Әнгилийәдики “SOAS йипәк йоли коллектипи” сәнәт арқилиқ уйғурларниң авазини аңлитишқа тиришмақта
2021.11.29

Лондонниң мәркизигә җайлашқан даңлиқ қәдими черкав-сант-бартоломев черкавида 27-ноябир шәнбә ахшими дутар, раваб, ғиҗәк, даплар билән орунланған уйғур вә өзбек классик нахша-музикилири консерти өткүзүлгән һәмдә кишиләрни һәйран қалдурған.
Мәзкур консертниң орунлаштурушида “гуд фәйт продуктионс”, “тарим тори” қатарлиқ тәшкилатлар билән әнглийилик даңлиқ музикант вә паалийәтчи венстон маршал қатарлиқ шәхсләр асаслиқ рол ойниған. Венстон әпәнди консертниң башлиниш мурасимида сөзлигән сөзидә, 898 йиллиқ тарихқа игә әң чоң вә әң қәдими бу черкавда мәзкур консертни орунлаштурушниң әһмийитини чүшәндүрүп өткән. У милйолиған уйғурлар хитайниң җаза лагерлириға қамилип, ирқий қирғинчилиққа дучар болуватқан бу қийин мәзгилдә өткүзүлгән бу консертниң кишиләргә уйғурлар вә уларниң мәдәнийитини тонуштуруш, уйғурлар вәтинидә йүз бериватқан ечинишлиқ вәзийәтни аңлитиш, һәмдә техиму көп кишиләрниң уйғурларни қоллишини қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилидиғанлиқини әскәртип өткән.
Юқум давамлишиватқан 2 йилдин буян лондонда тунҗи нәқ мәйдан консертни бәргән “SOASйипәк йоли коллектипи”, бу консертниң муқәддимисини мәзкур ансамбилниң қурғучилиридин бири, талантлиқ нахшичи рәһимә махмутниң орунлишидики “гүлшәндики нида” намлиқ нахша билән башлиған.
Тамашабинларниң қизғин алқишлириға әгишип, рәһимә ханим уйғурлар вә уйғур музика мәдәнийити һәққидики қисқичә чүшәнчә берип өткән. У өзиниң кичикидин бу нахшини аңлап чоң болғанлиқини, бу нахшиниң уйғурларниң сеғиниши, болупму өзигә охшаш юрт-маканидин айрилғанларниң аилисигә болған сеғиниш азаби вә вәтән юрт сөйгүсини ипадилигәнлики үчүн өзи толиму яқтуруп ейтидиғанлиқини билдүргән. У ирқий қирғинчилиқиға учраватқан уйғурларға вә өз аилисигә болған чоңқур қайғу-һәсритини ипадиләшни мәқсәт қилип, бу нахшиси таллиғанлиқини тәсирлик сөзләр билән баян қилған. У йәнә уйғурлар хитай һөкүмити тәрипидин ирқий қирғинчилиқ вә һәр түрлүк зулумларға учраватқан бир мәзгилдә бу консертниң уйғурларға мәнивий җәһәттин илһам беғишлайдиғанлиқини тилға алған. У йәнә тамашабинларниң уйғурларниң дәрдигә дәрман болушини вә уларни қоллишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Консерт җәрянида рәһимә ханим тамашибинларға өзи билән тәң сәһнидә музика орундиғучи сәнәткарларни тонуштуруп өткән. Уйғур музикисини тәтқиқ қилғучи доктор рачел һаррис ханим дуттар билән, өзбекстанлиқ сәнәткарлардин аббас қасимов дап билән, имагон фаус ғиҗәк билән, сәрдар мирзахоҗайев равап билән, башқа сәнәткарлар түрлүк чалғулар билән сәһнидин орун алған. Улар рәһимә махмут ханим ейтқан “яру”, “тарим нахшиси”, “ай билән күн яр саңа”, шундақла нава муқаминиң җуласи қатарлиқ уйғур нахшилириға вайиға йәткүзүп музика тәңкәш қилған.
Консерт давамида йәнә һәр бир сазчи айрим-айрим маһарәт көрситип, тамашабинларниң һаяҗанлиқ алқишлириға еришкән.
Консерт ахирида рәһимә ханим куча хәлқ нахшиси “гүлярихан” ни орундиғанда, нәқ мәйдандики тамашабинлар һаяҗан билән бәс-бәстә орунлиридин турушуп уссулға чүшкән. Тамашабинлар сәнәткарларға гүл дәстиләр сунғандин башқа йәнә өзлириниң аҗайип гүзәл вә өзгичә бир кечиликтин бәһр алғанлиқиға, шундақла уйғур сәнитиниң сеһрий күчидин һәйран қелишқанлиқини ипадиләшкән.
Консертни мувәппәқийәтлик ахирлаштурғандин кейин зияритимизни қобул қилған рәһимә мәхмут ханим, уйғур вә өзбек классик нахша-музикилири арқилиқ тамашибинларға уйғурларниң гүзәл музика вә мәдәнийитидин һузурлиниш, техиму муһими уйғурларниң нөвәттики еғир әһвалини чүшиниш пурсити яритип бергәнликидин толиму сөйүнгәнликини ейтти.
Рәһимә мәхмут ханим ахирида “SOASйипәк йоли коллектипи” ниң сәнәткарлири гәрчә юқум сәвәблик икки йилдин буян сәһниләргә чиқалмиған болсиму, әмма өзлириниң системилиқ мәшқ вә репитислирини имканийәтниң баричә давам қилип кәлгәнликини, һәр пурсәттә уйғурларниң вәзийитини аңлитишқа тиришип кәлгәнликини билдүрди.