Анализчилар: хитай һөкүмити вә әмәлдарлирини әнсирәткини “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ниң қаратмилиқи

Мухбиримиз меһрибан
2019.12.09
uyghur-bill-2.jpg “уйғур 2019 намлиқ” қанун лайиһиси америка дөләт мәҗлисидә авазға қоюлуватқан көрүнүш. 2019-Йили 3-декабир, вашингтон.
house.gov

Бирнәччә күндин буян хитайниң һөкүмәт таратқулирида, 3-декабир күни америка авам палатасида мақуллуқтин өткән “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” йәни, йәни “уйғур 2019” намлиқ қанун лайиһәсигә болған наразилиқ баянатлири кәң даиридә берилмәктә. Шуниң билән биллә йәнә хәлқара таратқулар хәвәрлиридә йәнә уйғур аптоном районидики бир қисим хитай кадирлири вә көчмән хитай пуқралириниң райондики еғир сиясий вәзийәт вә американиң мәзкур қанун лайиһәсидики бәлгилимиләрдин қаттиқ бесим һес қилип, уйғур аптоном районидин кетишкә урунуватқанлиқи илгири сүрүлди.

Хоңкоңда чиқидиған “җәнубий хитай сәһири гезити” вә “германийә авази” радийоси қатарлиқларниң 4-декабирдики хәвәрлиридә вә радийомиз хитай бөлүми һәм гуаңдуң бөлүми қатарлиқларниң 5-декабирдики хәвәрлиридә, америка авам палатасида “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ниң мақуллуқтин өткәнлик хәвири елан қилиниши сәвәблик, уйғур аптоном районидики бир түркүм хитай кадирлири вә хитай көчмәнлириниң американиң җазалаш обйекти болуп қелиштин әнсирәп, уйғур аптоном районидин кетишкә урунуватқанлиқи хәвәр қилинди.

Радийомиз хитай бөлүминиң 5-декабирдики хәвиридә йәнә хитай компартийәсиниң сиясий бюросиниң даимий һәйити ваң яңниң “шинҗаң хизмәт ишханиси” ниң башлиқи болғандин кейин, 2018-йили 4-айда, 2019-йили 3-айда вә 2019-йили 7-айда уйғур аптоном районида елип барған 3 қетимлиқ тәкшүрүшидин кейин, ши җинпиңға йоллиған доклатида, нурғунлиған хитай кадирлириниң хитай мәркизий һөкүмитиниң райондики сияситидин нарази болғанлиқи вә уйғур аптоном районидин кетишкә урунуватқанлиқини доклат қилғанлиқи оттуриға қоюлған.

Чәтәлләрдә хитай компартийәси һакимийитигә қарши паалийәт елип бериватқан өктичи тәшкилатлардин, америкадики “пуқралар күчи тәшкилати” ниң башлиқи доктор яң җйәнли әпәндиниң қаришичә, “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” ниң шәхсләргичә күчлүк қаратмилиқи хитай һөкүмити вә хитай әмәлдарлирини қаттиқ әнсирәткән муһим амилларниң бири.

Яң җйәнли мундақ деди: “бу қанун лайиһәсидики 1-мәзмун шәхсләргә қарита җаза қоллиниш. Бу қанун лайиһәсидә йәнә чен чүәнгониң исми тилға елинип, у асаслиқ җазалаш обйекти қилинған. Әлвәттә униңда йәнә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилған башқа әмәлдарларму бар. Бирнәччә йилдин буян чен чүәнгони магнитиски қануни бойичә җазалаш тәшәббус қилинип кәлгән болсиму әмма америка һөкүмити буниңға қарита техи ениқ бир позитсийә билдүрмигән иди. Сәвәби сиясий бюро ичигә киргән юқири дәриҗилик бир әмәлдарни җазалаш тизимликигә киргүзүш мәсилиси талаш-тартишқа учриғаниди. Әгәр бу қанун лайиһәси рәсмий қанун болуп иҗра қилинғинида буниңда исми тилға елинған чен чүәнгониң әлвәттә җазалиниши муқәррәр. Йәни чен чүәнго вә униң аилисидикиләрниң америкаға келиши чәклиниду, униң америкадики мал-мүлки тоңлитилиду дегән гәп. Әлвәттә башқа әмәлдарларму охшашла җазаға учрайду дегән гәп.”

Яң җйәнли әпәнди йәнә “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” дики бәлгилимиләргә асасән, һәтта америкадики хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруватқан органлири билән һәмкарлашқан хитай ширкәтлири билән алақиси болған техника ширкәтлириниңму җазалашқа учрайдиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “ундин башқа йәнә америка вә башқа дөләтләрдики көплигән юқири техникилиқ ширкәтләрниң хитай һөкүмитиниң уйғурларни солиған ‛йиғивелиш лагерлири‚ қурулуши вә райондики юқири техникилиқ назарәт системиси қурулушини техника билән тәминлигән учурларму бар. Әгәр бу қанун лайиһәси йолға қоюлса, бу ширкәтләрниң техника вә мәһсулатлириниң хитайға давамлиқ експорт қилинишиниң алдини алғили болиду.”

Тонулған обзорчи, америкада хитай тилида чиқидиған “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди, мәзкур қанун лайиһәси америка авам палатасида мақуллуқтин өтүши хитай-әмәлдарлириға роһи җәһәттин еғир бесим елип келидиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “әлвәттә бу қанун лайиһәси шинҗаң уйғур аптоном районидики хитай әмәлдарлири вә кадирларға роһи җәһәттин қаттиқ бесим елип келиду. Чүнки мәзкур қанун лайиһәсиниң елан қилиниши американиң уйғур аптоном районидики бастуруш вәзийитигә диққәт қиливатқанлиқини билдүриду. Бу әһвал райондики хитай әмәлдарларда әлвәттә өз бихәтәрликидин әнсирәш туйғусини күчәйтиветиду. Чүнки хитай әмәлдарлири ичидә зор көп қисминиң балилири америка қатарлиқ дөләтләрдә оқуватиду, уларниң ичидики бир қисим парихор әмәлдарларниң америкада мал-мүлүклириму бар.”

Ху пиң әпәнди йәнә нөвәттә уйғур аптоном районидики хитай һөкүмитиниң бастуруш сияситигә янтаяқ болған хитай әмәлдарлирила әмәс бәлки адәттики хитай кадирлири вә хитай көчмәнлиридиму әнсирәшниң күчийип, уларниң уйғур районидин кетишкә урунуватқанлиқи һәққидә хәвәрләрниң көпәйгәнликини билдүрүп мундақ деди. “хитайларниң бу җайдин кетишкә урунуши хели илгирила башланған әһвал, йеқиндин буян еғирлашти десәк болиду. Чүнки биз хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан юқири бесимлиқ, қәбиһ вә чекидин ашқан бастуруш сияситиниң у җайдики хитайлар билән уйғурлар оттурисидики зиддийәтни күчәйтивәткәнликини тәсәввур қилалаймиз. У йәрдики хитай пуқралири өзини бихәтәр һес қилмайду. Улар достанә болмиған кәйпиятта яшайду. Һәтта өзлиригә болған дүшмәнлик кәйпиятини сезиду. Чүнки хитай коммунист һөкүмити уйғурларни рәһимсизлик билән бастурғанда уларниң мәдәнийитини етиқадини йоқитишқа урунғинида әлвәттә у җайдики уйғурларниң хитайларға болған өчмәнлики күчийиду. Икки милләт оттурисидики мунасивитиму яманлишиду. Шуңа бундақ муһитта яшашни халимиған хитай кадирлири вә пуқралири әлвәттә өз бихәтәрликидин әнсирәп бу җайдин кетишкә уруниду.”

Ху пиң әпәнди йәнә уйғур районидики хитай һөкүмәт кадирлириниң һәққанийәттә туруши керәкликини тәкитләп, “уйғур аптоном районида хизмәт қиливатқан хитай кадирлар уйғурларниң бастурулуш вәзийитигә қарита сүкүт қилмаслиқи, уларниң райондин қечиш йолини әмәс бәлки хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш сияситигә қарита наразилиқини ипадиләшкә җүрәт қилалайдиған роһи болуши керәкликини билдүрди.

Униң игилири сүрүшичә, хитай даирилириниң уйғур дияридики һәддидин зиядә қаттиқ қол сиясити, һәммә йәрдә назарәт системиси орнитиши вә җәмийәттә җиддийлик қаплишиму хитай аһалилиридә бесим пәйда қилип, уларниң бу райондин тинч болған ичкири хитайға кетиш хаһишини күчәйтивәткән болуши мумкин.

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиму зияритимизни қобул қилип өз қарашлирини оттуриға қойди.

Дилшат ришит әпәнди баянида өзиниң йеқинда алған учурлиридин, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита америка авам палатасида мақулланған “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” гә қарита наразилиқ тәшвиқатини күчәйткәндин башқа, һәқиқәтән хитай көчмәнлиридә вәһимилик кәйпиятниң күчәйгәнликигә даир хәвәрләрни алғанлиқини билдүрди.

Дилшат ришит әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң 3-декабир америка авам палатасида мақулланған “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” гә у қәдәр қаттиқ наразилиқ билдүрүшигә сәвәб болғини, мәзкур қанун лайиһәсиниң хитай әмәлдарлирини җазалаштики қаратмилиқидин башқа йәнә қанун уйғурларниң америка қатарлиқ дөләтләрниң уйғурлар учраватқан бастурушқа қарита тәдбир қолланғанлиқидин җасарәтлинишидур.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.