Уйғур елидә түрмидә җаза өтүватқанларниң аилисигә зор миқдарда җәриманә төлитиливатқанлиқи ашкариланди
2024.05.31
Йеқинда учтурпанлиқ муһаҗирлардин бири юртида түрмидә 15 йиллиқтин җаза өтәватқан аниси вә сиңлисиға 75 миң йүәндин җәмий 150 миң йүән “иштирап” кәлгәнлики вә бу пулни төләшкә аилисидә бирдинбир түрмә сиртида болған яшанған дадисиниң мәҗбурлиниватқанлиқини инкас қилди. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған учтурпан вә хотәндики сот вә әдлийә хадимлири, түрмидә җаза өтәватқанларниң аилиси төләйдиған “иштирап” намида зор бир миқдарда иқтисадий җаза барлиқини дәлиллиди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған пирограммиси диққитиңларда болиду.
Учтурпанлиқ бир муһаҗирниң ашкарилишичә, 2017 -йили униң аилисидин аниси вә сиңлиси тутқун қилинған вә “диний әсәбийлик” билән әйиблинип 15 йиллиқтин кесиветилгән. Аилисидин йеши 70 тин ашқан дадиси кесәл һаләттә беқишсиз қепқалған. Йирақ-йеқиндики уруқ-туғқанлириниң қариши билән тәстә күн кәчүрүватқан бу ата, йеқиндин буян йеңи бир дәрдкә муптила болған. Аһалиләр комитети вә сақчи хадимлири, униң түрмидә җаза өтәватқан аяли вә қизи үчүн буйрулған 75 миң йүәндин 150 миң йүәнгичә болған “иштирап” дәп аталған җәриманини төләшкә қистиған, бу учурға ғәйрий рәсмий йоллар билән еришкән учтурпанлиқ муһаҗир бу учурниң тоғра яки хаталиқиға һөкүм қилалмиған.
Биз буни айдиңлаштуруш үчүн, уйғур елидики сиясий-қанун органлириға телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған учтурпан наһийәлик сот хадими, мәһбус аилилири төләшкә тегишлик иштирап йәни җәриманә бар-йоқлуқини сориғинимизда, “бар” дәп җаваб бәрди. Биз униңдин бу иштирапниң миқдариниң адәттә қанчилик болидиғанлиқини сориғинимизда бу пулниң мәһбусниң “җинайити” ниң характери вә җаза муддитигә қарап һәр хил болидиғанлиқини баян қилди. Биз униңға учтурпандики бир мәһбус аилисигә, җаза өтәватқан икки киши үчүн, җәмий 150 миң йүән иштирап төләшни буйруғанлиқини әскәрткинимиздә, у 15 йиллиқ кесилгән икки киши үчүн бу пулниң нормал икәнликини ейтти. Униң дейишичә, бу иштирап актиплиқ билән төләнсә, мәһбусниң җаза муддити тошқан һаман қоюп берилишигә түрткә болидикән.
Биз йәнә “хотән вилайәтлик қанун-әдлийә мәркизи” гиму телефон қилип, бундақ бир иштирапниң хотәндики иҗраати һәққидә мәлумат соридуқ. Телефонимизни қобул қилған хадим иштирапниң түрмигә әмәс сотқа тапшурулидиғанлиқи, иштирап тапшурулмай туруп, мәһбусниң түрмидин чиқишиниң мумкинсизликини билдүрди. Униң дейишичә, иштирапниң миқдари сот һөкүмидә бекитилидикән, миқдариниң аз-көплүки “җинайәт” ниң характери вә җазаниң узун-қисқилиқиға қарап 10-20 миң йүәндин бир милйон йүәнгә қәдәр пәрқлиқ болидикән.
Мәлум болушичә, бу иштирап қәғәз йүзидә “җавабкар” ға қоюлғандәк қилсиму, әмәлийәттә “җавабкар” җаза өтәватқан болғачқа вә бу бул җаза муддити түгәштин бурун тапшурулуши керәк болғачқа, бу җәриманини тәбиий һалда, мәһбусниң аилилири төләшкә мәҗбур икән.