Профессор мутәллип әлиһаҗим әмчи: бизниң мәқситмиз уйғур тебабитини тәрәққий қилдуруш, дуня сәһийә тәшкилатиға әнгә алдуруш, хәлқаралаштуруш

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2020.01.01
Xelqara-Uyghur-Tibabetchiliki-Muhakime-Yighini-20191229-003.jpeg Истанбулда ечилған хәлқара уйғур тебабәтчилики доригәрлик илмий муһакимә йиғинидин бир көрүнүш. 2019-Йили 29-декабир. Истанбул, түркийә.
RFA/Arslan

29-Декабир йәкшәнбә күни истанбулда, “хәлқара уйғур тебабәтчилик доригәрлик илмий муһакимә йиғини” ечилди. Бу йиғин истанбулда йеңидин қурулған уйғур тебабәтчилик-доригәрлик тәтқиқат вәхпи тәрипидин уюштурулған болуп, йиғинға уйғур тебабәт саһәсидә ишләватқан уйғур дохтурлар, тевиплар вә мутәхәссисләр қатнашқан болуп, уйғур тебабәтчилики вә доригәрликигә алақидар 30 дин артуқ илмий мақалә оқуп өтүлди. Бу йиғинға уйғур вә түркләрдин 300 гә йеқин киши қатнашти.

Йиғин қуран кәрим тилавәт қилиш билән башланди. Йиғинда, уйғур тебабәтчилик-доригәрлик тәтқиқат вәхпиниң рәиси, мудир врач вә профессор мутәллип әлиһаҗим әмчи әпәнди ечилиш сөз қилип, йиғинниң ечилиш мәқсити тоғрисида тохталди. 

Уйғур тебабәтчилик-доригәрлик тәтқиқат вәхпиниң баш катипи абдуләһәд учқунниң билдүрүшичә, бу йиғинниң мәқсити, уйғур тебабитини түркийә вә дуняға тонутуш, уйғур тебабитини қоғдаш, тәрәққий қилдуруш, рәсмийәтсиз вә яки йәккә һаләттики уйғур тебабәт кәспини қанунға уйғунлаштуруш вә системилаштуруш тоғрисида муһакимә вә музакирә қилиштин ибарәт икән. 

Йиғинда сөз қилған уйғур тебабәтчилик-доригәрлик тәтқиқат вәхпиниң рәиси, профессор мутәллип әлиһаҗим әмчи әпәнди “уйғур тебабәтчилик-доригәрликниң тәрәққият тарихи басқучлири” дегән темида сөз қилди. 

У, уйғур тебабитиниң 2500 йиллиқ тарихқа игә икәнликини илмий вә тарихи пакитлар билән оттуриға қойди. У йәнә миладийдин илгири 375-460-йиллар арисида откән тевип ғазбайниң хотәндә яшиғанлиқини, униң 312 хил дора һәққидә “ғазбайниң от-чөп дорилар қамуси” дегән мәшһур китабни язғанлиқини баян қилди.

Йиғинда йәнә, уйғур тебабәтчилик-доригәрлик тәтқиқат вәхпиниң баш катипи абдуләһәд һаҗи учқун “дунядики әнәниви тебабәтләр вә уларға аит сиясәтләр”, доктор намәтҗан муһәммәд яғма әпәнди “чәтәлдә уйғур тебабити үчүн пурсәтләр вә дуч келиватқан мәсилиләр”, докур мәғпирәт бозлар “уйғур тебабәтчилики вә башқа әнәниви тебабәтчиликтә қоллинидиған бәзи өсүмлүк дориларниң тәсирлишишигә бир нәзәр”, маһирнур муһәммәд әмчи “уйғур тебабәтчилик доригәрлик нәзәрийә илминиң һазирқи заман тәтқиқат нәтиҗилири” дегән темиларда сөз қилди. 

Йиғинда елип берилған музакирә вә муназирә нәтиҗисидә, “хәлқара уйғур тебабити вә доригәрлики илмий җәмийити” намда җәмийәт қурулған вә “уйғур тебабәтчилик-доригәрлик илмий журнили” намида һәр алтә айда бир нәшр қилинидиған журнал тәсис қилинған вә бу журналниң йиғинда оттуриға қоюлған илмий мақалиләрдин 30 парчиси киргүзүлгән тунҗи сани нәшр қилинған. 

Биз бу йиғин вә уйғур тебабәт тәтқиқат вәхпи тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн мәзкур вәхпиниң рәиси мутәллип әлиһаҗим әмчи әпәнди вә баш катипи абдуләһәд учқун билән сөһбәт елип бардуқ. 

Абдуләһәд учқунниң билдүрүшичә, уйғур тебабәт тәтқиқат вәхпи, 12-айда түркийә һөкүмити тәрипидин рәсмий тәстиқлинип қурулған болуп, мәзкур вәхпә уйғур тебабитини дуняға тонутуш, сақлап қелиш вә варислиқ қилиш, кейинки әвладларға мирас қалдурушни шундақла тәрәққий қилдурушни мәқсәт қилидикән.

Мутәллип әлиһаҗим әмчи әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур орган уйғур тебабитини тәрәққий қилдуруш вә дуня сәһийә тәшкилатиға әнгә алдуруш, хәлқаралаштуруш, бу арқилиқ уйғурларни вә уйғур тебабитини дуняға тонуштурушни нишан қилидикән.

Профессор мутәллип әлиһаҗим әмчи әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур тебабәтчилики икки түрлүк болуп, биринчиси давалаш кәспи, иккинчиси доригәрлик кәспидур. Доригәрлик кәспини өгитиш уйғур диярида тохтитилған вә 2010-йилидин башлап уйғур тебабәт доригәрлик завутлири хитай ширкәтлиригә һөддигә берилгән вә уйғур ширкәтләр иқтисади җәһәттә чәклимигә учриғанлиқи сәвәбидин һөддә алалмиған вәяки бәзи хитай ширкәтләр уйғурлар билән шерик болуп дора ясиған. Бирақ, мәлум мәзгилдин кейин хитай ширкәтлири ретсепларни сетивелип өзлири дора ясашқа башлиған вә уйғур тебабәт доригәрлик кәспи билән шуғулланған йәккә тиҗарәтчиләргә чәклимә қойған. 

Йиғин һәққидә зияритимизни қобул қилған доригәр адилҗан бу йиғиндин наһайити мәмнун болғанлиқини ипадиләп шуларни баян қилди: вәтәндә пешқәдәм тевиплиримиз бир-бирләп дунядин кетиши, қолға елиниши вә әркин паалийәт қилалмаслиқи, шуниңдәк хитайларниң уйғур тебабитиниму өзиниң қиливелишқа хирис қиливатқан пәйттә, уйғур тебабәтчилик-доригәрлик тәтқиқат вәхпи мәсули мутәллип әлиһаҗи әмчиниң башчилиқида вә бир қисим тебабәт хадимлириниң мәслиһәти билән ечилған бу йиғин уйғур тебабитини түркийә вә дуняға тонутуш, уйғур тебабитини қоғдаш вә тәрәққий қилдуруш, кинишкисиз яки йәккә һаләттики уйғур тебабәт кәспини қанунға уйғунлаштуруш вә системилаштуруш җәһәттә муһим әһмийәткә игә.

Профессор мутәллип әлиһаҗим әмчи әпәнди, хотән вилайәтлик уйғур тебабәтчилик дохтурханиси вә уйғур тебабәтчилики алий техникомида 30 йилдин артуқ әмәлий давалаш вә оқутуш хизмити билән шуғулланған. У, уйғур тебабәтчилик-доригәрлик тоғрисида д 30 парчидин артуқ теббий китаб вә дәрслик язған. У, 2016-йили түркийәгә кәлгән болуп һазир уйғур тебабәт тәтқиқат вәхпиниң рәиси болуп хизмәт қилмақта икән. У йәнә, истанбулда уйғур тебабәт саһәсидә курс ечип тевип йетиштүрмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.