Уйғурларниң җиддий вәзийити явропадики икки уйғур тәшкилатиниң риштисини чиң бағлиди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.10.03
bextiyar-yashar.jpg Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр(солдин биринчи) вә белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси яшар(солдин иккинчи) әпәндиләр һәмкарлиқ орнатқан. 2019-Йили 3-өктәбир, белгийә.
RFA/Ekrem

Норвегийә уйғур комитети билән белгийә уйғур җәмийити миллий күрәшниң еһтияҗи сәвәблик һәмкарлиқ орнатти.

3-Өктәбир белгийә пайтәхти бирюсселдин муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириға яхши өрнәк болғуси бир хош хәвәр йетип кәлди. Белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси яшар вә норвегийә уйғур комитетиниң рәиси, “уйғур әдлийә архип амбири” ниң мәсули бәхтияр өмәр әпәндиләр уйғур дияриниң нөвәттики җиддий вәзийитини һәм муһаҗирәттики миллий күрәшниң еһтияҗини нәзәрдә тутуп, бундин кейин бирлик ичидә ортақ күрәш қилиш үчүн икки тәшкилатниң һәмкарлиқ мунасивитини орнатқан.

Бәхтияр өмәр әпәнди бу һәқтә тохталғанда бундақ бир һәмкарлиқни вуҗудқа чиқиришқа нөвәттики уйғур вәзийити вә муһаҗирәттики дәваниң җиддий еһтияҗиниң түрткә болғанлиқини баян қилди.

Униң илгири сүрүшичә, һазир чәт´әлдики уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан дөләт вә шәһәрләрдә көплигән уйғур тәшкилатлири мәвҗут болсиму, улар хитайға қарши намайишларда бир ариға киләлигәнни һесабқа алмиғанда көпинчә һалда һәммиси өз алдиға һәрикәт қилидикән. Муһаҗирәттики дәваниң тәрәққияти вә тәсир күчини зорайтиш үчүн өзара һәмкарлишип һәрикәт қилишниң үнүми техиму зор болидикән. Буниң үчүн икки тәшкилатниң яш рәһбәрлири 2-өктәбир бирюсселда бир ариға келип рәсмий һәмкарлиқ орнатқан һәмдә “уйғур әдлийә архип амбири” хизмитиниң көлимини йәниму кеңәйтиш үчүн бирюсселда мәхсус бир хизмәтчи хадим тәйинләшни қарар қилишқан.

Белгийә явропа иттипақиниң сиясий мәркизи болуп, уйғур сиясий тәшкилатлири бу йәрдә уйғур дәвасини күчәйтишкә изчил көңүл бөлүп кәлмәктә. 10-Июл б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиға уйғур дияридики җаза лагерлирини чәкләш тоғрисида баянат бәргән 25 дөләтниң 22 си явропа иттипақиға әза дөләтләрдур. Белгийә пайтәхти бирюсселда белгийә уйғур җәмийити паалийәт елип бармақта.

Белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси яшар әпәнди бу тоғрисида қарашлирини баян қилғанда бундақ бир һәмкарлиқни орнитишқа сикандинавийә йерим арилида паал һәрикәт қиливатқан норвегийә уйғур комитетиниң нәтиҗилик паалийәтлириниң түрткә болғанлиқини әскәртти. У сөзидә бу һәмкарлиқниң икки тәшкилатниң өз-ара тәҗрибә алмаштуруп ортақ һәрикәт қилишиға пайдиси болупла қалмай, “уйғур әдлийә архип амбири” хизмитиниң күчийишигиму төһписи болидиғанлиқини тилға алди.

“уйғур әдлийә архип амбири” 2018-йили ишқа киришкән болуп, у муһаҗирәттики уйғурлар арисида хитайниң җаза лагерлиридики қериндашлири тоғрисида гуваһлиқ бериш, мәлумат беришни тәшәббус қиливатқан бир орган иди. Улар топлиған 10 миңдин артуқ уйғурниң тутқундики қериндашлири тоғрисида бәргән мәлуматлири д у қ тәрипидин явропа парламенти һәмдә б д т кишилик һоқуқ алий кеңишигә йолланған. Нөвәттә бу орган түрлүк гуваһлиқ син филимлирини ишләп, инглизчә тилларда тарқатмақта. Келәчәктә хитайниң җаза лагерлири сияситиниң җанлиқ дәлили болғуси бу архипларни топлаш хизмитиниң көлимини йәниму кеңәйтиш бу органниң нөвәттики җиддий вәзиписи болуп һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.