Тәйвән парламентида “уйғур қирғинчилиқи” күнтәртипкә кәлди
2021.08.02
Йеқинда тәйвән парламенти кишилик һоқуқ комитети вә тәйвән парламентида қурулған “уйғур достлуқ гурупписи” саһибханилиқ қилған уйғур қирғинчилиқи тоғрисида очуқ испат аңлаш йиғини ечилған.
Мәзкур йиғин тәйвән парламентида уйғурлар һәққидә өткүзүлгән тунҗи йиғин икән. Йиғинға тәйвән парламенит әзалири, америка тәрәптин дөләт мәҗлиси әзалиридин марко рубийо, кирис симис, сикот перри, америка дөләт мәҗлиси ташқи мунасивәтләр комитетиниң рәиси майкел меккавл, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси нури түркәл қатарлиқлар қатнашқан болуп, улар тәйвәнниң уйғурлар билән бир сәптә турғанлиқини тәбриклигән. Улар тәйвәнниң әркин бир дөләт болуш сүпити билән дуняға әркинликниң зулум үстидин ғалип келидиғанлиқиниң ярқин үлгисини яратқанлиқини әскәрткән.
Сикот перри мундақ дегән: “нөвәттә ениқла шинҗаңда ‛ирқий қирғинчилиқ‚ илип бериливатиду. Әң муһими биз тарихтин буянқи әң вәһший қатил һөкүмәт-хитай компартийәсигә дуч келиватимиз. Хитай компартийәси биз қоллиған һәр қандақ нәрсини рәт қилиду вә өч көриду. Улар америка вә тәйвән тәкитләватқан пикир қилиш әркинлики, диний-етиқад әркинлики дегәнләрни қобул қилалмайду, қарши чиқиду. ‛инсанларниң әң негизлик һоқуқи болған кишилик иззәт-һөрмитини қоғдаш‚ қиммәт қаришимизниму қобул қилалмайду. Кәлгүсидики дуня икки нуқтида иккигә айрилиду. Бири әркинликни қоғдаш, уйғурларға йүргүзүлүватқан вәһшийликләргә қарши инкас билдүрүш, йәнә бири залим һакимийәтни қуруп чиқиш, йәни яманға янтаяқ болуш. Чүнки биз хитайниң кәлгүсидин немиләрни күтүватқанлиқни билдуқ. Хитайниң өзиниң мәқситигә йетиш үчүн пуқралириға немиләрни қилалайдиғанлиқиға шаһит болуватимиз”.
У йәнә тәйвән һәққидә мундақ дегән: “биз хитайниң явайиларчә тәйвәнниң деңиз қирғиқиға йеқинлишишиға қарап турмаймиз. Икки дөләтниң мунасивити барғансери күчийишигә әгишип, хитай компартийәсиниң чөкүши үчүн биз биллә һәрикәт қилишимиз керәк. Тоғра тәйвән бир дөләт. Буни әскәртиш наһайити муһим”.
Мәзкур йиғинға тәйвән парламенти қанун чиқириш комитетиниң рәиси йов шикүн, тәйвән парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң муавин баш катипи өркәш дөләт, дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши иҗраийә директори өмәр қанат қатарлиқларму қатнашқан.
Йов шикүн әпәнди тәйвәнниң әзәлдин хитай компартийәсиниң маһийитини билидиғанлиқини, тәйвәнниң америка билән бир сәптә туруп хитай компартийәсиниң рәзил пиланни әмәлгә ашурмайдиғанлиқни билдүргән.
У йәнә мундақ дегән: “пүтүн дунядики демократик дөләтләр уйғурларни қоллайду. Уйғурларниң хитай компартийәсидин қутулуп чиқишини, вәтинимизни бирликтә гүлләндүрүшни үмид қилимиз”.
Йиғин күнтәртипи бойичә долқун әйса әпәнди сөз қилип уйғурларниң нөвәттики ечинишлиқ вәзийитини аңлатқан, у йәнә мундақ дегән: “әркин вә демократик дуня һәқиқий яхши дуня һесаблиниду. Йәни лагерлар вә мәҗбурий әмгәк лагерлири болмиған, мәдәнийәт вә диний чәклимә болмиған, қалаймиқан тутуш вә сақчи зораванлиқи болмиған дуня техиму гүзәл болатти. Қисқиси ‛ирқи қирғинчилиқ‚ болмиған дуня техиму гүзәл дуня”.
Лагер шаһитлиридин зумрәт давут вә өмәр бәкали лагерда өз көзи билән көргәнлирини аңлатқан. Йиғин әһли вә тордин қатнашқан аңлиғучилар лагер шаһитлириниң бешидин өткүзгән қабаһәтлик күнлириниң нәқәдәр қорқунчлуқ икәнликини билдүрүшкән. Улар лагердин чиққандин кейинму хитай компартийәси уларға аилә тавабиатлири арқилиқ тәһдит салған икән.
Мәзкур йиғинға йәнә кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң директори софей ричардсон вә уйғурлар мәсилиси тоғрисида мақалә язғанлиқи үчүн хитайдин һәйдәп чиқирилған франсийәлик мухбир урсула гөйтерс ханимму қатнашқан. Улар хитайдики пикир әркинлики, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидә тохтилип өткән.
Йиғинда йәнә хитайда мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатларниң тәйвән базириға керишниң алдини елиш, келәр йили бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған олимпикниң башқа бир дөләткә йөткилиш қатарлиқлар муһим темилар музакирә қилинған.
Тәйвән парламенти тарихида тунҗи қетим уйғурлар һәққидә елип берилған бу йиғинда америка, тәйвән вә башқа дөләт парламенит әзалири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғур мәсилисидә бирликтә һәрикәт қилидиғанлиқни билдүрүшкән.
Бу йил апрелда тәйвән парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” ниң рәсмий қурулғанлиқи җакарланғандин буян тәйвәндә уйғурлар һәққидики паалийәтләр хили актип һалға кәлмәктә.