Уйғур тебабәт дохтурханисиға орнитилған ғазибайниң һәйкили еливетилгән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.11.20
ghazibay-heykel-uyghur-tebabet.jpg Уйғур аптоном районлуқ уйғур тебабәт дохтурханисиниң қорусиға орнитилған, һазир чеқиветилгән, уйғур тебабитигә символ болуватқан ғази байниң һәйкили. 2017-Йили, үрүмчи.
Photo: RFA

Мәлум бир аңлиғучимиздин йеқинда радийомизға әвәтилгән бир учурда “чен чүәнго уйғур мәдәнийитини йоқ қиливатқан бир мәзгилдә, уйғур тебабитигә символ болуватқан һәйкәлму йоқ қилинди” дейилгән иди. Бу учурға үрүмчидики уйғур аптоном районлуқ уйғур тебабәт дохтурханисиниң қорусиға орнитилған, ақ мәрмәрдин ясалған интайин көркәм бир һәйкәлниң сүритиму қошуп әвәтилгән иди.

Сүрәттики һәйкәлниң астиға уйғур вә хитай икки хил йезиқта “ғази бай”, “миладидин бурун 450-330 йил” дегән сөзләр алтун һәл берип йезилған иди. Һәйкәлниң арқа көрүнүшидә аптоном районлуқ уйғур тебабәт дохтурханисиниң бинаси вә мунари рошән көрүнүп туратти.

Әркин асия радийоси хадимлириниң сүний һәмрадин тартилған сүрәт хатирилирини тәкшүрүп вә селиштуруш нәтиҗисигә қариғанда, 2017-йли 10-айниң 26-күни тартилған сүрәтләрдә ғазибайниң бу ақ мәрмәр һәйкили ениқ көрүниду. Әмма 2018-йили 3-айниң 9-күнидин кейин тартилған бу дохтурханиниң сүрәтлиридә болса бу һәйкәлниң орни тамамән қуруқ.

QQ Торида 2017-йили тарқитилған уйғур тебабәт дохтурханиси тонуштурулған бир тәшвиқат филимидә, мәзкур дохтурханиниң муавин башлиқи турғун һашим сөзләватқанда арқа көрүнүштә ғазибайниң һәйкили ениқ көрситилгән.

2019-Йили 8-айниң 16-күни тарқитилған бу дохтурханидики барлиқ дохтур вә хадимларниң дохтурхана бинаси алдида байрақ чиқириватқан вә хитайниң қизил нахшисини ейтиватқан бир тәшвиқат филимидә қорудики һәйкәл күрүнмәйду. Филимдики көрүнүшләрдин әслидики һәйкәл қоюлған бу орунниң байрақ чиқириш мәйдани қилип өзгәртилгәнликини көрүвалғили болиду.

Үрүмчидики уйғур тебабәт дохтурханисидин телефон арқилиқ алған мәлуматлиримизда, бу дохтурхана һойлисидики ғазибайниң һәйкилиниң еливетилгәнлики дәлилләнди.

Бир яш уйғур сестраниң билдүрүшичә, ғазибайниң һәйкили мәзкур дохтурханиниң 17 қәвәтлик йеңи бинаси пүтүп болғанда, йәни тәхминән 2015-йилиниң ахирлири, 2016-йилиниң башлири орнитилған икән. У өзиниң бу һәйкәлниң қачан вә немә үчүн еливетилгәнликидин хәвири йоқлуқини билдүргән болсиму, әмма у 2017-йилиниң ахиридин башлап уйғур тебабәт дохтурханисини башқа чоң дохтурханиларға охшаш өлчәмләштүрүшкә башлиғанлиқини қистуруп өтти.

Ғазибайниң һәйкилиниң немә үчүн еливетилгәнликигә җаваб тепиштин илгири “ғазибай ким” дегән соалға җаваб издишимзгә тоғра келиду.

Бәзи язма мәнбәләрдә ғазибайниң уйғур тебабәт илми вә уйғур қәдимий доригәрликиниң асасини салғучи тебабәт пешваси икәнлики тилға елиниду. Йәни миладийидин илгири 375-460-йиллар арисида өткән тевип ғазибайниң хотәндә яшиғанлиқи, униң 312 хил дора һәққидә “ғазибайниң от-чөп дорилар қамуси” дегән мәшһур китабни язғанлиқи баян қилинған.

-2016 Йилидин башлап түркийәгә йәрләшкәндин кейин уйғур тебабәт тәтқиқати вәхпиниң рәиси болуп хизмәт қиливатқан даңлиқ уйғур тевип мутәллип әлиһаҗим бизни ғазибай һәққидә техиму толуқ мәлуматлар билән тәмин әтти.

Мутәллип әлиһаҗимниң чүшәндүрүшичә, уйғур тебабити һәққидә мәлумати бар кишиләрниң һәммиси ғазибайни билидикән. Чүнки ғазибайниң қисқичә тәрҗимиһали уйғур елидики уйғур тебабәт мәктәплириниң оқутуш материяллириға мәхсус дәрслик сүпитидә киргүзүлгән икән. Гәрчә уйғур тебабитини уйғурларниң тарихи инсанлар пәйда болған тарих билән баравәр дәп қаралсиму, әмма уйғур тебабитиниң 2500 йилдин артуқ тарихқа игә икәнликини испатлашта ғазибай вә униң қамуси әң ачқучлуқ илмий вә тарихий пакит һесаблинидикән.

Мутәллип әлиһаҗим илгири хотән вилайәтлик уйғур тебабәтчилик дохтурханиси вә уйғур тебабәтчилики алий техникомида 30 йилдин артуқ әмәлий давалаш вә оқутуш хизмити билән шуғулланған икән. У уйғур тибабәтчилик-доригәрлик тоғрисида 30парчидин артуқ теббий китаб вә дәрслик язған икән. У 2016-йили түркийәгә кәлгән икән.

Түркийәдә чиқиватқан уйғур тибабәтчилик-доригәрлик илми журнилиниң-2019 йиллиқ тунҗи санида бесилған, мутәллип әлиһаҗимниң ғазибай тонуштурулған мақалисидә көрситилишичә, милади 1200-йиллири һиндистанда нәшр қилинған “һәдиқәтул әқалим” (һәр қайси әлләр тәзкириси) дегән қамуста ғазибай һәқиқдә мундақ мәлуматлар йезилған икән: “тарим яйлиқидики ғазибай қәдимки хотән даирисидики нурғун дориларни йәкүнләп, 312 маддилиқ дора қамуси язған. Буниңдин хәвәр тапқан юнанлиқ алим әплатон өз шагиртлирини униң алдиға әвәткән. Улар нәччә миң хил өт-чөп дориларниң тарим вадисиниң һәммила йерини қаплиғанлиқини көргән. Улар ғазибайниң қамусини көрүп, униң илмигә апирин оқуған. Униң бу әсәрни аз дегәндә миладидин 350 йиллар илгири йезилған дәп қарашқа болидикән.”

Мутәллип әлиһаҗимниң билдүрүшичә, уйғур тебабәт дохтурханисиға қоюлған ғазибайниң һәйкили униң тунҗи һәйкили әмәс икән.

Униңдин бурун уйғур тебабәт доригәрликиниң тәрәққиятиға алаһидә төһпә қошқан вә хитай тәрипидин түрмигә қамалған дохтур халмурат ғопур ғазибайниң уйғур тебабитидики орнини бекитиш вә униң һәйкилини тикләштә алаһидә рол ойниған икән. Ғазибайниң тунҗи һәйкили әң аввал халмурат ғопур башчилиқида үрүмчидә қурулған чи каң уйғур дора завути қорусиға, 2005-йилила орнитилип болған икән.

Әмма халмурат ғопур тутқун қилинғандин кейин, ғазибайниң бу тунҗи һәйкилиниң тәқдириниң қандақ болғанлиқи мәлум әмәс.

Уйғур әнәниви тебабәт пешваси ғазибайниң уйғур тебабәт дохтурханиниң һойлисиға қоюлған символ характерлик һәйкилиниң еливетилгән вақти 2017-йилиниң ахирлири, йәни бу вақит уйғур көзәткүчилириниң нәзиридә чен чуәнгониң уйғур мәдәнийәт қирғинчилиқини күчәйткән мәзгили билән охшаш бир вақитқа тоғра келиду.

Хитай һөкүмити чен чүәнгони уйғур елини идарә қилишқа йөткәп кәлгәндин буян зиянкәшликкә учриған ғоллуқ зиялийлардин доктор халмурат ғопур 2017-йили декабирда тутқун қилинған вә 2018-йили “бөлгүнчилик җинайити” билән икки йил кечиктүрмә өлүм җазасиға һөкүм қилинған иди.

-2017 Йилидин башлап, хитай даирилириниң уйғур тебабәт дорилириниң аталғусини бирликкә кәлтүрүш, тевипларниң давалаш кинишкисини елиш үчүн бирдәк хитайчә имтиһанға қатнишишни шәрт қилиш, йәрлик қәдимий дора ретсеплирини кәң түрдә хитай завутлирида ишләпчиқириш, хитай тебабәт дориханилири билән наһийә дәриҗилик һөкүмәт игиликидики уйғур тебабәт дохтурханилирини қошуветишкә охшаш тәдбирләрни иҗра қилиш давамида, 2500 йилдин узун тарихқа игә уйғур тебабити еғир вәйранчилиқ вә тәһдиткә йүзләнгәнлики мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.