“уйғур кишилик һоқуқиға мунасивәтлик җазаларни тәкшүрүш қануни” ниң тонуштурулуши қарши елишқа еришти

Мухбиримиз ирадә
2022.12.19
IPAC Йиғинида уйғурлар мәсилиси муһим тема болди “хитай һәққидики хәлқара парламентлар бирләшмиси” (IPAC) ниң 2022-йиллиқ хәлқаралиқ йиғинида америка җумһурийәтчи кеңәш палата әзаси марко рубийо созлимәктә. 2022-Йили 13-сентәбир, вашингтон.
Photo: RFA

Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо (Marco Rubio) вә авам палата әзаси авғуст пфлугер (August Pfluger) уйғурларға мунасивәтлик йәнә бир йеңи қанун лайиһисини тонуштурди.

15-Декабир күни елан қилинған бу қанун лайиһәсигә “уйғур кишилик һоқуқиға мунасивәтлик җазаларни тәкшүрүш қануни” ( Uyghur Human Rights Sanctions Review Act) дәп нам берилгән. Кеңәш палата әзаси марко рубийониң ишханисидин елан қилинған баянаттин қариғанда, бу қанун лайиһәси арқилиқ хитай һөкүмитиниң башқурушида һәрикәт қилидиған вә уйғур қирғинчилиқида рол алған Hikvision, дахуа, тйәнди вә BGI қатарлиқ хитай техника ширкәтлиригә җаза тәдбири қойғили болидикән.

Уйғур америка бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир бу қанун лайиһәсиниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүштә хитай һакимийитини техника асаси билән тәминлигән юқиридики йиргинчлик хитай ширкәтлирини җазалаштики тунҗи әмәлий қәдәмликини билдүрди. У радийомизға қилған сөзидә өзлириниң бу қанун лайиһәсиниң тонуштурулушини қарши алидиғанлиқини ейтти.

Америка палата әзаси авғуст пфлугер (August Pfluger) америка ташқи ишлар министирлиқида йиғинда сөзлимәктә. 2021-Йили 10-март, вашингтон.
Америка палата әзаси авғуст пфлугер (August Pfluger) америка ташқи ишлар министирлиқида йиғинда сөзлимәктә. 2021-Йили 10-март, вашингтон.
AP

Дунядики назарәт камера системилири үстидә тәтқиқат елип баридиған “IPVM” тәтқиқат ширкити 2021-йили 1-айда, хитайниң “Hikvision”, “Dahua” қатарлиқ чоң техника ширкәтлири базарға салған камераларниң уйғурларни байқаш, из қоғлаш вә назарәт қилиш иқтидари барлиқини, бу ширкәтләрниң һәтта камералириниң уйғурларни байқаш иқтидариниң патент һоқуқини тизимға алдурғанлиқини ашкарилап зор ғулғула қозғиғаниди. Улар йәнә уйғур елидики лагерларда ишлитиливатқан камераларниңму юқиридики ширкәтләргә тәвәликини ениқлиған. Нәтиҗидә бу ширкәтләрниң 2017-йилида уйғур елида башланған кәң көләмлик тутқун һәрикитидә интайин һалқилиқ рол ойниғанлиқи ашкариланған.

Бу йил 6-айда йәнә, “IPVM” тәтқиқат ширкити хәлқараға ашкарилинип кәткән “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дики санлиқ мәлуматларни тәтқиқ қилиш асасида һәтта “Hikvision” ширкити камералириниң тартқан көрүнүшлириниң бәзи уйғурларниң қолға елинишиға сәвәб болғанлиқини испатлап, мәлум бир уйғур әрниң “чәтәлгә бағланған” дәп тутулуп кетишигә сәвәб болған камераниң номурини ениқлап чиққаниди.

Кеңәш палата әзаси марко рубийониң ишханисидин чиқирилған бу қанун лайиһәси һәққидики баянатта бу техника ширкәтлири һәққидә мундақ дейилгән:

“хитай компартийәси башқурушидики пән-техника ширкәтлири шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғурлар вә башқа мусулман милләтләргә қаритилған ирқий қирғинчилиқни техника билән тәминлиди. Биз бу қанун арқилиқ америка малийә минситирлиқиниң дәрһал бу ширкәтләргә җаза тәдбири чиқиришини тәләп қилимиз”.

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ташқи ишларға мәсул директори луиса гиривниң қаришичә, юқиридики бу қанун лайиһәси әмди бундақ ширкәтләр билән нормал алақә қилишқа болмайдиғанлиқи һәққидә америка һөкүмити вә ширкәтлиригә берилгән күчлүк сигнал икән. У мундақ деди:

“уйғур кишилик һоқуқ қурулуши бу қанун лайиһәсини қарши алиду. Ирқий қирғинчилиққа ярдәм қиливатқан бундақ ширкәтләр билән нормал тиҗарәтни тохтитидиған вақит аллиқачан келип өтүп кәтти. Америка дөләт мәҗлисидә бу қанун лайиһәсиниң тонуштурулуши америка һөкүмитиниң күчлүк һәрикәт қоллинишини тәләп қилип йолланған күчлүк сигналдур”.

Луиса ханимниң билдүрүшичә, әгәр бу қанун мақуллинип ишқа киришкән тәқдирдә у барлиқ хитай техника ширкәтлири үстидики тәкшүрүшниң чиңитилидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

“бу қанун лайиһәси рәсмий қанунға айланған тәқдирдә у пәқәт юқиридики 5 хитай пән-техника ширкитигила әмәс, бәлки барлиқ хитай ширкәтлири үстидики тәкшүрүшни күчәйтиду. Мәнчә һечқандақ америка ширкити бундақ инсанийлиқтин чиқип кәткән һәмдә шәрқий түркистандики уйғурларниң сансизлиған азаб-оқубити вә һәтта өлүмигә йол ечип бериватқан ширкәтләрни юқири техника материяллири билән тәминлимәслики керәк”.

Әлфидар илтәбир әгәр бу қанун ишқа киришип хитай техника ширкәтлири җазаланған тәқдирдә улар билән һәмкарлишип тиҗарәт қиливатқан ширкәтләрни тохтатқили болидиғанлиқини, бу арқилиқ хитай ширкәтлиригә иқтисадий бесим пәйда қилғили болидиғанлиқини ейтти. Әлфидар илтәбир йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқи вә мәҗбурий әмгикигә четилған һәрқандақ ширкәтләрниң җазалинишиниң интайин муһимлиқини әскәртти.

Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо 15-декабир күни “уйғур кишилик һоқуқиға мунасивәтлик җазаларни тәкшүрүш қануни” ( Uyghur Human Rights Sanctions Review Act) ниң елан қилиниш мунасивити билән елан қилған баянатида “америка байдин һөкүмитини уйғур ирқий қирғинчилиқиға қатнашқан ширкәтләргә дәрһал тәдбир қоллиниш” қа чақирған болса, авам палата әзаси авғуст пфлугер “хитай компартийәсиниң һәр түрлүк бастурушлириға ярдәм қиливатқан бундақ техника ширкәтлири җазасиз қалмаслиқи керәк” дәп әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.