Муһаҗирәттики уйғурлар: “бирликкә кәлгән вә қелиплашқан уйғурчә тамақ тизимликимиз болуши керәк”

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.11.25
zeynidin-tursun-teshwiqat-2 Голландийәниң роттердам шәһиридики “үрүмчи уйғур ресторани” ниң хоҗайини зәйнидин турсун әпәнди уюштурған голландийә парламентиға тәшәккүр ейтиш паалийитидин көрүнүш. 2021-Йили 21-май, голландийә.
Photo: RFA

Дуняниң һәр қайси җайлирида арқа-арқидин ечиливатқан уйғур ашхана, тез тамақхана, арамгаһ вә ресторанларниң мәззилик таамлири шу җайлардики уйғурлар үчүнла әмәс, бәлки йәрликләрни асас қилған башқа хәлқләрму арзулап йәйдиған тамақ түригә айлиниватқанлиқи мәлум.

Нөвәттә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур ашхана вә ресторанлириниң һәммиси дегүдәк мәхсус мулазимәт вә башқуруш юмшақ деталини ишләтмәктә, йәни кишиләр өйидә олтурупму халиған тамиқини тор арқилиқла буйруталайдикән, мәхсус үстәлләрни заказ қилалайдикән.

Мәйли уйғур ашхана-ресторанлириниң өзидә болсун яки торда тамақ заказ қилишта болсун, уйғур тамақлири тизимликидә вә тамақ түрлиридә бирликкә кәлгән, қелиплашқан һәмдә өлчәмлик тамақ наминиң болуши, херидарларниң җиддий тәқаззаси болуватқанлиқи билинмәктә. Бу уйғур тамақлириниң базар тепиши үчүнла әмәс, бәлки йәнә аммибаблишиши вә кәң омумлишиши үчүнму зор әһмийәткә игә икән.

Тамақ нами вә тамақ тизимликидә сақлиниватқан қалаймиқанчилиқлар

Тамақ тизимликидики ғиза намлириниң қелиплашмаслиқи, охшаш бир тамақниң охшимиған ашханиларда охшимиған намларда йезилиши, һәтта хели көп бир қисим уйғур тамақлириниң хитайчә атилиши, муһаҗирәттики уйғур җамаитини чоңқур ойландуриватқан бир мәсилә.

Дуняниң охшимиған җайлирида ечилған 10 дәк уйғур ашхана-ресторанлириниң тор бәтлиридики тамақ тизимликини селиштуруп көрүш арқилиқ, бу мәсилиниң һәқиқәтәнму мәвҗутлуқи мәлум болди.

Мисал үчүн ейтсақ, ләғмән-ләгмән-ләңмән; қорума чөп-сомийән-босо; марҗан чөп-мәрвайит чөп-диң-диң сомийән; қатлима-һорнан-йотаза; түгүрә-бәншир-җувава; йәлқазан шорписи-хого-даңқан шорписи; тоху қорумиси-дапәнҗи, чоң тәхсилик муч тоху қорумиси. . . Вәһаказалар.

Униңдин башқа ашпәзләрдин тартип, мулазимларғичә асасән дегүдәк ашханиларда қорумини “сәй”, айримханини “бошаң”, тетитқуни “вейҗиң” дегәндәк хитайчә аталғуларни ишлитиши, уйғурларниң тамақ мәдәнийитидә вә мулазимитидә җиддий ойланмиса болмайдиған бошлуқларни көрситип бәрмәктә.

Дилнур рәйһан: “тамақлиримизни уйғурчә аташ мустәқиллиқ күришиниң бир қисми”

Явропа уйғур институтиниң мәсули дилнур рәйһан ханим, йеқинқи йиллардин буян уйғур таам намлиридики хитайчә елементларни тазилаш, тамақ тизимликиниң сап уйғурчә болушини капаләткә игә қилиш, шундақла уйғур тамақ намлириниң өлчәмлик вә қелиплашқан болушини тәшәббус қилиш һәрикитини қозғиғучиларниң биридур. У, бизниң уйғур тамақ тизимликиниң бирликкә келиши үчүн немә қилиш керәклики һәққидики соалимизға җаваб берип, тамақ исимлириниң интайин муһимлиқини, униң истемалчиларниң уйғур тамақлириға болған тәсиратини шәкилләндүридиған муһим амилларниң бири икәнликини тәкитлиди.

Дилнур рәйһан, миллий кимликниң бир қисми болған уйғур тамақлири вә уларниң намлириниң истемалчиларға тамак мәдәнийитидин әң бурун сигнал беридиған бир көзнәк икәнликини, шуңиму уйғур тамақлириниң намлирини хитайчә аташқа қәтий болмайдиғанлиқини тәкитлиди.

У буниң җиддий мәсилә икәнликини әскәртип: “уйғур миллий кимликиниң күндилик һаяттики ярқин бир көзники һесабланған уйғур тамақлири тизимликиниң уйғурчә болуши, сәл қарайдиған кичик мәсилә әмәс, бизгә аит һәрқандақ бир мәдәнийәт өрникини сап уйғурчә аташ - мустәқиллиқ күришиниң бир қисмидур” деди.

Зәйнидин турсун: “тамақ тизимликидә хитайчә ишләтмәслик пиринсип болуши керәк”

Голландийәниң роттердам шәһәр мәркизидә ечилған “үрүмчи уйғур ресторани” явропада дәсләп ечилған вә хели тонулған уйғур ресторанлиридин бири һесаблиниду. Ресторан хоҗайини зәйнидин турсун әпәнди өзиниң 10 йиллиқ ресторан ечиш тәҗрибисигә асасән, уйғур тамақлири исимлириниң қандақ йезилишиниң истемалчиларниң қизғинлиқиға һәмдә тәсиратиға қарита зор рол ойнайдиғанлиқини ейтти. Зәйнидин әпәндиниң билдүрүшичә, у ресторанида тамақ намлирини хитайчә атимаслиқ, тамақларға хитайчә тетитқу вә хуручларни ишләтмәсликтин ибарәт икки универсал өлчәмгә риайә қилип кәлмәктә икән. У, ресторанларда тамақ тизимликиниң херидарларниң уйғурларни тонушиға тәсир көрситидиған көзнәк икәнликини чоңқур һес қилған. Зәйнидин әпәнди дуняниң һәр қайси җайлиридин келидиған охшимиған херидарларниң еһтияҗини көздә туруп, тамақ тизимликидә уйғур тамақ намлирини уйғурчә тәләппузи бойичә латинчә язғандин башқа, шу тамақниң рәсими билән инглизчә чүшәндүрүшини қошуп лайиһәлигән. Униң чүшәндүрүшичә, уйғур тамақлириниң уйғурчә әсли нами бойичә йезилиши, херидарларда иллиқлиқ һес қилдуруп, уларни уйғурларниң тамақлириғила әмәс, бәлки мәдәнийитигиму һөрмәт вә разимәнлик туйғуси һасил қилидикән.

Зәйнидин әпәндиниң қаришичә, нурғун херидарлар уйғурларни тонуш яки уларни чүшиништә алди билән уйғурчә тамақ чиқиридиған ресторанларни издәйдикән. Буниңда улар алди билән уйғурларниң көп истемал қилинидиған яки даңқи чиққан тамақлириға вә уларниң намлириға диққәт қилидикән. Шуңлашқа уйғур тамақ тизимликидин йәр алған тамақ түрлири вә намлириниң сап уйғур тилида өлчәмлик, тәртиплик, бирликкә кәлгән вә қелиплашқан һаләттә йезилиши, уйғур тамақлириниң тонулуши һәм йәршарилишишида муһим рол ойнайдикән.

Хәмит керәм: “уйғурлар өз тилида бирликкә кәлгән тамақ тизимликигә моһтаҗ”

Муһаҗирәттики уйғурларниң көпинчиси, уйғур ашхана вә ресторанлиридики тамақ тизимликиниң өлчәмлик вә бирликкә кәлгән болуши, херидарларниң уйғур тамақ мәдәнийитигә болған тонушини шәкилләндүрүшкә, һәтта уйғурларға болған тәсиратини чоңқурлаштурушқа зор тәсир көрситиду, дәп қарайду. Әмәлийәттә уйғур тамақлирини асас қилип ресторан ечиватқан уйғурларниң көп қисми бу нуқтини барғансери чоңқур тонуп йетиватқанлиқи мәлум.

Америка пайтәхти вашингтонда ечилған вә һазирғичә 3 тармақ ресторанға тәрәққий қилған “долан” уйғур ресторани, йеқинқи йиллардин буян йәрлик америкалиқлар тәрипидинму бир қәдәр етирап қилинған даңдар ресторанлардин һесаблиниду. Ресторан хоҗайини хәмит керәм, тамақ тизимликини сап вә өлчәмлик уйғур тилида түзүп чиқишта өзиниңму хели чоңқур ойланғанлиқини, бир қисим уйғур зиялийлири, болупму тилшунаслиқ җәһәттә билими чоңқур болған билим адәмлирини тәклип қилип, бу һәқтә мәхсус пикир алғанлиқини билдүрди. У, уйғур тамақ намлирини бирликкә кәлтүрүш вә өлчәмләштүрүш мәсилисиниң уйғур йемәк-ичмәк тиҗарити билән шуғулланғучилар үчүн һәрвақит вә һәрҗайда толиму зөрүр икәнликини, уйғур тамақлириниң намини уйғурчә атилиши билән дуняға омумлаштуруш зөрүрлүкини тәкитләп өтти.

Хәмит керим ахирида: “уйғурлар өз тилидики қелиплашқан вә бирликкә кәлгән тамақ тизимликигә моһтаҗ” деди.

Абдушүкүр мәмәт: “биз бирликтә қилалаймиз!”

Шиветсийәдики уйғур зиялийси, шаир, дуня уйғур язғучилар уюшмисиниң рәиси абдушүкүр мәмәт әпәнди, уйғур ресторанлирида бирликкә кәлгән вә қелиплашқан уйғур тамақ тизимликиниң болушини, муһаҗирәттә уйғур тилини сақлап қелиш вә тамақлирини дуняға тонутушта һәммидин бурун көңүл бөлидиған бир муһим қурулуш икәнликини тәкитләйду.

Абдушүкүр әпәнди йәнә, уйғур тамақ намлири вә тизимлики тоғрисида илгири вәтәндә нәшр қилинған мәхсус китаблар, юмшақ деталларниң бар икәнликини, бу түрдики китаб вә юмшақ деталларниң уйғур елидики оттура-кичик ашханилар, тез тамақханилар, арамгаһлар вә ресторанларниң әмәлий еһтияҗиға асасән лайиһәләнгәнликини, әмма уни әмәлийәттә қоллинишниң анчә омумлашмиғанлиқини әскәртип өтти. У йәнә пүткүл уйғур тамақлириниң әслидә уйғурчә нами бар болсиму, әмма түрлүк сәвәбләрдин бәзи уйғурчә тамақларни хитайчә намлар билән аташниң омумлишип кәткәнликини, буни түзитишниң толиму зөрүрлүкини тәкитләп өтти.

У ахирида, уйғур тамақ тизимликини қелиплаштуруш, уйғурчә намлирини бирликкә кәлтүрүш, шундақла уни һәрқайси дөләтләрдики херидарларға омумлаштурушниң чәт әлләрдики уйғур кәспий ашпәзләр һәм уйғур билим адәмлириниң һәмкарлиқида чоқум вуҗудқа чиқарғили болидиған иш икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.