Қазақистанниң яркәнт шәһиридә тәнһәрикәт чемпийонлири тәқдирләнди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2022.09.07
tenheriket-mukapat-1.jpg Қазақистанниң яркәнт шәһири панфилоф наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизидә болуп өткән учришишта җумһурийәт вә дуня дәриҗисидә тонулған тәнһәрикәтчиләр тәқдирләнди. 2022-Йили сентәбир, қазақистан.
RFA/Oyghan

Йеқинда қазақистанниң яркәнт шәһиридә орунлашқан панфилоф наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң мәҗлис залида болуп өткән учришишта җумһурийәт вә дуня дәриҗисидә тонулған тәнһәрикәтчиләр тәқдирләнди. Униңға җәмийәтлик бирләшмиләр вәкиллири, зиялийлар, юрт-җамаәт актиплири қатнашти.

Қазақистанниң панфилоф наһийәси, йәни яркәнт тәвәси уйғур ели билән чегридаш район болуп, униңда қазақлар, уйғурлар вә башқиму милләтләр яшайду. Әйни вақитларда бу юрттин көплигән дөләт вә мәдәнийәт әрбаблири, язғучилар, сәнәткарлар, игилик рәһбәрлири вә башқилар йетилип чиққан. Кейинки вақитларда бу райондин яш тәнһәрикәтчиләрму тәрбийилинип чиқиватмақта. Улар тәнһәрикәтниң һәр хил түрлири бойичә җумһурийәтлик вә дуня миқясида мусабиқиләргә қатнишип, зор нәтиҗиләргә еришмәктә. Шулар ичидә тәнһәрикәтниң “грепплиң”, йәни йеқиндин арилаш челишиш түри бойичә мусабиқиләргә қатнашқанларму бар.

Қазақистанниң яркәнт шәһири панфилоф наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизидә болуп өткән учришишта җумһурийәт вә дуня дәриҗисидә тонулған тәнһәрикәтчиләр тәқдирләнди. 2022-Йили сентәбир, қазақистан.

“грепплиң” адәттә бир нәччә хил челишиш, шу җүмлидин биразилийәдә җю-җитсуниң техникисини өз ичигә алған тән-һәрикәтниң бир түридур. Нур-султанда өткән бу масабиқә “грепплиң” һәвәскарлириниң дуня бирләшмиси тәрипидин уюштурулған.

Яркәнт шәһиридә өткән учришишниң уюштурулушиға мәмликәт пайтәхти нур-султан шәһиридә “грепплиң”, йәни йеқиндин арилаш челишиш түри бойичә яш өсмүрләр арисида болуп өткән асия мусабиқиси асасий сәвәб болған. Униңда сөзгә чиққан наһийәлик уйғур мәркизиниң рәиси азад гайитоф, җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи башқармисиниң әзаси сабит һаҗим йүсүпоф, пешқәдәм устаз алимҗан ташмәтоф, мәдәнийәт мәркизи йенидики ханим-қизлар кеңишиниң рәиси маһинур аюповалар учришишқа тәклип қилинған сәнәткарлар билән бир қатарда көп сандики тәнһәрикәтчиләрниму еришкән утуқлири билән қизғин тәбрикләп, совғилирини тапшурди. Шулар ичидә йеқинда америка қошма штатлириниң шарлотт шәһиридә өткән артислиқ су үзүш бойичә дуня мусабиқисидә мис медалға еришкән ясмина исламоваму болди.

Қазақистанниң яркәнт шәһири панфилоф наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизидә болуп өткән учришишта җумһурийәт вә дуня дәриҗисидә тонулған тәнһәрикәтчиләр тәқдирләнди. 2022-Йили сентәбир, қазақистан.

Учришиштин үч күн илгири яркәнт аһалиси нур-султан шәһиридин қайтқан асия чемпийонлирини дағдуғилиқ күтүвалди.

Әнә шу асия мусабиқисидә биринчиликкә еришкән фарух мәрүпҗанофниң ейтишичә, “гратсиябарра-яркәнт” кулубидин 20 гә йеқин тәнһәрикәтчи қатнишип, уларниң 19 нәпири чемпийон болған. Алпамис усабайеф, иляс абдуллайеф, сайит иминоф, сафина салайдинова шулар җүмлисидин. Мәзкур кулубни һазир челишишниң бир нәччә түрлири бойичә җумһурийәт вә хәлқара дәриҗидики тәнһәрикәт маһири бәхтияр тайипоф башқуриду. Омумән мусабиқигә русийә, қирғизистан, өзбекистан, қазақистандин болуп, 100 дин ошуқ тәнһәрикәтчи иштирак қилған.

2006-Йили яркәнт шәһиридә туғулуп, һазир җамбул намидики оттура мәктипиниң 11-синипида оқуватқан фарух мәрүпҗаноф мәзкур мусабиқидә йеңип, алтун медалға еришкән.

Қазақистанниң яркәнт шәһири панфилоф наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизидә болуп өткән учришишта җумһурийәт вә дуня дәриҗисидә тонулған тәнһәрикәтчиләр тәқдирләнди. 2022-Йили сентәбир, қазақистан.

У мундақ деди: “мениң җю-җитсу билән шуғуллиниватқинимға бу йил төт йил болди. Мениң тәнһәрикәткә қизиққанлиқимға ата-анам қарши болмиди. Мәктәптики муәллимлиримму қоллиди. Бу мән өзүм талливалған тән-һәрикәт түри болғанлиқтин мән уни ахириғичә давам қилимән, дәп ойлаймән. Бу мениң тунҗи қетим юқири дәриҗидики мусабиқигә қатнишип турғиним. Шериклиримни йеңип, маңа медал тапшурғанда қаттиқ хушал болдум вә мәғрурландим. Бу мусабиқигә қатнишиштин илгири бизгә қаттиқ тәләп қойди. Узақ таллиди. Қазақистан бойичә бир нәччә мусабиқиләргә қатнаштуқ. Әмди мениң алдимға қойған мәқситим дуня мусабиқисигә қатнишиш. Бу мениң әң биринчи чоң утуқум. Әлвәттә, мән биринчи нөвәттә, мени даим қоллап кәлгән ата-анамға рәһмәт ейтимән. Шундақла бизниң тренеримиз бәхтияр тайипофниң роли чоң болди. У вақтини, билимини, күчини айимай, даим биз билән биллә болди. Униң башчилиқида бизниң команда бир нәччә хәлқара мусабиқиләргә қатнишип, ғалип аталди. Бизниң бу қетимқи утуқимизни яркәнт хәлқи кочиға чиқип қарши алди. Биз буниңдин қаттиқ роһландуқ.”

Наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари турғанҗан зайитоф мундақ деди: “яркәнт тәвәси көплигән тәнһәрикәтчилири билән пәхирлиниду. Бу олимпик оюнлириниң чемпийони нурбақит теңизбайеф, җю-җитсуни яркәнткә елип кәлгән арман розахуноф, һазирқи мәшиқләрни үгәткүчиләр йүсүпҗан вәлийеф, илшат османоф, бәхтияр тайипоф, әквәрҗан ниязоф. Чоң чиған оттура мәктипиниң тәнтәрбийә муәллими әзиз абдусаламоф билән ялқунҗан ғоҗашефниң шагиртлири-валиболчи қизлар қазақистан җумһурийитиниң чемпийонлири аталди. Наһийәдә кичик балилар вә өсмүрләр тәнһәрикәт мәктипи билән 50 тин ошуқ кулубта путбол, валибол, шаһмат, шашка, җю-җитсу вә башқилардин мәшиқлиниватқан балилар көп.”

Яркәнт тәвәсидин илгириму тәнһәрикәтниң һар хил түрлири бойичә чемпийонлар чиққан. Қазақистан, асия қитәси вә дуня бойичә өткүзүлгән мусабиқиләрдә бир нәччә мәртәм чемпийон болғанларниң маһири гүлминәм иминоваму җю-җитсу вә “грепплиң” билән шуғуллинип келиватиду. У юқирида аталған бәхтияр тайипофниң шагирти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.