“уйғур сот коллегийәси” ниң “ирқий қирғинчилиқ” һәққидә чиқиридиған қарари кишиләрниң диққәт нуқтисиға айланмақта
2021.09.17
Әнглийә пайтәхти лондон шәһиридә қурулған “уйғур сот коллегийәси” тәрипидин бу йил июн вә сентәбирдә җәмий 8 күн өткүзүлгән уйғурларға йүргүзүливатқан зулум һәққидики гуваһлиқ аңлаш йеғини 13-сентәбир күни ахирлашти.
“уйғур сот коллегийәси” орунлаштурған барлиқ гуваһлиқ бәргүчиләрниң гуваһлиқи ахирлашқандин кейин “уйғур сот коллегийәси” ниң баш адвокатлиридин бир болған һамид саби әпәнди гуваһлиқ аңлаш йеғинидин хуласә чиқарди. Һамид саби әпәндиниң билдүрүшичә, “уйғур сот коллегийәси” ниң икки қетимлиқ мәзкур сот коллегийәси 70 дин артуқ гуваһчиниң гуваһлиқини аңлиған. 30 Дин артуқ тәтқиқатчи 10 миң саәттин артуқрақ вақит сәрп қилип, 500 дин артуқ гуваһчиниң язма гуваһлиқини өз ичигә алған нәччә йүз миң бәтлик һөҗҗәтләрни тәкшүргән.
Һамид саби әпәнди бу йил июн вә сентәбирдә җәмий 8 күн өткүзүлгән гуваһлиқ аңлаш йеғинида берилгән гуваһлиқларниң асасий мәзмунини мундақ йиғинчақлиди: “бизниң топлиғанлиримиз пәқәтла истатистика әмәс. Силәргә көрситәлигинимиз пәқәт ‛муз тағ‚ ниң көрүнгән қисми. Вақит мунасивити, җинайәт йүз бериватқан орун, йәни шинҗаң уйғур аптоном райониға биваситә берип испат топлиялмиғанлиқимиз үчүн, коллегийә еришәлигән чәклик мәнбә вә тәтқиқатчиларниң тәтқиқати арқилиқ коллегийә вәзиписини тамамлиди. Икки қетимлиқ, 8 күн өткүзүлгән гуваһлиқ аңлаш йеғинда гуваһчилар айродромдин, өйидин, һәтта сақчиханиға чақиртилған йәрдин қанунсиз һалда тутуп кетилгәнликини ейтти. Улар йәнә лагерларда нормидин җиқ адәмни бир кичик өйгә қамайдиғанлиқи, лагер шараитиниң интайин начарлиқи, ухлатмаслиқ, җинсий хорлаш вә токқа четиш қатарлиқ һәр хил қийнаш усуллириға учриғанлиқи һәққидә гуваһлиқ бәрди. Лагерда уларға даим ениқ болмиған дора ечкүзүлгән, окул урулған. Лагер шаһитлири йәнә аялларни нишан қилған җинсий таҗавузчилиқ, мәҗбурий туғмас қилиш, һамилини чүшүрүветиш қатарлиқ уйғур аяллири учраватқан еғир зулумларни аңлатти. Аилисидин айриветилгән балилар, мәҗбурий әмгәк, әрләр тутулуп кәткән аилиләргә йәрләштүрүлгән хитай кадирлар һәққидә нурғун испатлар оттуриға қоюлди. Лагерға вә түрмиләргә соланғанларниң һечқайсисиға адвокат берилмигән, сот ечилмиған. Һечбир қануний тәртипкә чүшүрүлмәй, удулла соланған. Бу қисқиғинә вақитта барлиқ гуваһлиқлиқларни йиғинчақлаш мумкин әмәс. Шуңа силәрниң гуваһчиларниң тор бетимизгә қоюлған язма гуваһлиқини вә гуваһлиқлриниң тәрҗимисини көрүшүңларни тәвсийә қилимән.”
“уйғур сот коллегийәси” елип барған гуваһлиқ аңлаш йеғининиң риясәтчиси җеффирий найисниң билдүрүшичә, “уйғур сот коллегийәси” юқирида ейтилған дәлил-испатларға асасән 12-айниң 9-күни ахирқи һөкүмни чиқиридикән.
Уйғур мәсилисини аңлитишта актип рол ойнаватқан кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә журналист бәнедкит роҗирис әпәнди “‛уйғур сот коллегийәси‚ хитайниң бесимиға писәт қилмиди” намлиқ мақалисидә мундақ дәп язған: “коллегийәниң ахирида қандақ һөкүм чиқиришидин қәтийнәзәр йәни уйғурларға йүргүзиливатқан зулумни ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп бекитиш яки бекитмәсиликидин қәтийнәзәр, бу гуваһлиқ аңлаш йеғини нурғун тәрәпләрдин қариғанда, һәқиқәтәнму қалтис болди.”
Ирқий қирғинчилиққа тақабил туруш бирләшмисиниң қурғучлиридин бири, шундақла дуня уйғур қурултийиниң мәслиһәтчиси лук ди пулфорд әпәнди биринчи вә иккинчи қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йеғиниға нәқ мәйдандин қатнашқан. У бу қетимқи гуваһлиқ аңлаш йеғини ахирлашқанда, зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мән бу қетимқи гувһлиқ аңлаш йеғиниға қатнаштим, йиғин наһайити қайил қиларлиқ болди. Бу қетимқисида алдинқи қетимқисиға селиштурғанда пакит көрсәткән гуваһчилар азрақ, тәтқиқат нәтиҗиси арқилиқ гуваһлиқ бәргәнләр көпрәк болди. Бу коллегийәниң қарари үчүн наһайити пайдилиқ. Хитайниң әнгилийәдә турушлуқ әлчиханиси әнглийә һөкүмитидин гуваһлиқ аңлаш йеғинини тохтитишни тәләп қилди. Мениңчә, әнгилийә һөкүмити күчлүкрәк инкас қайтуруши керәк. Әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң әнсиришиниң һаҗити йоқ иди. ‛уйғур сот коллегийәси‚ тәрәпсиз, қанунға, пакитқа асасән һөкүм чиқириду. Әнгилийә һөкүмити барлиқ күчи билән бу мәсилиниң аңлинишиға, һәқиқәтниң оттуриға чиқишиға ярдәм қилиши керәк.”
BBC Агентлиқиниң 14-сентәбир елан қилған хәвиригә қариғанда, әнглийә төвән палата башлиқи линдсай һойле вә юқири палата башлиқи лорд мак фал “хитайниң әнглийә парламент әзалириға қарита йүргүзгән җазалири әмәлдин қалдурулмиғичә, хитай баш әлчисиниң парламент бинасиға киришини чәкләш” ни тәләп қилған.
-26Март күни хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси, җаза лагерлириға қарши туруп уйғурларниң инсаний һәқлирини қоғдаш тәрәпдари болған әнглийәниң мунасивәтлик шәхс вә орунлириға қарита җаза йүргүзгәнлики һәққидә баянат елан қилған иди. Хитай җаза тәдбири елан қилған парламент әзалири парламент бинасида өткүзүлидиған зияпәткә хитайниң әнглийәдики баш әлчиси җең зегуаңниң қатнишишиға кәскин қаршилиқ билдүргән вә хитайниң әнглийәдики баш әлчисиниң әнглийә парламент бинасиға кириши чәкләнгән.
Бәнедкит роҗирис әпәнди мақалисидә хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқни қоғдашни тәшәббус қилған әнглийә парламент әзалириға җаза елан қилишиниң вә “уйғур сот коллегийәси” ниң һәқиқәтни пүтүн дуняниң көзи алдида оттуриға чиқиришиға тосқунлуқ қилишиниң бир бимәнилик икәнликини оттуриға қойған. У йәнә бейҗиңниң “уйғур сот коллегийәси” ниң язған хәтлиригә вә гуваһлиқ аңлаш йеғиниға адәм әвәтиш тәклипигә җаваб бәрмигәнликини әскәрткән.
Лук ди пулфорд әпәнди “уйғур сот коллегийәси” ниң қарари һәққидә көзқарашлирини оттуриға қоюп мундақ деди: “мениңчә, испатлар өзи ‛сөзлисун‚. Әгәр испатлар қанун бойичә ‛ирқи қирғинчилиқ‚ икәнликини испатлиялиса яхши, әгәр испатлиялмиса яки ‛уйғур сот коллегийәси‚ испатларни йитәрсиз дәп қарисиму, йәнила нурғун испатлар оттуриға чиқти. Шуңа һазир биз пәқәт ‛уйғур сот коллегийәси‚ ниң иш беҗириш җәряниға ишинишимиз һәмдә ахириқи нәтиҗисини сақлишимиз керәк.”









