Тәтқиқатчи санийә имин: “тәсвирий сәнәт бизниң қаршилиқимиз вә қәйсәрликимизни ипадиләйдиған бир усулдур”

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.11.20
Тәтқиқатчи санийә имин: “тәсвирий сәнәт бизниң қаршилиқимиз вә қәйсәрликимизни ипадиләйдиған бир усулдур” Уйғур етнографийә тәтқиқатчиси санийә иминниң “уйғурларниң чегра һалқиған иҗадий әмгәклири” намлиқ мақалисидә ишлитилгән сүрәт.
remote-xuar.com

Америкада туғулған вә балилиқ чағлириниң көп қисмини үрүмчидә өткүзгән санийә имин, йеқиндин буян көзгә көрүнүшкә башлиған яш уйғур етнографийә тәтқиқатчисидур.

Уйғурларниң муһаҗирәт һаятидики өзгиришләрниң тәсвирий сәнәт вә заманиви иҗадийәттә қандақ әкс әттүрүлгәнлики һәққидә издиниш елип бериватқан тәтқиқатчи санийә имин, өзиниң бу һәқтики қарашлирини “уйғурларниң чегра һалқиған иҗадий әмгәклири” намлиқ мақалисидә тәпсилий шәрһлигән. У, өткән икки йилда алмута вә ташкәнттә өткүзүлгән филим фестивали, гүзәл сәнәт көргәзмиси, шуниңдәк истанбулда өткүзүлгән гүзәл сәнәт лайиһә иҗадийити түригә қатнашқан. Бу җәрянда у охшимиған җуғрапийә вә дөләтләрдә яшаватқан уйғур сәнәткарларниң өзлириниң бәдиий иҗадийәт темилирида муһаҗирәттики мусапирлиқ һаятини қандақ әкс әттүргәнликигә алаһидә диққәт қилған.

Санийә имин өзиниң бу җәһәттики пикир вә қарашлирини йеқинда мәркизи явропадики “уйғур аптоном районини йирақтин етнографийәлик тәкшүрүш” пирограммиси (remote-xuar.com) Торида елан қилған “уйғурларниң чегра һалқиған иҗадий әмгәклири” мавзулуқ мақалисидә нуқтилиқ баян қилған. У мақалисидә, муһаҗирәттә яшаватқан уйғур сәнәткарлириниң тәсвирий сәнәт һәм бәдиий иҗадийәт арқилиқ ана вәтинигә туташқан һес-туйғулири, әслимә вә сеғинишлири, уйғур кимлики, диний етиқади, өрп-адәтлири вә башқа миллий мәдәнийәт елементлири билән сиясий мәйданини қандақ шәкил вә услубта ипадә қиливатқанлиқини инчикилик билән мулаһизә қилған.

Белгийә һөрийәт университетида докторлуқта оқуватқан санийә имин радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң муһаҗирәттики уйғур сәнәткарлириниң бәдий иҗадийәтлири вә униң мусапирәттики көп қирлиқ һаят билән болған бағлиниши һәққидики қарашлирини шәрһийиләп өтти:

“мән 2016-йилидин башлап, өй җабдуқлириниң муһаҗирәттики уйғур аяллирида өй-аилә вә тәвәлик туйғусини қандақ пәйда қилидиғанлиқи; мусапирлиқта йеңи өй-макан қуруш, ана юрт сеғинчиниң мусапирәттики уйғур аяллириниң йеңи өй-макани билән болған бағлиниши тоғрулуқ тәкшүрүш елип бардим. Һалбуки, шу вақитлардин башлап уйғур елидә, , йәни вәтәндә кишиләр топ-топи билән ғайиб болушқа башлиған иди. Шундин кейин вәзийәтму мурәккәплишип кәтти. Буниң нәтиҗисидә муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң һаятидиму нурғун өзгиришләрниң йүз бәргәнликини көрдүм. Дәл мушу өзгиришләр мениң диққитимни қозғап, тәтқиқат вә издинишимни бу нуқтиға мәркәзләштүрүшүмгә сәвәб болди. Мән, уйғур мәдәнийәт мираслиримизниң сақлиниши, давамлишиши, қоғдилиши вә униңға варислиқ қилишта чиң турушни тәкитләш билән бир вақитта йәнә, иҗтимаий муһитниң қандақ өзгириватқанлиқи, муһаҗирәттики уйғурларниң нөвәттики сиясий киризисқа қандақ маслишидиғанлиқи вә униңға қандақ тақабил туридиғанлиқини чүшинишни толиму муһим дәп қараймән. Йәни мән сәнәтниң бу нуқтини намаян қилиштики бир алаһидә йоли болалайдиғанлиқини тонуп йәттим, дәп қараймән.”

Санийә имин 2023-йилидин 2024-йилиғичә болған җәрянда алмута, ташкәнт вә истанбулда өткүзүлгән уйғур сәнәткарлириниң түрлүк шәкилләрдики филим фестивали һәмдә гүзәл сәнәт көргәзмилиригә қатнашқан. У бу һәқтики мәхсус мақалисидә, оттура асиядики уйғур сәнәткарлар билән түркийәдики яш уйғур сәнәткарлар оттурисидики яш пәрқи, мусапирлиқ һаят мусаписиниң узун-қисқилиқи, шуниңдәк вәтән һәққидики әслимә-хатирилириниң аз-көплүки қатарлиқ амилларниң уларниң сәнәт иҗадийитигә қандақ тәсир көрсәткәнликигә алаһидә диққәт қилған.

Санийә имин бу һәқтики инчикә көзитишлирини баян қилип, мундақ деди: “өткән йили алмутада җана-секара филим фестивали өткүзүлмәкчи болди, әмма фестивал башлинишқа бир нәччә күн қалғанда фестивалниң әмәлдин қалдурулғанлиқи уқтурулди. Бу фестивалниң алдинқи йилидики биринчи қетимлиқи наһайити мувәппәқийәтлик болған иди. Һалбуки, иккинчи қетимлиқи йәрлик һөкүмәт тәрипидин бикар қилинди. Демәкчимәнки, қазақистанда өткүзүлмәкчи болған бу бу фестивалниң хитайниң бесими билән әмәлдин қалдурулуши толиму әпсуслинарлиқ иш. Бу фестивалға қоюлидиған әсәрләрдә шәрқий түркистандики уйғур, қазақ қатарлиқ мусулман түркий хәлқләрниң хитайниң зулмиға қандақ учраватқанлиқидәк мәзмунлар асаслиқ мәқсәт қилинған иди. Бәхткә қарши фестивал бикар қилинди. Улар өзлири ойлиғинидәк алмутадики йәрлик тамашибинлар билән алақә қилалмиди, әмма бу фестивални торда өткүзүш арқилиқ, техиму кәң һәм дуняви тамашибинларға еришти.”

Дәрвәқә, йеқинқи йиллардин буян хәлқара җәмийәтниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқини әйибләш, шундақла хитайниң җинайәтлирини җавабкарлиққа тартиш садалири барғансери күчийишкә башлиди. Буниң билән хитай өз җинайәтлирини йошуруш үчүн, кәң көләмлик тәшвиқат алдамчилиқи елип беришқа, һәтта чегра һалқиған бастурушларни ишқа селишқа мәҗбур болди.

Бу һәқтики сөһбитимизгә дахил болған германийәдики уйғур рәссам мәрвайит һапиз ханимму өз қарашлирини баян қилип өтти. Униң тәкитлишичә, уйғурларниң миллий мәдәнийәт-сәнити зор хирисқа дуч келиватқан бүгүнкидәк бир пәйттә, муһаҗирәттики уйғур сәнәткарларниң уйғур мәдәнийәт-сәнәт мираслириға варислиқ қилиши вә уни давамлаштуруши интайин муһим мәсулийәт икән.

Мәрвайит һапиз ханим йәнә, өзиниң узун йиллиқ мусапирлиқ һаяти вә сәнәт иҗадийити җәрянидики мол тәҗрибилиригә бирләштүрүп, уйғурлуқ роһиниң муһаҗирәттики уйғур сәнәткарлириниң иҗадий әмгәклиридә һәрикәтләндүргүчи күч болидиғанлиқини шәрһийиләп өтти.

Санийә имин чегра һалқиған уйғур сәнәткарларниң өз иҗадийәтлиридә уйғур хәлқи коллектип дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқниң чоңқур излирини вә җараһәтлирини түрлүк шәкил һәм услубларда ипадә қилишиниң интайин муһимлиқини тәкитләп, мундақ деди:

“мениңчә, тәсвирий сәнәт бизниң қаршилиқимиз вә қәйсәрликимизни ипадиләйдиған бир усулдур. Демәкчимәнки, бизниң һаят тәсиратлиримиз биз көргән мәдәнийәт, кимлик вә макан тәрипидин бәлгилиниду, һалбуки, бу амиллар асанла контрол қилиниду. Биз һазир хитай компартийәсиниң уйғурлар вәтинидә җиддий түрдә саяһәт тәшвиқати елип бериватқанлиқини көрүватимиз. Мәсилән, улар иҗтимаий таратқулар арқилиқ бизниң нахша-уссул, музика, һәтта тарихимиздики парлақ мәдәнийәт мираслиримизни бурмилап көрситишкә вә йоқитишқа урунуватиду. Улар өзлириниң сиясий еһтияҗи үчүн бизниң тарихимизни қайта йезип, уни хитай милләтчиликиниң пайдисиға маслаштурушни күчәйтиватиду. Әгәр хитайниң йоқитишқа урунуватқини бизниң көз билән көргили болидиған тарихимиз вә реаллиқимиз болидиған болса, ундақта, дәл мушулар сәнәткарлиримиз вә һәр бир уйғурниң өз садасини намаян қилидиған земини болалайду, әлвәттә. Чүнки сәнәткарларниң миллий мәдәнийәтни қайта тәсәввур қилиш вә өтмүшни һазирқи заманға елип кириш иқтидари болупла қалмай, бәлки йәнә һазирқи сиясий реаллиқни сәнәтниң һәр хил иҗадий түрлири ичидә әкс әттүрүп, кәлгүсимиздин бешарәт беридиған алаһидә иқтидариму бар.”

Санийә иминниң билдүрүшичә, у өзиниң дәсләпки мәзгилдики етнографийә тәтқиқатида обйектларниң уйғур сәнити вә мәдәнийитидики символлуқ әһмийитигә алаһидә диққәт ағдурған. Униң көзитишичә, уйғур мәдәнийәт-сәнитигә даир барлиқ елементлар, йәни әнәниви кийим-кечәкләр, чалғу әсваблар, тоқулма буюмлар, һәтта яғач қошуқ яки қапаққа охшаш әнәниви қол һүнәр буюмлириму наһайити күчлүк мәдәнийәт сигналиға игә обйектлар һесаблинидикән. Уларниң мәвҗутлуқи хитайниң мустәмликисигә учраватқан уйғур вә уйғур сәнәткарлири үчүн елип ейтқанда, уйғур кимликини хатириләш вә әслигә кәлтүрүшниң әң конкрет васитиси болалайдикән. Униң қаришичә, мәйли абистиракит яки ашкара шәкилдики обйектлар болсун, тәсвирий сәнәт муһаҗирәттики уйғур сәнәткарлириниң чегра һалқиған иҗадий әмгәклиридә уйғур кимликини ипадиләштики өзгичә позитсийәсини ипадиләп беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.