Доктор фатиһ балчи: “қәйсәридики уйғурлар өз өрп-адәтлирини наһайити яхши сақлап қалған”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.08.09
Доктор фатиһ балчи: “қәйсәридики уйғурлар өз өрп-адәтлирини наһайити яхши сақлап қалған” Қәйсәри университети хәлқ әдәбияти кәспиниң оқутқучиси доктор фатиһ балчи әпәнди язған “көчүш вә фолклор” намлиқ китабниң муқависи
Photo: RFA

Қәйсәри университети хәлқ әдәбияти кәспиниң оқутқучиси доктор фатиһ балчи әпәнди язған “көчүш вә фолклор” намлиқ китаб йеқинда нәшир қилинди. Мәзкур китабта  вәтинидин айрилип афғанистан арқилиқ 1965-йили түркийәниң қәйсәри шәһиригә келип олтурақлашқан уйғурларниң өрп-адәтлири баян қилинған. Мәзкур  китаб чанаққәләдики парадигма академийәси нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған. Фолклоршунас доктор фатиһ балчи тәрипидин нәшргә тәйярланған бу китаб 135 бәт болуп, китаб мундәриҗә, кириш сөз, көчүш билән фолклорниң мунасивити, шәрқий түркистанниң йеқинқи заман тарихи, ана юрттин түркийәгә көчүш, қәйсәридики уйғурларниң җиназа, хәтнә қилиш, той-төкүн, һейт-айәм, кейим-кечәк, йемәк-ичмәк вә сәйлә адәтлири сүрәтләр билән баян қилинған. Доктор фатиһ балчи әпәнди қәйсәридики уйғурларниң өрп-адәтлирини тәтқиқ қилиш нәтиҗисидә бу уйғурларниң өз өрп-адәтлирини яхши сақлап қалғанлиқини оттуриға қойған.

Биз “көчүш вә фолклор” намлиқ бу китаб һәққидә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн китабни нәшргә тәйярлиған доктор фатиһ балчи әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. 

У мундақ деди: “мән бу китабта 1965-йилида шәрқий түркистандин қәйсәригә келип олтурақлишип қалған уйғурларниң өз өрп-адәтлирини наһайити яхши сақлап қалғанлиқини вә бүгүнгичә давамлаштуруватқанлиқини оттуриға қойдум. Уйғур мәдәнийитиниң көп қисми түркийәдики түркләрниңкигә охшап кәткәчкә йоқ болуп кәткән. Уйғурларниң өрп-адәтлири вә диний қаидә йосунлирида шундақла һейит-айәм һәм һәр хил мурасимлирида қәдимқи динлар билән мунасивәтлик қәдимий өрп-адәтләрниң излирини көргили болиду. Бу адәтләр шәрқий түркистанда давам қиливатамду-йоқ? буни тәтқиқ қилишқа әрзийду.” 

У уйғурлар түркийәгә кәлгәндин кейин өзгирип кәткән бәзи  өрп-адәтлири һәққидә тохтилип мундақ деди : “қәйсәридики уйғурлар қизниң өйигә әлчиликкә бериш мурасимида түрк қәһвәси ичиш адитини қобул қилипту. Шәрқий түркистанда ‛мәслиһәт чейи‚ дәп атилидиған бир адәт бар икән. Йәнә бирси аяллар йәңгигәндә қойниң терисини туғутлуқ аялға йөгәйдиған адәт бар икәндуқ. Әмма түркийәгә кәлгәндин кейин бу адәт йоқ болуп кетипту”. 

У чәт әлдики, болупму қәйсәридики уйғурларниң уйғур мәдәнийитини, өрп-адәтлирини қоғдашқа алаһидә әһмийәт бәргәнликини, чүнки тил вә мәдәнийәтниң мустәқиллиқниң символи икәнликини баян қилип мундақ деди: “уйғурлар узун йиллардин буян елип бериватқан мустәқиллиқ күришидә өрп-адәтлиригә бәк әһмийәт берип кәпту. Буни қоғдап қелишни өзлириниң миллий мәвҗудийитиниң бир қисми дәп қарап кәпту  мән китабни йезиш җәрянида уйғурларниң барлиқ мурасимлириға, диний вә миллий байрамлириға қатнаштим, улар бу адәтлирини изчил сақлап кәпту. Буларни яш-өсмүрләргә өгитиветипту. Бу наһайити муһим, уйғурлар мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш үчүн миллий кимликлиригә алаһидә әһмийәт бериши керәк дәп ойлаймән. Мән бу китабни йезиш җәрянида уйғурларниң буниңға алаһидә әһмийәт бериватқанлиқини көрдүм.” 

11 яш вақтида қәйсәригә келип җайлашқан һамутхан гөктүрк әпәнди “көчүш вә фолклор” намлиқ китабни оқуғанлиқини,  қәйсәридики уйғурларниң кәлгән бу йәргә кәлгән күнидин тартип миллий кимликини қоғдап қелишқа алаһидә әһмийәт бәргәнликини баян қилди. 

Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат мәркизиниң оқутқучиси, профессор алимҗан инайәт әпәнди доктор фатиһ балчи язған китабниң түркийәдә бу нам билән нәшр қилинған тунҗи әсәр икәнликини, бу әсәрдә қәйсәридики уйғурларниң тили, өрп-адәтлириниң баян қилинғанлиқини, илгириму қәйсәридики уйғурлар һәққидә тәтқиқатларниң елип берилғанлиқини баян қилди. 

Профессор алимҗан инайәт әпәнди бүгүнки күндә қәйсәридики уйғурларниң илмий саһәдики тәтқиқатчиларни қизиқтуруватқанлиқини тәкитләп өтти. 

Қәйсәридә 1965-йили афғанистан арқилиқ көчүп келип олтурақлашқан уйғурлар билән 2014-йилидин кейин шәрқий-җәнубий асия дөләтлири арқилиқ келип олтурақлашқан уйғурлар болуп, һазир җәмий 2000 әтрапида уйғур яшимақта.

 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.