уйғур” сөзиниң инглизчә ипадилиниши болған “Uyghur” ниң хата икәнликини елан қилди. У буниң биләнла чәклинип қалмастин “уйғур” сөзиниң инглизчә шәкли үчүн “Uygur” сөзини қоллиниш лазимлиқини, “Uyghur” шәклиниң бундин кейин хитай тәвәсидә елан қилинидиған һәрқандақ иҗтимаий таратқу супилири яки тор бәтлири үчүн мәни қилинидиғанлиқини, шуңа хитай тәвәсидики мухбирлар яки қәләм саһиблириниң тездин буниңға инкас қайтуруши лазимлиқини җакарлиди.

Буниңға чүшкән инкасларниң бәзилиридә “бундақ өзгәртиш немигә зөрүр болуп қалди? ” дәп соралған. У буниңға қарита “мәркизий һөкүмәт шундақ йезишқа буйруған икән, силәрму җәзмән шу бойичә йезишиңлар керәк” дәп җаваб қайтурған. Шуниңдәк “Uygur” шәклидики йезиш усулиниң пәқәт хитай тәвәсидикиләр үчүнликини, чәт әлдикиләрниң қандақ йезиши билән кари болмайдиғанлиқини әскәртип қойған.

Қаримаққа “уйғур” намини чәт әл йезиқида қандақ ипадиләш һәққидики бу чақириқ анди борһамниң хусусий пикридәк көрүниду. Әмма инчикиләп қариғанда, буниң әмәлийәттә хитай һөкүмити йиллардин буян “уйғур” намини аташта қоллинип кәлгән ипадиләш шәклини базарға селиш икәнлики өз-өзидин мәлум болиду. Мәйли “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити” ниң тор бетидә болсун яки хитай һөкүмитиниң америка яки явропадики әлчиханилириниң тор бекитидә болсун “уйғур” нами та бүгүнгә қәдәр бирдәк “Uygur” шәклидә йезилип кәлгән. Йәнә келип бу әһвалниң йеңилиқ әмәсликиму буниңдин хели йиллар илгирила мәлум болған иди.

2012-Йили 15-майда хитай компартийәсиниң инглизчә карнийи болған “хитай гезити” (China Daily) ниң уйғур ели һәққидики хәвиридә “уйғур” сөзи “Uygur” шәклидә йезилған. Шу вақитта уйғур тордашлар арисида бу мәсилә һәққидә бир мәйдан талаш-тартиш оттуриға чиққан һәмдә бундақ қалаймиқанчилиққа хатимә беришниң лазимлиқи әскәртилгән. Шуниңдәк “ш у а р милләтләр тил-йезиқ хизмити комитети” ниң “уйғур” намини инглизчә тиранскрипсийә қилип йезиш шәклини “Uyghur” дәп муқимлаштуруш һәққидә 2006-йили 11-өктәбирдә рәсмий түрдә қизил башлиқ һөҗҗәт елан қилғанлиқини тәкитләшкән. Мәзкур уқтурушта ениқ қилип “Uyghur” дегән шәкилни “һәрқайси тармақлар вә шәхсләрниң мушу бойичә қоллиниши лазимлиқи” ейтилған.

Анди борәмниң мәзкур учури тарқилип шу күнниң өзидила бу учурни көргүчиләрниң сани 100 миңдин ашқан. Кәм дегәндиму йүзгә йеқин киши униңға инкас қайтуруп “тапшурувалдуқ. Иҗра қилимиз!” дегән шәкилдә җаваб қайтурған.

Мутәхәссисләр немә дәйду?

 “уйғур” нами ғәрб дунясидики түркологийә саһәсидә әң кәңри қоллинилған аталғулардин болуп, заманимизда “қәдимки уйғур йезиқи” дәп атиливатқан йезиқниң нами үчүнму ишлитилгән. Уйғур империйәси (745-840) гумран болғандин кейин моңғулийә яйлиқидин дунхуаң вә турпан әтраплириға көчүп кәлгән уйғурлар оттура асиядики қәдимий хәлқләрдин болған соғдиларниң йезиқини өзләштүрүш асасида һасил қилған бу йезиқни уйғурлар вә башқа түркий хәлқләр милади 9-әсирдин башлап тәдриҗий һалда “қәдимки түрк йезиқи” яки “орхун-йенсәй йезиқи” (йәнә “түрк-руник йезиқ” дәпму аталған) дәп аталған елипбә системисиниң орниға дәссәткән. 13-Әсирдә моңғулларға әсиргә чүшүп қалған уйғур илимдарлиридин тата туңа бу йезиқни моңғулларға өгәткән болса, кейинчә бу йезиқни хитай үстидин үч әсиргә йеқин һөкүмранлиқ қилған манҗулар қобул қилған.

Асия мәдәнийәт тарихидики шу қәдәр зор вәқәләр билән бағлинишлиқ болғанлиқи үчүн “уйғур” нами түркологийә саһәсиниң вастисидә ғәрб дунясиға көпләп тонулған. Шу қатарда “уйғур” сөзи “Uighur” яки “Uyghur” дегәндәк икки хил шәкилдә йезилип кәлгән. Әмма “уйғур” намини “Uighur” шәклидә ипадиләштики “Ui-” боғуминиң түркий тиллардики тавушларниң маслишиш қанунийитигә хилап икәнлики, чүнки түркий тилларда икки созуқ тавушниң қатар кәлмәйдиғанлиқи түпәйлидин бу хил йезиш шәклиниң хата болидиғанлиқиму хели бурунла оттуриға қоюлған пикирләрдин иди. Бу һәқтики мәсилиләр тоғрисида сориған соалимизға елхәт арқилиқ җаваб қайтурған түркологийә пишивалиридин германийәлик алим питер земә (Peter Zieme) мундақ дәйду:

 “мән шәхсән ‛Uyghur‚ шәклини қоллинимән. ‛Uygur‚ дегән шәкил көпинчә түркийәдә қоллинилиду. Бәзиләр бу сөзни ‛Ui-‚ шәклидиму алиду. Бу қаримаққа қошма созуқ тавуш (diphthong) тәк көрүниду, әмәлийәттә ундақ әмәс. Худди уйғур тилиға охшаш түрк тилидиму ‛ай‚ сөзи ‛y‚ билән йезилиду. Фонетика нуқтисидин алғанда ‛Uy-‚ шәклидә йезиш техиму тоғра.”

 “уйғур” нами билән охшап кетидиған аталғулардин “афғанистан” яки “муғал империйәси” дегәнләрдики “ғ” тавуши инглиз тилида мәвҗут болмиғанлиқи үчүн ғәрб дунясида көпинчә “gh” шәклидә ипадилинип кәлгән. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн анди борһамниң “Uyghur” дегән инглизчә шәкилдин “h” һәрпини чиқириветиш һәққидики тәклипи оттуриға чиққан һаман һәр саһә кишилириниң тәнқидлиригә көмүлүп кәтти. Бәзиләр уни “хитай компартийәсиниң чомақчилиқини қиливатиду” десә йәнә бәзиләр у оттуриға қойған қараштики “пикир мутиһәмлики” ни кәскин әйиблиди. Уйғур паалийәтчиләрдин дилнур рәйһан буни мазақ қилип, “башқа бир мустәмликә империйәсидин хизмәт тапқан бир ақ мустәмликичи биз уйғурларға миллий намимизни қандақ йезишни вә оқушни өгәтмәкчи болуветипту-дә. Сән өзүңни ким чағлап қалдиң?” дегән. Индияна иштатидики рос-хулман технологийә институтиниң дотсенти, доктор тимосий грос (Timothy Grose) буни тәнқидләп “бу пүтүнләй хата. Сениңчә ‛уйғур‚ дегән сөзниң йезилишидин ‛h‚ һәрпини чиқириветиш керәкму? әмма бу йәрдики һәрп ‛ғ‚, һәргизму ‛г‚ әмәс. Шуңа ‛gh‚ шәкли бу тавушни ипадиләп бәргүчи әң яхши шәкил” дәйду. Бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда тимосий грос бу һәқтә алаһидә тохтилип мундақ деди:

 “анди борһам узундин буян дөләт (хитай) садир қиливатқан уйғурларға қарши зораванлиқ қилмишлирини кичиклитип көрситишкә тиришиватқан бир адәм. Бу җәһәттин алғанда униң бу қетимқи ишини тилға алғучиликиму йоқ бир иш, десәкму болиду. Һәтта у мәсхирә аһаңида ‛уйғур‚ намини мәлум бир шәкилдә елишни вә буниңдики ‛h‚ һәрпини чиқириветишни тәвсийә қилған һаләттиму, бу йәнила биз аллиқачан чөрүп ташливәткән ирқ мәркәзчилики (ethnocentrism) ниң заманимиздики инкаси вә әкс етиши, халас. Бу шуни көрситип беридуки, ‛уйғур‚ намиға сиз мәдәнийәт нуқтисидин чиқиш қилип туруп хитайниң көзидә ‛вейвуерзу‚ дәп қарамсиз яки явропа ирқиниң нуқтисидин чиқип туруп ‛уйғур‚ намини ‛gh‚ шәклидә ипадиләмсиз? униң бу пикридә сәл қаралған нуқта шуки, уйғурларниң өзлиригә хас мәдәнийити вә тили барлиқини диққәттин сақит қилған. Һалбуки башқа инсанларниң бундақ бир тил вә мәдәнийәтни шу милләтниң өзигә хас, дәп қараш, шуниңдәк униңға ашу милләтниң көзидин қараш мәҗбурийити бар.”

 “Uyghur” нами өзгәрсә немә болиду?

 Анди борһамниң бу хилдики йеңи “иҗадийити” һәққидә сөз болғанда дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсән буниң хитай һөкүмити дәп келиватқан кона муқамниң қайтидин оттуриға чиқиши икәнликини алаһидә әскәртиду. Униң қаришичә, хитай һөкүмити изчил йосунда уйғурларниң вәтән ичи-сиртидики нам җәһәттики бирликиниму бузуп ташлаш, шу арқилиқ “җуңхуа чоң аилисиниң ‛уйгур‚ намидики бир әзасини барлиққа кәлтүрүшни қәстлигән. Бу һал кишигә хитай һөкүмити йиллардин буян дәп келиватқан “йилтизини кесип ташлаш, алақисини үзүп ташлаш, мәнбәсини бузуп ташлаш” дегән сиясий шоарни әслитиду.

Илшат һәсән бу һәқтики зияритимиз җәрянида алаһидә тәкитлигән йәнә бир нуқта шу болдики, “Uyghur” шәклиниң йезиқта “Uygur” шәклигә өзгириши билән күнимиздики тор кәзгү моторлиридин мәйли “Google” ,“Bing” яки “Yahoo” болушидин қәтийнәзәр, “Uyghur” дәп киргүзүп учур издигәндә уйғурлар яки уйғур қирғинчилиқиға даир учурларни толуқ көрситип берәлмәсликтәк бир қалаймиқанчилиқму пәйда болиду.

Анди борһам ким?

Анди борһам йиллардин буян хитайда яшап келиватқан чәт әллик оқуғучиларниң бири болуп, изчил түрдә өзиниң иҗтимаий таратқу һесабатлирида хитай һөкүмитиниң сиясий тәшвиқатини қилиш билән шуғуллинип кәлгәнлики мәлум. Униң иҗтимаий таратқуларға тохтимай чиқириватқан язмилирида қаримаққа хитайдики иҗтимаий вә сиясий мәсилиләр охшимиған шәкилдә оттуриға қоюлғандәк көрүнсиму әмәлийәттә айландуруп келип хитай дөлитиниң қанчилик “адил” вә “қанун бойичә иш көридиғанлиқи” алға сүрүлиду.

Дәрвәқә, анди борһамниң бу хилдики паалийәтлири маһийәттә йеқинқи мәзгилләрдә хитай һөкүмити зор күч билән базарға селиватқан “шинҗаң һәққидики һекайиләрни яхши сөзләш” тәшвиқати билән мас қәдәмдә оттуриға чиқиватқанлиқи мәлум. Болупму хәлқара җәмийәтниң еғир бесимлири түпәйлидин хитай һөкүмити өзлирини ақлашта өзлири биваситә сөз қилишниң орниға уйғурларни “мәдһийә сөзлирини қилиш” қа мәҗбурлаш яки чәтәлликләрни бу һәқтә “махташ” ларни төкмә қилишқа қизиқтуруш шәклини таллап кәлмәктә. Анди борһам дәл мушу хил кишиләрниң бири болуп, өзиниң бу хилдики “хизмәт” лири һесабиға 2022-йили 18-декабирда шаңхәй шәһәрлик һөкүмәтниң “хәлқара һәмкарлиқ” түри бойичә берилгән күмүш медалини тапшурувалғанлиқини пәхирлиниш ичидә тилған алған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.