Қазақистан уйғур тәнһәрикәтчилири дуня мусабиқилиридә көпләп чемпийон болмақта

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.12.29
Қазақистан уйғур тәнһәрикәтчилири дуня мусабиқилиридә көпләп чемпийон болмақта Дуня чемпийони ибраһим айтахуноф. 2021-Йил декабир алмута.
RFA/Oyghan

Кейинки вақитларда қазақистандики уйғур яшлири вә өсмүрлириниң тәнһәрикәтниң һәр хил түрлиридә дуня мусабиқилиригә қатнишип, яхши көрсәткүчләрни намайән қилип келиватқанлиқи мәлум. Пәқәт кейинки икки айниң ичидила бирнәччә уйғур тәнһәрикәтчиниң дуня вә асия чемпийони болғанлиқи һәққидә иҗтимаий таратқуларда хәвәрләр тарқилип, бу, уйғур җамаәтчилики арисида алаһидә диққәт қозғиғаниди. Мәсилән, өткән айниң оттурилирида әрәб бирләшмә хәлипиликиниң пайтәхти әбу-зәбидә бразилийәчә җю-җитсу, йәни әркин челишиш вә муштлишиш түри бойичә дуня өсмүрләр мусабиқиси өтүп, униңда бәхтияр қәһриман, гүлминәм иминова вә илияс абдуллайефлар чемпийон болғаниди. Шуниңдәк йеқинда түркийәниң анталия шәһиридә өткән универсал, йәни йәкмуйәк елишиш түри бойичә төт нәпәр қазақистанлиқ уйғур яш шу җүмлидин аллияр қәмирдиноф, рәвқәт зерипоф, турғанҗан расул вә илһам ғаппарофлар биринчиликкә еришкән.

Дуня чемпийони ренат қурбаноф (солдин биринчи) 2021-йил, декабир, сербийә.
Дуня чемпийони ренат қурбаноф (солдин биринчи) 2021-йил, декабир, сербийә.

Аммиви ахбарат васитилири вә иҗтимаий таратқулардин игилишимизчә, йеқинда өзбекистан пайтәхти ташкәнттә вушу-санда, йәни чамбашчилиқ, сербийә пайтәхти белградта универсал, йәни йәкмуйәк елишиш, русийә пайтәхти москвада бразилийәчә җю-җитсу, йәни әркин челишиш вә муштлишиш бойичә дуня мусабиқилири өткән икән. Уларға қазақистандин уйғур тәнһәрикәтчилириму қатнашқан.

Шуларниң бири алмута шәһириниң турғуни ибраһим айтахуноф радийомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “мән өзбекистанда болидиған мусабиқигә яхши тәйярландим. Бизниң команда бир күн бурун берип, салмақлиримизни өлчәйтуқ. Мусабиқигә 13-14 яшлиқ тәнһәрикәтчиләр қатнашти. Тәнһәрикәтчиләр оттура асияниң һәр хил мәмликәтлиридин болуп 1000дин ошуқ қиз-йигит күч синашти. Бизни 52 килограм салмақтики дәриҗиләргә бөлди, шуниң ичидә мән 1-орунни игилидим. Мән мени мушу мусабиқигә тәйярлиған тренерим камил акиға вә шундақла мени һәртәрәплимә қоллап-қуввәтлигән ата-анамға чоң рәһмитимни ейтимән. Мән ташкәнт шәһиридә алтун медалға еришип, қазақистан туғини егиз көтүргинимдин вә уйғур хәлқиниң бир пәрзәнти болғинимдин наһайити пәхирлинимән. Буниңдин кейинму мушундақ утуқларға йетиш үчүн йәнә тиришимән”.

Радийомиз зияритини қобул қилған ибраһимниң дадиси марат палтайеф әпәнди мундақ деди: “ибраһим 2007-йили алмута шәһиридә дуняға кәлгән. Һазир у мәсим яқупоф намидики 101-уйғур гимназийәсидә 9-синипта оқуватиду. Балам он йешидин тартип тренери камил абдурейимофниң рәһбәрликидә ишләватқан ‛сокол‚ тәнһәрикәт кулубида вушу-санда билән шуғуллинип келиватиду. Мушу төт йил ичидә у өзиниң тиришчанлиқи арқисида көплигән утуқларға йәтти. Бир нәччә қетим қазақистанниң алмута вә башқиму шәһәрлиридә өткән мусабиқиләрдә биринчи орунларни алди. Әмди ибраһимниң бу йилқи чоң утуқи униң йеқинда өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә өткән оттура асия бойичә мусабиқигә қатнишип, асия чемпийони болғини”.

1990-Йили алмута вилайитиниң челәк тәвәсигә қарашлиқ қаратуруқ йезисида туғулған сербийә пайтәхти белград шәһиридә өткән универсал, йәни йәкмуйәк елишиш бойичә дуня мусабиқисидә күмүш медалға еришкән ренат қурбаноф зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “тәнһәрикәт билән 12 йешимдин башлап шуғуллинип келиватимән. 2002-Йили декабир ейида тунҗи қетим бокс бойичә мәшиқ залиға бардим. У йәрдә мени нурмуһәммәт разийеф шагиртлиққа қобул қилди. У йәрдә мән 2006-йилғичә бокс билән шуғуллинип, андин алмута шәһиригә келип та бүгүнки күнгичә бокс, вушу санда вә шәрқ күрәшлири бойичә мәшһур тәнһәрикәт маһири һемит тохтахунофниң қолида тәрбийилинип келиватимән. Шу вақит ичидә мән бокс, кикбоксиң, йәни чамбашчилиқтин қазақистан бойичә мусабиқиләрдә йеңип, кикбоксинң бойичә тәнһәрикәт маһири дегән атаққа ериштим. 2006-Йили тунҗи қетим йәкмуйәк елишиш бойичә русийәгә дуня мусабиқисигә берип, күмүш медал йеңивалдим. Кейинки йиллардиму бир нәччә қетим дуня вә асия мусабиқилиридә, шу җүмлидин хитайниң бейҗиң шәһиридә өткән мусабиқидиму чемпийон болдум. Ахирқи қетим сербийәгә берип, йәкмуйәк елишиш бойичә дуня мусабиқисидә күмүш медал елип, хәлқара дәриҗидики тәнһәрикәт маһири дегән атаққа игә болдум”.

Ренат қурбанофниң ейтишичә, сербийәдә 20-26-декабир арилиқида болуп өткән мусабиқигә 14 мәмликәттин 350 әтрапида тәнһәрикәтчи қатнашқаникән. Қазақистандин ондин ошуқ тәнһәрикәтчи, шу җүмлидин алмутадин ренат қурбаноф қатнашқан.

Мәлуматларға қариғанда, москвада өткән бразилийәчә җю-җитсу, йәни әркин челишиш вә муштлишиш түри бойичә дуня өсмүрләр мусабиқиси өтүп, униңда бәхтияр тайипоф рәһбәрликидики “гратсиябарра-яркәнт” тәнһәрикәт кулубиниң шагирти уйғур қизи гүлминәм иминова үч мәртәм дуня чемпийони атиқиға еришкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.