Дәврийликтики бузғунчилиқлар вә уйғур қирғинчилиқи
2023.03.17

Уйғур дияридики қирғинчилиқ ташқи дуняға көпләп мәлум болғандин кейин әркин дунядики хитай җамаәтчиликиниң бу мәсилидики мәйдани изчил түрдә охшимиған шәкилдә оттуриға чиқип келиватқанлиқи мәлум. Булардин бәзилири хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қирғинчилиқини ашкара ақлаш мәйданини тутқан болса йәнә бәзиләр бу һәқтики арисалдилиқи яки гуманлирини оттуриға қоюп кәлди. Әнә шу хил әһвалға қарита әнглийәдики хитай муһаҗирлириға вә уйғурлар мәсилисигә қизиққучи кишиләргә бир қетимлиқ лексийә бериш үчүн лондон шәһиридики “һалқима хитай” (China Deviants) тәшкилати муһаҗирәттики уйғур паалийәтчиләрдин өркәш дөләт вә рәһимә мәһмутни йеқинда мәхсус муһакимә йиғиниға тәклип қилди.
Йиғинда өркәш дөләт алди билән сөз алди. У тамашибинларға 1989-йилидики тйәнәнмен қирғинчилиқиниң алди-кәйнидә йүз бәргән бир қисим әһвалларни әслитип өтүш билән биргә ғәрб дунясида өткән 30 йил мабәйнидә изчил давам қилип кәлгән “хитайға яхшичақ болуш” йүзлинишиниң нөвәттики дуняви мәсилиләрниң келип чиқишиға земин һазирлиғанлиқини алаһидә тәкитләп өтти. Өркәшниң қаришичә, америка башчилиқидики ғәрб дуняси, җүмлидин америка үчүн әң ишәнчлик иттипақдашлардин болған әнглийә һөкүмити өткән 30 йилда хитайниң хорики өсүп кетишкә биваситә сәвәбчи болған.
Болупму 1989-йили тйәнәнмен мәйданида өзиниң хитай оқуғучилирини танка билән қийма-чийма қиливәткән бир һөкүмәтни қаттиқ әйиблигән ғәрб дуняси йәнила саддилиқ билән “хитай иқтисадий җәһәттә қудрәт тапса демократийә вә қанун бойичә идарә қилишқа қарап маңиду” дәп ишәнгән. Кейинчә болса хитай һөкүмитиниң һазирқи дуня билидиған хитай территорийәси тәвәсидә кишилик һоқуқ мәсилилирини қандақ дәпсәндә қиливатқанлиқи һәққидики көплигән учурлар мәлум болушқа башлиған. Шу вақиттиму ғәрб дуняси буларниң һәммисини вақитлиқ һадисә, дәп қариған. Мана әмдиликтә бу қарашларниң һәммисиниң хата яки қопалрақ қилип ейтқанда һамақәтлик болғанлиқи ашкара болған.
Өркәш дөләтниң баян қилишичә, хитайниң кишилик һоқуқ саһәсидики дәпсәндичилик қилишлири ташқи дуняға мәлум болғандин кейин бу мәсилинии сөһбәт вә чүшиниш йоли арқилиқ һәл қилиш тәклиплири оттуриға қоюлған. Шу қатарда илһам тохтиму бу сәпкә қошулған. Әмма илһам тохтиниң өмүрлүк қамаққа һөкүм қилиниши әмәлийәттә буниңму ақмайдиған бир чарә икәнликини көрситип бәргән. Болупму у 2010-йили бәзи ахбарат васитилиригә сөз қилғанда хитай һөкүмитини натсистлар германийәсигә вә гитлер һакимийитигә охшатқан. Әмма ғәрб дунясидики нурғун кишиләр өркәшниң бу сөзлирини “бәкла ашурувәткәнлик” дәп мазақ қилған. Һалбуки, аридин нәччә йил өтмәйла дуня җамаити ши җинпиңниң худди гитлерға охшаш җаза лагери қуруп милйонлиған уйғурни лагерға қамиғанлиқиға шаһит болған. Хитай һөкүмити болса бу мәсилидә һәрқачан “террорлуқ” вә “бөлгүнчилик” ни баһанә қилип, өз қилмишлирини йоллуқ қилип көрситишкә урунуп кәлгән. Әмма бу йәрдики мәсилә хитай һөкүмитиниң немини “террорлуқ” вә “бөлгүнчилик” дәп қарайдиғанлиқи һәққидики чүшәнчиси һесаблиниду.
Өркәшниң қаришичә, хитай һөкүмити “террорлуқ” билән әйибләватқан ашу кишиләр “қариса көзи уюп ташлинидиған, сөзлисә тили кесилидиған” бир булуңға қисталғанлиқтин уларниң мутләқ үмидсиизлик қаплиған муһитта зорлуқ күч арқилиқ өз авазини аңлитиштин башқа һечқандақ таллиши қалмиған. Бундақ әһвалдики ашу бигунаһ инсанларни “террорчи” дәп әйибләш һечқандақ мәнтиқигә уйғун әмәс. “бөлгүнчилик” һәққидики баянларниң обйекти болған далай лама әйни вақитта “тибәтниң мустәқиллиқи” һәққидики шоардин ваз кәчкән. Чүнки шу вақитта нурғунлиған “сиясий даһий” лар “мустәқиллиқ шоарини тәкитлисәк ғәрб дунясиниң бизгә ярдәм бериши қийинға чүшиду. Хитай хәлқиму бизни қоллаштин ваз кечиду” дәп қариған. Әмма шотландийә хәлқи әнглийәдин мустәқиллиқ тәләп қилғанда, куйбәк аһалиси канададин мустәқиллиқ сориғанда “мустәқиллиқ” чүшәнчиси демократийә мәвҗут болған бу әлләрдә һечқандақ мәсилигә тақашмиған. Шундақ болғаникән һазир “тибәт” яки “шәрқий түркистан” дәп атиливатқан, шуниңдәк зорлуқ күчи билән хитайға қошувелинған районларниң мустәқиллиқини тәләп қилишму мәсилә болмаслиқи, шуниңдәк тегишлик йосунда һөрмәтлиниши лазим. Шуңа омуми җәһәттин қариғанда хитай ғәрбниң ярдими билән бай болғансери уларниң көрәңлики вә мутиһәмлики хитай чеграсидин һалқип мана әмди ғәрб дунясиға биваситә қол тиқишқа берип йәткән. Мундақчә қилип ейтқанда уларниң 1990-йиллиридики муштумзорлуқ қилмиши дәврий һалда тохтимастин айлинип һазир техиму зор көләм алған һалда дуняға бир ортақ тәһдитни пәйда қилишқа тәрәққий қилған.
Йиғин әһлигә уйғурлар һәққидә чүшәнчә бәргүчиләрниң йәнә бири әнглийәдики көпкә тонулған уйғур паалийәтчи, дуня уйғур қурултийиниң әнглийәдики вәкили рәһимә мәһмуд болди. . У лагерлар һәққидә ашкара болған мәхпий һөҗҗәтләрдики лагер сүрәтлирини арқа көрүнүш қилған һалда йиғин әһлигә уйғурларниң ким икәнлики, уйғурларниң вәтини қатарлиқ әһваллар һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди. Андин кейин хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики бастуруш һәрикәтлириниң йеқинқи бирнәччә йилда оттуриға чиқип қалған һадисә әмәсликини алаһидә тәкитлиди. Униң қаришичә, 1997-йилидики “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи”, 2009-йилидики “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи”, 2016-йилидин башланған уйғур қирғинчилиқи қатарлиқлар хитай һөкүмитиниң изчил давам қиливатқан уйғурларни бастуруш сияситиниң дәврий һалда давам қилишиниң инкаслири һесаблиниду. Уйғурлар “шәрқий түркистан” дәп атайдиған һәмдә өзлириниң мустәқил дөлитини қуруп баққан бу земинни хитай дөлити зорлуқ күчи арқилиқ ишғал қиливалғанлиқи үчүн улар һәрқачан бу земинниң қолдин чиқип кетишидин, бу макандики ғайәт зор байлиқтин мәһрум қелиштин әндишә қилип кәлгән. Шундақ болғанлиқи үчүн уларниң нәзиридә бу макандики хәлқни йоқ қиливәткәндила бу хил әндишиләрдин халий болғили болиду дәк қариған. Дәл мушу хил идийәниң йетәкчиликидә хитай һөкүмити дәсләпки қәдәмдә бу хил бастурушни лагер шәклидә кеңәйтип милйонларчә уйғурни лагерға қамап болған. Нөвәттә болса бу лагерлардики қирғинчилиқниң көплигән шәкиллири, роһий вә җисманий қийнақлар, хорлуқлар һәмдә мәҗбурий әмгәк һадисисиниң дәлил-испатлири көпләп ашкара болушқа башлиған. Буниңдики әң муһим бир мәзмун хитайлар билән мәдәнийәт, кимлик яки диний етиқад саһәсидә һечқандақ ортақлиқи болмиған уйғурларни хитай қилип өзгәртиш болуп қалған. .
Муһакимә йиғинидин кейин өркәш дөләт вә рәһимә мәһмуд айрим-айрим һалда йиғин иштиракчилириниң уйғурлар вә уйғур қирғинчилиқи һәққидики түрлүк соаллириға җаваб бәрди. Мәлум болушичә, бу хилдики муһакимә паалийәтлири мәлум даиридә уйғур җәмийити дуч келиватқан реаллиқниң һәқиқий қияпитини йорутуп бериш һәмдә хәлқара җәмийәтниң қоллиши вә һесдашлиқини қолға кәлтүрүштә муһим әһмийәткә игә, дәп қаралмақта.