Норвегийәдә “шәрқий түркистан әркинлик лоңқисини талишиш” путбол мусабиқиси башланди
2022.07.01

1-Июл күни норвегийәдә “шәрқий түркистан әркинлик лоңқиси талишиш” путбол мусабиқиси рәсми башланған. Мәзкур путбол мусабиқиси норвегийә уйғур путбол җәмийити, норвегийә уйғур яшлар уюшмиси вә норвегийә уйғур ислам мәдәнийәт мәркизи тәрипидин орунлаштурулған болуп, 3-ийол күни аяғлишидикән. Мәзкур мусабиқини йәнә норвегийә уйғур җамаити маддий вә мәнивий җәһәттин қоллиған.
“шәрқи түркистан әркинлик лоңқисини талишиш” путбол мусабиқигә норвегийә, шиветсийә, белгийә, голландийә вә германийәдин кәлгән 5 уйғур командисдин җәмий 90 әтрапида тәнһәрикәтчи қатнашқан. ямғурға қаримай мусабиқә интайин җанлиқ елип берилған болуп, явропадики уйғур мусабиқини қизғинлиқ билән көргән.
“шәрқий түркистан әркинлик лоңқиси талишиш” путбол мусабиқиси 2011-йили голландийәдә башланған болуп, буниңдин бурун йәнә түркийә вә германийәдә өткүзүлгән икән.
Норвегийә уйғур яшлар уюшмисиниң қурғучиси мәрдан уйғур зияритимизни қубул қилип, бу паалийәтни яшларниң җәңгиварлиқини ашуруш, муһаҗирәттики уйғур яшлирини өз ара тонуштуруш вә яшларда уйғур миллий кимликини йитилдүрүш мәқситидә тәшкиллигәнликини ейтти.
Мәрдан уйғур йәнә бу паалийәтниң нишани вә бундин кийинки пиланлири тоғрисидиму тохтилип өтти.
Бу қетимлиқ путбол мусабиқисини көргән тамашибиналардин сираҗидин әпәнди зияритимизни қубул қилип, өз тәсиратлирини биз билән ортақлашти.
Хитайниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқ сиясәтлириниң күчийишигә әгишип, муһаҗирәттики уйғурларниң өз миллий вә диний кимликини қоғдаш, ирқий қирғинчилиққа қарши туруш ирадиси күчәймәктә. Игилинишичә, муһаҗирәттики уйғурлар һәр хил паалийәтләр тәшкилләш арқилиқ, уйғур яшлириниң миллий роһини йитилдүрүш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә.