Или педагогика университетиниң тәнтәрбийә оқутқучиси, тиринер бәхтияр абдувәлиниң тутқунда икәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2022.05.23
Или педагогика университетиниң тәнтәрбийә оқутқучиси, тиринер бәхтияр абдувәлиниң тутқунда икәнлики дәлилләнди 20-Әсирдә яшиған атақлиқ сәнәткар абдувәли җаруллаюпниң оғли, или педагогика университетиниң тәнтәрбийә оқутқучиси, тиринер бәхтияр абдувәли әпәнди аяли билән. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
Oqurmen teminligen

Или педагогика университетиниң тутқундики оқутқучилири һәққидә радийомизға кәлгән инкаста, 20-әсирдә яшиған атақлиқ сәнәткар абдувәли җаруллаюпниң оғли, университет тәнтәрбийә оқутқучиси, тиринер бәхтияр абдувәлиниң нами тилға елинған иди. Мухбиримизниң әһвал ениқлашлири давамида, униң тутқунда икәнлики дәлиллиниш билән бирликтә, униң тутулушиға җамаәтчилик ишлиридики йетәкчилик ролиниң сәвәб болғанлиқи ашкариланди.

Инкас қилинишичә, или педагогика университетиниң оқутқучилири илмий издинишлири вә оқутуш ишлири биләнла әмәс, бәлки миллий өрп-адәтләргә садиқ һаләттә яшаштәк һаят шәкли биләнму җәмийәткә тәсир көрсәткән. Мәзкур университетиниң 30 нәччә уйғур оқутқучиси 1990‏-йилларниң оттура вә ахирилири, шундақла 2000-йилларниң бешида өзара мәшрәп ойниған. Бу мәшрәптә университет маркисизм институтиниң парийә ячейка секритари абдул исмаил пашшап ролини алған болса, тәнтәртәрбийә институтиниң оқутқучиси тиренер бәхтияр абдувәли йигит бешилиқ қилған. Ғулҗадики сәрхил зиялийларниң бу мәширипи или җәмийитидә миллий өрүп-адәтләрни техиму сөйүш вә қәдирләш қизғинлиқи пәйда қилған болса; хитай даирилиридә әндишә пәйда қилип, уларниң бу паалийәтлирини партийәдин узақлишиш вә дөләттин ятлишиш кәйпияти, дәп қаралған. Әмма әйни чағда һөкүмәтниң мәшрәпни чәклигән ениқ һөҗҗити яки қанун-бәлгилимиси болмиғачқа, даириләр бу оқутқучиларни ашкара һалда тосуялмиған. Пәқәт2017-йили уйғур районида чоң тутқун башланғанда, уларниң шу чағдики мәшрипи “диний әсәбийлик” вә “миллий бөлгүчиликниң тәшвиқат сәһниси” дәп қарилип, мәзкур мәшрәптики оқутқучиларниң һәммиси үстидин тәкшүрүш елип берилған. Тәкшүрүш нәтиҗисидә, тиринер, җамаәт әрбаби вә мәшрәпниң сабиқ йигитбеши бәхтияр абдувәли әң дәсләптә тутқун қилинған.

Или педагогика университети оқутуш башқармисиниң бир хадими, телефонимизни қобул қилған болсиму, әмма бәхтияр абдувәли һәққидики соалимизға җавап бәрмиди.

Нөвәттә түркийәдә яшаватқан, ғулҗадики зиялийлар қатлиминиң вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири-ясинҗан әпәнди, мәзкур университет оқутқучилириниң мәшрәп паалийити һәққидә тохталди. Униң дейишичиму, мәзкур университетниң тутқундики оқутқучилиридин ниҗат сопи, дилмурат авут вә абдулла исмаиллар бу мәшрәпниң актип әзалири болған болса, тиринер вә җамаәт әрбаби бәхтияр абдввәли мәшрәптә йигитбеши болуш сүпити билән ғулҗа җәмийитидики иҗтимаий паалийәтләрдиму бәлгилик рол ойниған. Дейилишичә, 1997-йили ғулҗада мәшрәп әһли өзара путбол мусабиқиси өткүзгәндә бәхтияр тиринерлиқ қилған; тәнтәрбийә мәйданлириға су қоюветилип, мусабиқә дәхлигә учриғанда, бәхтияр алақидар идарә-органлар билән сөзлишип, даириләрниң бу қилмишиниң тоғра болмиғанлиқи вә буниң җәмийәтниң инақлиқ кәйпиятиға тәсир йәткүзидиғанлиқини уқтурған.

Радийомизға кәлгән инкаста дейилишичә, бәхтияр абдувәлиниң әйни чағдики бу йоллуқ инкаслири2017-йилиға кәлгәндә, “һөкүмәт билән қаршилишиш” вә “җәмийәттә миллий қутратқулуқ пәйда қилиш” дәп бектилгән.

Телефонимизни қобул қилған мәзкур университет сиясий бөлүмииниң хадими, дәсләптә соаллиримизға җавап беришкә тәмшәлгән иди. У бәхтияр абдувәлиниң исмини аңлиған һаман, өзиниң бу ишлардин хәвири йоқлуқини әнсиз шәкилдә билдүрди. У бу һәқтә қанун тармақлиридин мәлумат соришимизни тәвсийә қилиш арқилиқ, униң нөвәттә тутқунда икәнликини вастилиқ һаләттә ишарәтлиди.

Инкаста, тәкшүрүлүш давамида бәхтияр абдувәлиниң йәнә мәктәптики “миллий бөлгүнчилик идийәси күчлүк оқуғучиларни риғбәтләндүргән” ликиму илгири сүрүлүп, униңға алақидар “җинайи пакит” ларниң көпәйтилгәнлики қәйт қилинған иди. ясинҗан әпәнди, бәхтиярниң мәктәп қорусида бир ашхана ачқанлиқи вә бу ашханида бир қисим турмушида қейинчилиқи бар оқуғучиларға һәқсиз тамақ берилгәнлики вә нөвәттә тутқундики оқутқучилардин абдурешит хәмитниң бу ашханида бәхтиярға һәмкарлишип бир мәзгил ишлигәнликини әсләп өтти. ясинҗанниң йәнә әскәртишичә, бәхтияр абдувәли 20-әсирдә яшап өткән атақлиқ нахшичи вә драмма артиси абдувәли җаруллаюпниң оғли болуп, униңда сақланған дадиси вә дадисиниң сәбдашлириға аит язма материяллар вә сәнәт әсәрлириниңму униң тутқун қилинишиға сәвәб болғанлиқ еһтималлиқини оттуриға қойди.

Мәзкур университетниң интизам тәкшүрүш хадими, мәктәптин тутқун қилинғанларни әсләш җәрянида, бәхтияр абдувәлиниңму тутқунлар қатарида икәнликини дәлиллиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.