Уйғур соти үчүн гуваһчилар лондонға җәм болди
Лондонға җәм болған гуваһчилар “уйғур сот коллегийәси” ниң 4-июн башлинидиған соти үчүн җиддий һазирлиқ қилмақта.
-
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021-06-01 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Лондонға җәм болған гуваһчилар “уйғур сот коллегийәси” ниң 4-июн башлинидиған соти үчүн җиддий һазирлиқ қилмақта.
Әнглийә пайтәхти лондондин игилигән мәлуматлиримизға қариғанда, “уйғур сот коллегийәси” ниң 4-июн башлинидиған соти үчүн гуваһлиқ беришни халиған гуваһчилар 27-май дуняниң һәрқайси җайлиридин келип лондонға җәм болған вә нөвәттә коруна вируси синиқи мәзгилини баштин көчүрмәктә икән.
Мустәқил “уйғур сот коллегийәси” ниң хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини баһалашни мәқсәт қилған бу қетимқи тунҗи соти 4-июндин 7-июнғичә 4 күн давам қилидиған болуп, бүгүн, 1-июн күни д у қ рәиси долқун әйса әпәнди лондондин зияритимизни қобул қилғанда бу сотниң яхши бир нәтиҗә билән хуласилинишигә үмид билән қарайдиғанлиқини билдүрди.
Бу қетимқи сотта гуваһлиқ бериш үчүн америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң директори рошән аббас ханимму лондонға йетип кәлгән. У бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда сотта бигунаһ туруп узун йиллиқ қамақ җазасиға мәһкум қилинған һәдиси гүлшән аббас вә йолдиши абдулһәким идрисниң аилисидин қамалған 24 киши үчүн гуваһлиқ беришкә һазирлиниватқанлиқини тилға алди.
Бу қетимқи сотни узундин буян җаза лагерлири вә хитайниң һәр түрлүк зулумлири тоғрилиқ дәлил-испатлар билән тәминләп кәлгән мәркизи норвегийәдики “уйғур әдлийә архип амбири” ниң мәст´ули бәхтияр өмәр әпәндиму лондонға йетип кәлгән болуп, у бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда мәзкур сот үчүн көп әҗирләр сәрп қилинғанлиқини тәкитлиди. У сөзидә “уйғур әдлийә архип амбири” ниң узундин буян топлап кәлгән җаза лагерлириға а´ит материяллирини гуваһлиқ сүпитидә сотта оттуриға қойидиғанлиқини баян қилди.
Мәлум болғинидәк, хитай һакимийити 25-май күни ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп “уйғур сот коллегийәси” гә һуҗум қилған һәмдә гуваһчиларға бу сотқа қатнашмаслиқ һәққидә тәһдит селип кәлгән. Лондонға йетип барған д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу хусуста пикир баян қилғанда, хитайниң түрлүк һуҗумлири вә тәһдитлиригә қаримай сотниң тәйярлиқ хизмәтлириниң оңушлуқ елип бериливатқанлиқини әскәртти.