Уйғур тәнһәрикәтчиси нариман қурбаноф асия мусабиқисидә күмүш медалға еришти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2022.06.23
Уйғур тәнһәрикәтчиси нариман қурбаноф асия мусабиқисидә күмүш медалға еришти Доһада өткән гимнастика бойичә асия мусабиқисидә нариман қурбаноф яғач атта оюн көрситиш түри бойичә иккинчи орунни игилигән. 2022-Йили 18-июн, қатар.
RFA/Oyghan

Кейинки вақитларда қазақистандики рус тиллиқ аммиви ахбарат васитилири вә иҗтимаий таратқулириниң диққити гимнастика бойичә дуня мусабиқилиридә яхши көрсәткүчләргә еришиватқан уйғур йигити нариман қурбанофта болмақта. Йеқинда, йәни 15-18-июн күнлири қатар пайтәхти дохада өткән гимнастика бойичә асия мусабиқисигә қазақистан командисиму қатнишип, омумий нәтиҗиләр бойичә 5-орунни игилигән. Шу җүмлидин команда әзаси, йәни қазақистанниң алмута шәһиридә туғулуп өскән уйғур миллитиниң вәкили нариман қурбаноф күмүш медалға еришкән. У илгириму қазақистанниң шәнини қоғдап, бир нәччә дуня мусабиқилиригә қатнашқан вә бу җәрянда чоң утуқлар қазинип, командисини, ата-анисини, устазлирини, пүткүл уйғур җамаитини хушал қилғаниди. Бу қетим нариман қурбаноф тоғрилиқ хәвәрләр униң рәсими билән қазақистанниң “нур”, “қаз таг”, “литер”, “қазақахбарат” охшаш әң инавәтлик ахбарат васитилиридә елан қилинған.

Мәзкур аммиви ахбарат васитилиридин мәлум болушичә, дохада өткән гимнастика бойичә асия мусабиқисидә дуняниң һәр қайси мәмликәтлиридин кәлгән тәнһәрикәтчиләр гимнастикиниң һәр хил түрлири бойичә өз һүнәрлирини намаян қилған. Нариман қурбаноф бу қетимму яғач атта оюн көрситиш түри бойичә маһаритини намаян қилип, иккинчи орунни игилигән болса, биринчи орунни ийорданийә, үчинчи орунни хитай гимнастикичиси игилигән.

Доһада өткән гимнастика бойичә асия мусабиқисидә нариман қурбаноф(солда) яғач атта оюн көрситиш түри бойичә иккинчи орунни игилигән. 2022-Йили 18-июн, қатар.
Доһада өткән гимнастика бойичә асия мусабиқисидә нариман қурбаноф(солда) яғач атта оюн көрситиш түри бойичә иккинчи орунни игилигән. 2022-Йили 18-июн, қатар.
RFA/Oyghan

Биз нариман қурбаноф билән алақиләшкинимиздә у радийомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “бу мениң қитәләрниң өз алдиға өткүзгән мусабиқисидики тунҗи медалим. Бу қетим мән маһаритимни хели яхши орунлидим. Өз алдимға иҗра қилип көрситимән дәп ойлиған барлиқ қийин маһарәтләрни толуқ көрситәлмигәнликим үчүн алтун медални қолдин берип қойдум. Командимизға бәш әң күчлүк командилар қатариға кириш вә икки медални қолға кәлтүрүш вәзиписи қоюлғаниди. Шуниңға тиришип, биз һәқиқәтәнму бәш әң күчлүк команда қатариға кирип, икки медалға ериштуқ вә дуня мусабиқисигә рухсәт қәғизи алдуқ. Мән күмүш медал, сәпдишим милат карими мис медалға ериштуқ. Мениң асасий риқабәтчим тәйвәнлик ли чинкәй болди. У өткән йили тәнһәрикәтниң мушу түри бойичә олимпик чемпийони болғаниди. Мән униң билән бурундинла мусабиқилишишни арман қилған. Бу қетим мән уни йеңивалдим. Мән бир нәччә хаталиқларни өткүздүм. Шуниң үчүн алтун медалға еришәлмидим. Әмма асия мусабиқисидә күмүш медалму бу хели мунасип нәтиҗә. Мән һазир мушу йил авғуст ейида болидиған ислам әллириниң мусабиқисигә, андин ноябирда болидиған дуня мусабиқисигә тәйярлиниватимән. Мениң баш мәқситим алтун медал үчүн күрәш қилиш”.

Радийомиз зияритини қобул қилған “кентавр” қабилийәтлик тәнһәрикәтчиләргә ярдәм қилиш җәмийәтлик фондиниң президенти, қазақистанниң хизмәт көрсәткән тренер, нариман қурбанофниң устази мәхмут искәндәроф әпәнди дохада интайин чоң дәриҗидә мусабиқиниң болуп, униңда шагиртлириниң йәткән утуқиға наһайити хушал болғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “пүткүл асия, җүмлидин 15тин ошуқ әң күчлүк командилар қатнашти. Униңға хитай, японийә, корейә, вийетнам, тәйвәнгә охшаш гимнастика бойичә күчлүк дөләтләрниң олимпик мусабиқилири чемпийонлири, көп мәртәм дуня чемпийони аталған тәнһәрикәтчиләр иштирак қилди. Һәқиқәтәнму бу һәйвәтлик мусабиқә болди. Мана шундақ күчлүк командиларниң қатнишишиға қаримай, биз әң күчлүк бәш команда сепигә киришкә тириштуқ һәм мәқситимизгә йәттуқ. Әмди мушу утуқимиз командимизға өктәбир ейида әнглийә шәһири ливерпулда өтидиған дуня мусабиқисигә қатнишишиға йол ачти”.

Мәхмут искәндәроф қазақистанлиқ тәнһәрикәтчиләрниң, болупму нариман қурбаноф билән милат кариминиң бу қетимқи утуқиниң қазақистан үчүн чоң йеңилиқ болғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “нариман өзини тонутти. Униң тизимида дуня мусабиқисиниң бир нәччә басқучлири бойичә мис медалларму, күмүш медалларму, алтун медалларму бар. Лекин асия мусабиқиси медали йоқ иди. Нариман дохада дуняниң әң күчлүк тәнһәрикәтчилири билән күрәшкә чүшти. Бу чоң гәп. Мәзкур мусабиқидә, әлвәттә, йиқилип чүшкәнләрму болди. Хаталиқ өткүзгәнләрму болди. Нариман бу қетим өзини қаттиқ сақлиди. Һәтта бәзи мәшиқлирини аддийлаштурушқа тоғра кәлди. Шуниң үчүн иккинчи орунға чүшүп қалди. Һәр бир һәрикәттә тәнһәрикәтчиниң психологийәсиму чоң рол ойнайду. Нариманни бу тәрәптинму мән яхши билимән. Униң һазир кәйпияти үстүн. Әмди нариман мәшиқлирини пәйдин-пәй мурәккәпләштүриду. Милат каримиму яхши һүнәр көрсәтти. Униңму өзигә хас алаһидиликлири бар.”

Мәхмут искәндәрофниң ейтишичә, қазақистанлиқ гимнастикичилар, җүмлидин қазақистанлиқ уйғур тәнһәрикәтчиләр келәчәктиму чоң утуқларни қолға кәлтүрүшкә бар вуҗуди билән тиришмақта. Улар һазир өзлириниң яш болғиниға қаримай, чоң пиланларни қурмақта. Мәлум болушичә, қазақистан уйғурлири арисидин тәнһәрикәтниң бокс, тайкәвандо( йәкмуйәк елишиш ), җию җитсу(биразилийәчә елишиш), чамбашчилиқ, гимнастика вә башқа түрлири бойичә дуня чемпийонлири йетишип чиққаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.