Уйғур тилини сақлап қелиш тәшәббуси вә лагерларниң үч өлчәмлик тәсвири америка дөләт мәҗлисидә алқишланди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.05.23
Roshen-abbas-1024

“уйғур һәрикити тәшкилати” ниң мудири рошән аббас сөзләватиду. 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

Rishat-Abbas

Уйғур академийәсиниң рәиси ришат аббас сөзләватиду. 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

allison-1024

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң мувәққәт ярдәмчи министири аллисон питерс (Allison Peters). 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

Anjali Kaur-1024

Америка хәлқара тәрәққият оргининиң муавин башқурғучиси әнҗали каур (Anjali Kaur). 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

Adrian-Zenz-1024

Америкадики коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң алий тәтқиқатчиси, доктор адриян зенз. 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

ana-til-korunush-1024

22-Май күни америка авам палатасида чақирилған “уйғур тилини сақлап қелиш вә уйғур қирғинчилиқиниң тәсвири көрүнүши” темисидики йиғин көрүнүши. 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

Peace-Scott-1024

Америка тинчлиқ институтидин скот (Scott). 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

ana-til-korunush-1-1024

22-Май күни америка авам палатасида чақирилған “уйғур тилини сақлап қелиш вә уйғур қирғинчилиқиниң тәсвири көрүнүши” темисидики йиғин көрүнүши. 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

Bextiyar-omer-1024

Уйғур әдлийә амбири мунбири мудири бәхтияр өмәр. 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

Sophie-Richardson-1024

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири мудири софий ричардсон (Sophie Richardson). 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

Young-Kim-1024

Америка авам палата әзаси яң ким (Young Kim). 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

Dean-Baxendale-1024

Нәшрият содигири диан бәксендел (Dean Baxendale) . 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

Tom-Suozzi-1024

Америка авам палатасиниң әзаси том свази (Tom Suozzi) . 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

Bahriyar-Omer-2

Уйғур әдлийә амбири мунбири мудири бәхтияр өмәр. 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

ana-til-03-1024

22-Май күни америка авам палатасида чақирилған “уйғур тилини сақлап қелиш вә уйғур қирғинчилиқиниң тәсвири көрүнүши” темисидики йиғин көрүнүши. 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

roshen-abbas-ana-til-02

22-Май күни америка авам палатасида чақирилған “уйғур тилини сақлап қелиш вә уйғур қирғинчилиқиниң тәсвири көрүнүши” темисидики йиғин көрүнүши. 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

lager-shahiti-uaa-elfidar

22-Май күни америка авам палатасида чақирилған “уйғур тилини сақлап қелиш вә уйғур қирғинчилиқиниң тәсвири көрүнүши” темисидики йиғин көрүнүши. 2024-Йили 22-май, вашингтон Alim Séytof

Уйғур дияридики қирғинчилиқ бир мәһәл дуняниң зор диққитини қозғап кәлгән болсиму, әмма хәлқара вәзийәттики җиддий өзгиришләр буниңда йеңи йүзлинишләрни барлиққа кәлтүрүватқанлиқи мәлум. Әнә шу хил реаллиққа нисбәтән кишиләрниң тонушини өстүрүш, шуниңдәк нөвәттә уйғурлар баштин кәчүрүватқан қисмәтләрниң қандақтур өткүнчи һадисә әмәс, әксичә системилиқ һалда изчил давам қиливатқан қирғинчилиқ икәнликини йәнә бир қетим әскәртиш тиришчанлиқи 22-май күни кәчқурун америка авам палатасида чақирилған “уйғур тилини сақлап қелиш вә уйғур қирғинчилиқиниң тәсвири көрүнүши” темисидики йиғинда әкс әтти.

Уйғур академийәси, уйғур һәрикити, уйғур әдлийә архип амбири қатарлиқ орунларниң ортақ саһибханилиқида вуҗудқа чиққан бу қетимлиқ йиғинни уйғурлар һәққидики бир қетимлиқ әһвал тонуштуруш паалийити дегәндин көрә, уйғур җәмийити дуч келиватқан реаллиқниң қанчилик тәхирсиз болуватқанлиқини техиму җанлиқ көрситиш тиришчанлиқи дейиш мумкин. Хитай һөкүмити өзлириниң сиясий вә иқтисад саһәсидики қудритини дәстәк қилған һалда хәлқарада өзлириниң қиливатқанлирини “террорлуққа вә ашқунлуққа қарши күрәш” дәп тәсвирләп келиватқан болсиму, уйғур академийәси вә уйғур әдлийә архип амбири бу қетим намаян қилған реаллиқ хитайниң қандақ ялғанчилиқ қиливатқанлиқини йәнә бир қетим көрситип бәрди.

“уйғурчә дәрслик китаблар уйғур тилини сақлап қелиштики бир муһим қәдәм!”

Уйғур дияридики қирғинчилиқта муһим нишанларниң бири дәл уйғур миллий кимликиниң әң ярқин ипадилиридин болған уйғур тили болғанлиқи мәлум. Уйғур академийәсиниң рәиси, доктор ришат аббасниң көрситишичә, хитай һөкүмити уйғур тилини йоқитишни нөвәттики қирғинчилиқниң әң актип хизмәт нишани қиливатқанда, америка тинчлиқ институти қатарлиқ орунларниң иқтисадий җәһәттики ярдими түпәйлидин муһаҗирәт һаятида уйғур тилини вә мәдәнийитини сақлап қелишқа кичиккинә болсиму ярдими болуши үчүн уйғур тили дәрсликини түзүп чиқиш қурулушини башлиған.

Муһаҗирәттики уйғурларниң бир қетимлиқ коллектип әмгики сүпитидә вуҗудқа чиққан бәш қисимлиқ “уйғур тил-әдәбият дәрслики” китаби елипбә басқучидин таки юқири сәвийәлик оқушлуққичә болған мәзмунларни өз ичигә алған бир йүрүш топлам болуп, нормалда бирнәччә йиллиқ ана тил оқутуши үчүн йетәрлик. Бу китабқа әҗир қилған кишиләрниң бири, харвард университетиниң уйғур тили оқутқучиси гүлнар әзиз бу һәқтә сөз болғанда, “хитай һөкүмити аллиқачан қизил ташлқ һөҗҗәт чиқирип уйғур тилини маарип саһәсидин сиқип чиқарди. Әмма бу дәрслик китаблар бизниң буниңға қарши турушимиздики бир қәдәм болуп қалғуси” дәп көрсәткинидәк муһаҗирәттики уйғур зиялийлириниң бу топламға сиңдүргән коллектип әмгики йәнә бир яқтин уйғурларниң бу хилдики қирғинчилиққа қарши туруш ирадисиниң намайәндиси сүпитидә оңушлуқ тамамланған.

Уйғур академийәси идарә һәйитиниң мәсуллиридин бири болған абдулһәмид қарахан йиғин әһлигә бу топламниң қандақ вуҗудқа кәлгәнлики һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди. Униң баян қилишичә, бу топламни ишләш бирнәччә йиллиқ җапалиқ әмгәкниң мәһсули болуп, дәсләпки қәдәмдә буниң омуми лайиһәсини қандақ түзүш вә қандақ тамамлаш үчүн мәхсус комитет тәсис қилинған. Шундақла америка вә түркийә қатарлиқ җайларда “қирғинчилиқ давам қиливатқанда уйғур тилини сақлап қелиш” темисида илмий муһакимә йиғини чақирилған, шуниңдәк бу җәһәттики конкрет хизмәтләрни техиму тәпсилий музакирә вә муһакимә қилиш үчүн бирнәччә қетимлиқ баш қошуш йиғини чақирилған. Бу җәрянда мәзмун, қурулма вә шәкил қатарлиқ җәһәтләрдә пикир бирлики һасил қилинип, “дәрслик китаб һәқиқий мәнидә уйғурчә болуш, шәрқий түркистан роһи дәрслик китабтин орун елиш, оқуш-йезиш-аңлаш бир гәвдилишиш” дегәндәк асасий пиринсип қобул қилинған. Әнә шу йосунда дәсләпки синақ нусха болған бәш қисимлиқ топлам дуняға кәлгән.

Америка тинчлиқ институти оттура асия бөлүминиң директори скот ворден (Scott Worden) дәл мушу хил қирғинчилиқ давам қиливатқанда, мушундақ бир дәрслик гурупписини иқтисадий җәһәттин қоллашниң әмәлийәттә йоқиливатқан бир гүзәл тилни сақлап қелиштики муһим бир қәдәм болидиғанлиқини алаһидә тәкитләйду. Шуңа улар буниң алдинқи вә кейинки басқучлиридики барлиқ хизмәтләрни зор күч билән қоллиған.

Нөвәттә һәрқайси җайларда уйғур ана тил мәктәплири көпләп қурулуватқан вә мәвҗут болуватқан болсиму, бир туташ дәрсликниң кәмчил болуши бир зор қийинчилиқ болуп билиниватқанлиқи мәлум. Мушу хилдики дәрслик китабларниң көпләп нәшр қилиниши дәл ашу хил бошлуқни толдуруштики бир муһим қәдәм, дәп қарилишқа башлиған.

“америка һөкүмити һәрқачан уйғурларни қоллайду!”

Уйғур дияридики қирғинчилиқ ташқи дуняға көпләп билинишкә башлиғандин буян бу һәқтә әң күчлүк инкас қайтурған дөләт америка болди. Болупму уйғур қирғинчилиқи һәққидә қарарниң елиниши, буниңға қарши туруш йолидики дәсләпки қәдәмләр сүпитидә бирнәччә қанун лайиһәсиниң рәсмий қанунға айлиниши бу җәһәттә бир хәлқаралиқ үлгә яратқанлиқи мәлум. Һалбуки, хитай һөкүмитиниң уйғурларни қирғин қилишиға алақидар қәдәм-басқучлири аллиқачан хитай чеграсидин һалқип муһаҗирәттики уйғурларниму нишан қилишқа башлиғандин кейин бу хилдики чегра һалқиған бастурушниң америка үчүнму хәвп болуватқанлиқи техиму ашкара болди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң мувәққәт ярдәмчи министири аллисон питерс (Allison Peters) ниң пикричә, хитайниң бу хилдики қилмишлирини америка һөкүмити һәргизму қобул қилалмайду вә буниңға қарап турмайду. У бу әһваллар һәққидә сөз болғанда “америка һөкүмити вә хәлқи һәрқачан уйғурлар билән биллә” деди.

Аллисон ханимниң билдүрүшичә, америка һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқи һәққидики мәйдани изчил давам қиливатқан болуп, улар буниңда техиму көп хәлқаралиқ иттипақдашлар тори һасил қилиш, хитайниң уйғур қирғинчилиқидики җавабкарлиқини сүрүштә қилиш, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) мунбиридә уйғурлар мәсилисини тилға елиш қатарлиқ саһәләрдә қолидин келишичә тиришип кәлмәктә. Шундақ болғанлиқи үчүн америка дөләт мәҗлисиниң бир қисим әзалири изчил түрдә буни әмәлгә ашуруш үчүн қолидин келишичә хизмәт қилмақта. Гәрчә һазир бу хилдики дөләт мәҗлиси әзалири авам вә кеңәш палатасида мутләқ үстүнлүкни игилимигән болсиму бошашмастин “авазсизларниң авази болуш” пиринсипи бойичә иш көрүп кәлмәктә. Бу нуқтини бу қетимқи йиғинда сөз қилған авам палата әзаси, уйғурлар һәққидики бирнәччә қанун лайиһәсиниң авазға қоюлуши вә мақуллинишиға зор әҗир қилған кишиләрниң бири болған яң ким (Young Kim) ханимму алаһидә тәкитләп өтти.

Униң пикричә, коллектип һалда америка авам палатасида мушу хилдики садаларни яңритиш өз нөвитидә бу хилдики садаларниң техиму зорийишиға йол ачиду. Бундақ әһвалда уйғур тили вә мәдәнийитини сақлап қелишни мәркәз қилған һалда аваз чиқириш техиму муһим. Уйғурлар өзлириниң хитайлардин пәрқлиқ болған тили, мәдәнийити вә дини етиқади үчүнла мушундақ бир қирғинчилиққа дуч келиватқанда бундақ садалар тохтап қалмаслиқи, америка сиясий саһәсиму буниңға мас һалда техиму конкрет болған һәрикәткә өтүши лазим. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн у өзи тонуштурған уйғурлар һәққидики қанун лайиһәси рәсмий қанунға айланмиғучә бу йолдин һәргизму қайтмайдиғанлиқини ейтқанда залда гүлдүрас алқиш яңриди.

Америка авам палатасиниң әзаси, уйғурлар һәққидики қанун лайиһәлириниң музакирә қилиниши вә мақуллиниши үчүн зор күч чиқарған кишиләрдин том свази (Tom Suozzi) әпәндиму мушу нуқтини алаһидә әскәртти. Униң пикричә, нөвәттики уйғур қирғинчилиқида уйғур тили вә мәдәнийити пәйда қилған җараһәтләр мушу әвлад биләнла түгәп кәтмәйду. Әксичә буниң тәсири кейинки нәччә он йилда охшимиған шәкилләрдә давамлиқ мәвҗут болиду. Шуңа бу җәһәттә ғайәт зор адәм күчи вә малийә күчи сәрп болидиған бу хил түрләрни қоллашқа техиму көп саһәләрни җәлп қилиш зөрүр. Һазир уйғур җәмийити қандақ қисмәтләргә вә киризискә дуч келиватқанлиқини көп қисим кишиләр билиду. “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” намидики һөҗҗәтләр елан қилинғили икки йил болуп қалғанда, бу техиму шундақ. Әмма америка үчүн дүшмән болуватқан күчләр һә десә оттура шәрқтики мәсилиләргә от қуйруқлуқ қилип уйғур қирғинчилиқини унтулдурушқа тиришмақта. Бундақ әһвалда сани көп болмиған кичик гуруппилар һәргизму роһини чүшүрмәстин һәққанийәт үчүн болуватқан күрәшлирини изчил давам қилиши, шу арқилиқ техиму чоң қоллаш вә ғәлибини қолға кәлтүрүшкә йол ечиши лазим.

“җаза лагерлири мән ойлиғандинму қорқунчлуқ икән!”

Уйғур дияридики лагер системисини әң тәпсилий баян қилип бәргән һөҗҗәтләрниң бири “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” намидики ички архиплар болуп, әйни вақитта кишиләрниң лагер һәққидики чүшәнчисини қаттиқ бир чалғитқан иди. Болупму хитай һөкүмити “һүнәр-техника өгиниш орни” дәп пәрдазлаватқан “тәрбийәләш мәркәзлири” ниң әмәлийәттә түрмиләрдинму қаттиқ башқурулидиған, шундақла халиған шәкилдики өлүм-йетим вәқәлири көп йүз беридиған бир җай икәнликини җанлиқ йосунда көрситип бәргән иди. Йиғин мәйданиға чөридәп тизилған талланма сүрәтләр тахтиси дәл ашулар җүмлисидин болуп, уйғур әдлийә архип амбири мәсул болуп тәйярлиған бу һәқтики үч өлчәм (3D)лик лагер тәсвири буниң дәриҗидин ташқири конкретлашқан тәсвирий баяни шәклидә йиғин әһлигә сунулди.

Бу түргә мәсул болған кишиләрдин бәхтияр өмәр бу хизмәт һәққидә чүшәнчә бериш билән биргә лагерлардики җисманий вә роһий қийнашни кишиләргә әң зор дәриҗидә җанлиқ көрситип беришниң буниңдики асаслиқ мәқсәт икәнликини көрситип өтти. Улар тәйярлиған үч өлчәмлик лагер тәсвири лагерларға мәһбусларни елип келиш, уларни сорақ қилиш, түрлүк теббий синақларни тәтбиқлаш, җисманий қийнақ, сиясий меңә ююш, тутқунларни мәҗбурий әмгәккә селиш қатарлиқ һалқиларни җанлиқ шәкилдә көрситип бериш арқилиқ йиғин әһлиниң қәлбини ләрзигә салди.

Болупму америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитетиниң хизмәтчиләр директори пиро този (Piero Tozzi) әпәнди бу хилдики үч өлчәмлик тәсвирниң бир муһим қисми болған дурбунлуқ көзәйнәкни биваситә тақаш арқилиқ көзәйнәкниң ички екранида көргән лагер тәсвири һәққидә сөз қилип, “бу немә дегән дәһшәт! лагерлар мән ойлиғандинму қорқунчлуқ икән” дәп салди.

Бу қетимқи йиғин уйғур җәмийити һәққидики реаллиқниң сәл қарашқа болмайдиған характерини йәнә бир қетим җанлиқ көрситип бәргән паалийәт болуш сүпитидә көплигән уйғур җамаити, шуниңдәк һәрқайси саһәдин кәлгән кишиләрниң иштиракида қизғин кәйпият ичидә ахирлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.